2017-Йилида уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләр (11)
2017.12.22

Көзитиш аппаратлириниң торлишиши, интернет вә телефон контроллуқи
2017-Йилидин буян хәлқара таратқулар уйғур диярини “мукәммәл сақчи дөлити” ниң бир өрники дәп атиди. Бу һәқтики хәвәр вә мақалиләрдә уйғур диярида торлаштурулған көзитиш аппаратлири һәммидин көп тилға елинди. Радийомиз нәқ мәйдандин игилигән мәлуматлардиму уйғур дияриниң җай-җайлирида торлаштурулған көзитиш аппаратлири, интернет вә телефон контроллуқи тоғрилиқ бәзи учурлар ашкариланди.
1. Көзитиш аппаратлириниң омумлишиши
2017-Йилида уйғур дияри бихәтәрлик тәдбирлири җәһәттин пүткүл хитай бойичә әң қаттиқ районға айланди. Уйғур дияри көзитиш аппаратлириниң омумлишиш даирисиниң кәңлики билән хитай бойичә алдинқи орунға өтти. Бу әһвал хәлқара таратқуларниңму җиддий диққитини қозғиди.
Б б с агентлиқи қатарлиқ хәлқара ахбаратларниң хәвәр қилишичә, хитайдики чирай тонуш вә сүний әқил иқтидариға игә болған көзитиш аппаратлири, йәни камераларниң сани 2020-йилиғичә һазирқи 176 милйондин 626 милйонға йәткүзүлидикән. Мәзкур хәвәрдә бу хил көзитиш әслиһәлири әң мукәммәл вә әң көп орнитилған район - уйғур аптоном райони дейилгән.
Б б с агентлиқиниң мухбири җон содворд бу хил камераларниң чирай тонуш иқтидарини өзи биваситә синақ қилип баққан. Униң шу йәрлик даириләр билән һәмкарлишип қилған синиқида униң йүзи “гуманлиқ” дәп бекитилип, сигнал бәргән. Сақчилар униңға бу хил чирай тонуш иқтидариға игә камераларни ишқа селип 3 йерим милйон нопусқа игә бу шәһәрдин уни тепип чиқишиға аран 7 минутла вақит кетидиғанлиқини билдүргән.
Б б с ниң бу видейолуқ хәвири тарқитилғандин кейин күчлүк диққәт қозғиди. Хәвәрләрдә илгири сүрүлүшичә, уйғур ели хитайниң бундақ бихәтәрлик камералири әң балдур синақ қилинған җай икән. Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бу һәқтә елан қилған бир доклатида уйғур елини “хитай һөкүмитиниң тәқиб вә назарәт қилиш техникилирини синақ қилидиған тәҗрибиханиси,” дәп көрсәткән иди. Бу органниң ениқлашлириға қариғанда, хитай һөкүмити бейҗиң, шаңхәй қатарлиқ җайлардики техника ширкәтлиригә мәбләғ селип, улар билән уйғур елида юқири сүзүклүккә игә көзитиш аппаратлири вә көрүнүшләрни ортақлишиш суписи, аваз әвришкиси арқилиқ пәрқләндүрүш вә көз қаричуқи арқилиқ пәрқләндүрүш системилирини орнитишта һәмкарлашқан.
2016-Йили 9-айда ши җинпиң тибәтни башқурған чен чүәнгони уйғур дияруиға йөткәп кәлгәндин буян, үч һәҗимлик йүз рәсимини чиқириш иқтидариға игә көзитиш аппаратлирини орнатқан. Уйғурларни нишан қилип шәхсләрниң д н а учури вә аваз әвришкисини бир тәрәп қилиш иқтидариға игә үскүниләрни заказ қилған икән. Хитайдики санаәт бихәтәрлики васитичилик һәққи ширкити тәрипидин елип берилған бир статистикиға қариғанда, 2017-йилиниң алдинқи йеримида һөкүмәтниң уйғур елидики бихәтәрлик саһәсигә салған мәблиғи 2015-йилидики 27 милйон доллардин бирақла бир милярд долларға өрлигән.
2017- Йили 19-сентәбир радийомиз қәшқәр йеңисар наһийәсидин игилигән әһваллардин, йеңисар наһийәсидә нуқтилиқ аилиләрниң дәрвазиси алдиға көзитиш аппарати орунлаштурулғанлиқи мәлум болди.
Йеңисардин радийомиз зияритини қобул қилған сақчи, көзитиш камерасиниң һәр 100 метир яки 200 метир арилиққа бирдин орнитилғанлиқини, төт коча еғизи вә нуқтилиқ йол бөләклириниң һәммисидә көзитиш аппаратиниң барлиқини билдүрди.
Мәлум болушичә, йеңисар наһийәси вә қәшқәр вилайитиниң башқа наһийәләрдә қамақ җазаси берилгән яки тәрбийәләшкә елип кирип кәткән “нуқтилиқ аилиләр” ниң ишик алдиға бихәтәрлик камераси орунлