2017-Йилида уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләр (10)

Мухбиримиз меһрибан
2017.12.21
meschit-teshwiqat-boway.jpg Хитайниң тәшвиқат лозункилири есилған мәсчит. 2014-Йили 17июл, ақсу.
AP/Ng Han Guan

Хитай даирилириниң уйғур елида йүргүзүватқан юқири бесимлиқ диний чәклимә сиясәтлири

2017-Йилида уйғурларниң бешиға кәлгән еғир күлпәтләрниң йәнә бири районда диний-етиқадқа қаритилған чәклимиләрниң илгирики йиллардин һәссиләп күчәйтилиши вә бу һәқтики йеңи бәлгилимиләрниң йолға қоюлуши болди. Буларниң ичидә мәсчитләрниң сиясий тәшвиқат орниға айландурулуши, исламий исимларниң чәклиниши, “қуран кәрим”, җайнамаз вә башқа диний буюмларниң йиғивелиниши шундақла “һалал” дегән мусулманчә йемәклик бәлгилириниң елип ташлиниши қатарлиқлар хәлқара таратқуларниң күчлүк диққитини қозғиди.

Исламий исимларни чәкләш вә өзгәртиш қилмиши

2017-Йили кириши билән уйғур аптоном район районлуқ даириләр йеңи туғулған балиларға бир қисим исламий исимларни қоюшниң чәклинидиғанлиқи һәққидә уқтуруш тарқатқан.

Мәзкур уқтурушта “муҗаһит, җиһад, абдупәттар, әбулғази, әзһәр, әсәдулла, әмирулла, әмиридин, әһрулла, әкбәр, ғазат, түркиназ, түркизад, әбубәкри, муслимә, мухлисә, әрапат, һаҗи, ғоҗа, худабәрди, түркай, муҗаһидулла” қатарлиқ 29 хил исимниң йеңи туғулған бовақларға қоюлушиниң чәклинидиғанлиқи тилға елинған.

Хитай даирилири елан қилған бәлгилимидә, әгәр юқиридики тизимликтә орун алған чәкләнгән исимлар қоюлған балилар болса, бу балиларниң нопусқа елинмайдиғанлиқи вә уларниң маарип-сәһийә рәсмийәтлириниң беҗирилмәйдиғанлиқи әскәртилгән.

Радийомиз уйғур бөлүми мәзкур бәлгилиминиң уйғур дияриниң һәрқайси җайлирида иҗра қилиниши әһвали тоғрулуқ йәрликтин техиму көп учурларни игилиди.

Өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән радийомизға әһвал инкас қилған бир уйғурниң билдүрүшичә, у ишләватқан идаридә 2017-йил 4-айниң ахири хизмәтчиләргә мәхсус йиғин ечилип, “уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң 2017-йиллиқ 4425-номурлуқ һөҗҗити” намидики уқтуруш оқуп берилгән. Идарә башлиқи сөзидә илгири балилириға диний түс алған исимларни қойғучиларниң әң қисқа муддәт ичидә йәрлик сақчи орунлириниң нопус бөлүмлиригә берип, балилириниң исмини өзгәртиш рәсмийитини беҗиришини уқтурған.

5-Айниң 19-күни хотән сақчилири йәнә илгири аллиқачан қоюлуп болунған исламий исимларни өзгәртиш буйруқи барлиқини вә хотәндә чәкләнгән исимларни өзгәртиш обйектиниң 16 яштин төвәнләргә қаритилғанлиқини ашкарилиди.

Мәзкур сақчи йәнә хотәндә уларға тарқитилған уқтурушта кимлик беҗириш йешиға йәтмигән өсмүрләрниң, йәни 16 яштин төвәнләрниң исмини өзгәртиш рәсмийити беҗириливатқанлиқини билдүрди.

Мәзкур сақчи йәнә бу йил хотән йезилиридики кәнт кадирлири вә хизмәт әтрити намида төвәнгә чүшкән кадирларниң муһим вәзипилиридин бири, сақчиханиларға һәмкарлишип, йезилардики чәкләнгән диний исимларни тизимлаш вә ата-анилири яқа юртларға ешинча әмгәк күчи сүпитидә әвәтилиш яки “диний әсәбийлик” идийәси сәвәблик йиғивелинип 2 айлиқ өгиниш курслириға елип кетилгәнләрниң өйидә қалған балилириниң исмини өзгәртип тизимлаш хизмитини қиливатқанлиқи қатарлиқ әһвалларни ашкарилиди.

Биз униңдин йәнә исим өзгәртишкә қарита уйғурларниң инкасини сориғинимизда, у җаваб берип, һазирчә мәзкур йеза тәвәсидә исим өзгәртишкә наразилиқ билдүргәнләрниң техи йоқлуқини, әмма 7-айға қәдәр балилириниң исмини өзгәртиш рәсмийитини өтимигәнләрниң җавабкарлиқи сүрүштә қилиниши мумкинликини әскәртти.

Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә хәлқара диний җәмийәтләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириму 2017-йили 4-айдин башлап арқа-арқидин баянат елип қилип, хитай һөкүмитиниң исламий исимларни чәкләш һәрикитини әйиблиди.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири директори софей речардсон ханим 4-аниң 24-күни елан қилинған баянатида исим қоюшниң һәрбир ата-анини һаяҗанға салидиған, хусусий бир ишлиқини әскәртип, буни хитай һөкүмитиниң “дини радикаллиққа қарши туруш дегән намда дини әркинлик һоқуқини чәкләш һәрикитиниң әң йеңи бир мисали” дәп көрсәтти. У 4-айниң 26-күни радийомиз зияритини қобул қилип мундақ деди: “мәнчә бу хитай һөкүмитиниң уйғурларниң өзи қилишқа тамамән һоқуқлуқ болған бир ишниму контрол қилиш вә чәкләш үчүн алған тәдбирлириниң бири. Хитай һөкүмити бу арқилиқ уйғур елидики ислам дининиң тәсирини йоқатмақчи болуватиду. Бирақ бу мәнчә интайин әхмиқанә вә қаршилиқ пәйда қилидиған бир һәрикәт. Бу мәйли хитай қанунлирида болсун мәйли хәлқара қанунларда болсун һечқандақ бир асасқа игә әмәс. Бу тәдбир уйғурларни хитай һөкүмитигә садиқ қилиш әмәс әксичә, бәлки уйғурларниң өзлири яшаватқан җәмийәткә ятлишишини, у җәмийәтни инкар қилишини йәниму күчәйтиветиду, халас”.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәндиму бу һәқтә тохтилип, уйғурлар тарихтин бериқоллинип, уйғур мәдәнийитиниң бир парчисиға айлинип кәткән исимларниму чәкләш арқилиқ өзлириниң уйғурларни хитайлаштуруш арзусини намаян қилип бәргәнликини ейтти.

2017-Йили яз пәслидә хитай таратқулирида уйғур балилириниң исламий исимлирини өзгәртиш һәққидики бәлгилимисиниң әмәлий иҗра қилиниш әһвали һәққидә учур-хәвәрләр көпәйди.

“шинҗаң гезити” ниң 7-айниң 21-күнидики санида 6 нәпәр уйғур балиниң мусулманчә исимлириниң өзгәртилгәнлики һәққидә ата-анилири тәрипидин берилгән еланлар берилди.

2017-Йили 9-айниң 23-күни радийомиз қарақашниң тохула кәнтидин игилигән әһваллардин хотәндә даириләрниң балиларға диний пуриқи күчлүк бәзи исламий исимларни қоюшни чәклигәнлики мәлум болди.

Уйғур ата-аниларниң балилириниң исмини өзгәртиши һәққидики уқтуруш вә хәвәрләрниң елан қилиниши һәмдә бәлгилимиләрниң җай-җайларда қаттиқ иҗра қилинишиға қарита америкидики нопузлуқ кишилик һоқуқ оргини болған “әркинлик сарийи”ниң тәтқиқатчиси сараһ кук ханим радийомиз зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң бу һәрикитини “уйғур ата-анилириниң әркин ирадисигә қопаллиқ билән арилашқанлиқ” дәп әйиблиди.

Мәсчитләрдики “компартийәни сөйүш” тәшвиқати

Радийомиз 2017-йили 7-айниң 26-күни игилигән әһваллардин мәлум болушичә, һазир бу хилдики “компартийәни сөйүш, дөләтни сөйүш” тәшвиқат лозункилири уйғурлар дияриниң һәрқайси җайлиридики мәсчитләргә арқиму-арқидин есилған. Шуниң билән биргә, йәрлик хәлқ бу һәқтә һечқандақ пикир қилиш һоқуқиниң болмаслиқи түпәйлидин “кишиләрниң буниңға инкаси яхши” дейишкә мәҗбур қилинған.

Уйғурлар дияриниң һәрқайси җайлиридики мәсчитләрдә “партийәни сөйүш, дөләтни сөйүш” мәзмунидики лозункиларниң есилиши, бу җәһәттики әһвалларни көзитип келиватқан алақидар шәхсләрниң күчлүк тәнқидигә учриди. Улар хитай һөкүмити йолға қоюватқан бу тәшвиқат паалийәтлириниң хәлқара низамларға яки хитайниң өз қанунлириға уйғун әмәсликини көрситип, буни “пуқраларниң хусусий таллишиға қопаллиқ билән арилашқанлиқ, ” деди.

Дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун бу мәсилә һәққидә зияритимизни қобул қилғанда, мәсчитләргә “компартийәни сөйүш” дегән лозункини есишни уйғурларниң диний етиқадидики “аллани сөйүш” чүшәнчисигә қилинған хирис, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. Шуниң билән биргә, буниң уйғур хәлқи үчүн бир зор һақарәт икәнликини тәкитлиди.

Хитай даирилири йәнә диний затларни етиқадчи аммини “мөтидил йол” да тутуп турушқа дәвәт қилған.

2017-Йили 11-айниң 7-күни уйғур аптоном районида “8-нөвәтлик вәтәнпәрвәр диний затларни тәрбийәләш курсини пүттүрүш мурасими вә хуласә йиғини” үрүмчидә өткүзүлгән.

“шинҗаң гезити” ниң7-ноябирдики хәвиридин мәлум болушичә, мәзкур йиғинда динни хитайлаштуруш вә ислам динини сотсиялизмға маслаштуруш қатарлиқ кона чақириқлири тәкрарланғандин башқа йәнә аталмиш “вәтәнпәрвәр диний затлар” етиқадчи аммини “мөтидил йол” да тутуп турушқа чақирилған.

Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай даирилири йеқинқи йиллардин бери “диний әсәбийлик” кә қарши шоарни көп тәкитлигән болсиму, “мөтидил йол” терминини бәк көп қолланмиған. Дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун илгирики баянлирида, уйғурларниң әзәлдинла мөтидил йолда икәнликини, әмма хитай даирилириниң исламдики мөтидил йолдинму әндишә қилидиғанлиқи, шуңа ашкара һалда динни хитайлаштурушни тәшәббус қиливатқанлиқини илгири сүргән иди.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитайниң бу қетимқи “мөтидил йол” чақириқи, миңлиған диний затлар “йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири” гә соливелинған, қарақаш пурчақчидики қурбан баратқа охшаш илгири мукапатланған аталмиш “вәтәнпәрвәр диний затлар” ниңму пәрзәнт вә нәврилири “диний әсәбийлик” билән әйиблинип кесиветилгән бир мәзгилгә тоғра кәлди.

“қуран кәрим” вә җайнамазларни йиғивелиш һәрикити

2017-Йили хитай һөкүмитиниң диний китаб, диний буюмларни йиғивелиш һәрикити алди билән хотәндә башлинип, арқидинла пүтүн уйғур аптоном райониға кеңәйди.

Радийомиз 2017-йили 9-айниң 26-күни игилигән әһваллардин корла йәрлик даирилириниң “қуран кәрим” вә җайнамазларни оз райони тәвәсидә тәлтөкүс дегүдәк йиғип болғанлиқи мәлум болди.

Радийомиз мухбири корла шәһиригә тәвә алақидар орунларға телефон қилғинида, йәрлик даириләр өз тәвәликлиридә “қуран кәрим” вә җайнамазни йиғишниң 4-5 айдин бери давам қиливатқанлиқини, “қуран кәрим” вә җайнамазларниң тәлтөкүс дегүдәк йиғилип болғанлиқи, буниң 4-5 айдин бери давамлишиватқанлиқи, нөвәттики өзини ашкарилаш йиғинлирида пәқәт аз бир қисим қалдуқ материялларни йиғиватқанлиқини баян қилди.

Корла қара юлғундики икки кәнт секретари вә ахирқи басқучқа кәлгәнликини билдүрди. Уларниң билдүрүшичә, ялғуз “қуран кәрим” ла әмәс, бәлки дөләт ичи-сиртида қанунлуқ-қанунсиз бесилған барлиқ барлиқ диний материяллар йиғилған; бу материяллар омумйүзлүк йиғивелинип, бир қатар инчикә тәкшүрүш елип берилғандин кейин, материялларниң тоғра-хатаси айрилип, дөләт бихәтәрликигә тәһдити йоқ дәп қаралғанлири тарқитилиду. Кәнт секретарлиридин бири өз кәнтидин 4-5 миң данә диний китаб, журнал вә қолланминиң һәмдә 500 дин артуқ җайнамазниң йиғивелинғанлиқини паш қилди. Қара юлғун кәнт секретари йәнә өз кәнтидики мәсчит имаминиң өйидинла 12 йәшик китаб йиғивелинғанлиқини баян қилди.

Мәлум болушичә, хитай сақчи даирилири 11-ай мәзгилидә уйғур елиниң текәс наһийәсидә кәң-көләмлик ахтуруш елип берип, 10 күн ичидә 30 миң йәрлик мусулман аилиниң өйини ахтурған. Чәтәлдики вәқәдин хәвәрдар кишиләрниң радийомизға билдүрүшичә, ахтуруш һәрикити 25‏-өктәбир башланған.

Вәқәдин хәвәрдар затлар, ахтуруш һәрикитидә сақчилар өйму-өй кирип, йәрлик мусулман хәлқләрниң өйидики “қуран-кәрим”, “һәдис”, җайнамаз, тәсбиһ қатарлиқ буюмларни, һәзрити муһәммәт пәйғәмбәрниң исми йезилған, “қуран” дин айәтләр чүшүрүлгән яки нәқишләнгән көрүнүш вә зиннәт буюмлириниң бирдәк йиғивелинғанлиқини билдүрди.

2017-Йили 11-айниң 27-күни радийомиз әһвал игилигинидә сақчилар текәстә диний китаб вә буюмларниң йиғивелинғанлиқини дәлиллиди.

Сақчи баянида, “қуран” китаб, мәсчитниң сүрити чүшүрүлгән нәрсиләр, “қуран” айити йезилған нәрсиләр, шуниңға охшаш нәрсиләрниң һәммисиниң йиғивелинидиғанлиқини билдүрди.

Уйғур диярида ашхана тахтилиридики “мусулманчә” бәлгилири чәкләнди

Радийомиз 2017-йили 9-айниң 18-күни уйғур дияридики университетлардин игилигән әһваллардин
Шинҗаң университети қатарлиқ алий мәктәпләрдә мусулман оқуғучилар ашханисиниң “мусулманчә” дегән бәлгилириниң “милләтләр иттипақлиқини қоғдашқа пайдисиз” дәп елип ташлинип, хитайчә вә мусулманчә оқуғучилар ашханилириниң бирләштүрүлүветилгәнлики мәлум болди.

Инкаслардин мәлум болушичә, мәктәп ашханилириға, һәтта “миллий оқуғучилар ашханиси” дегән вивиска есишниму, “миллий бөлгүнчиликкә сәвәб болиду” дәп чәклигән.

Бәзи көзәткүчиләрниң қаришичә, мәктәпләрдә иҗра қиливатқан мусулманчә ашханилар билән хитай оқуғучилар ашханисини бирләштүрүштәк милләтләрниң өз миллий өрп-адәтлири билән яшаш һоқуқиғиму мухалип дәп қаралған бу тәдбирләр хитай һөкүмитиниң җәмийәттә өз ара пәрқни азайтип, милләтләр ара сиңишишни күчәйтиш тәлипигә бинаән йолға қоюлуватқан сиясәтниң бир қисми болуп, у өз нөвитидә йәнә хитайниң “шинҗаңни идарә қилиш” сиясәтлириниң бир тәркиби қисми икән.

2017-Йили йил ахири 11-12-ай мәзгилидә йәнә даириләрниң уйғур диярида ресторанларниң “мусулманчә” бәлгиси есишниңму чәкләнгәнлики һәққидә хәвәрләр тарқалди.

2017-Йили 12-декабир радийомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, хитай даирилири 11-декабир күни уқтуруш чиқирип, үрүмчидики ресторанларниң рухсәтсиз есилған барлиқ “мусулманчә” бәлгилирини елип ташлашқа буйруған.

“йәр шари вақти гезити” ниң 11-декабирдики хәвиридә үрүмчи шәһириниң мәзкур уқтуруши “диний бәлгиләрни ишлитишни қаидиләштүрүп, сахта һалал йемәкликләрни тосуш, һәқиқий һалал йемәкликләрни қоғдашни мәқсәт қилған ” икән. Бирақ “һиндистан вақти” гезити 12-декабир күни тарқатқан бу һәқтики хәвәрдә мутәхәссисләрниң сөзини нәқил кәлтүрүп, бу уқтуруш кишиләрниң күндилик һаятидики диний символларни азайтишни мәқсәт қилған, дәп қариливатқанлиқини тәкитлиди.

Мәзкур бәлгилимә хитай даирилириниң уйғур аптоном районида диний китаб, символларни чәкләп, намаз оқуш, роза тутуш, закат бериш, һәҗ қилиш вә башқа дини паалийәтләргә қаттиқ чәклимә қойған, хилаплиқ қилғанларни қаттиқ җазалап, миңлиған, он миңлиған уйғурни йепиқ тәрбийәләш мәркәзлиригә йиғивалған бир мәзгилдә чиқирилған. Хитай һөкүмити өзиниң бу һәрикәтлирини диний ашқунлуққа қарши туруштики зөрүр тәдбирләр, дәп тәкитлисиму, бирақ уйғур тәшкилатлири униң һәрикити уйғурларниң диний етиқадини аҗизлаштурушқа қаритилғанлиқини илгири сүрүп кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.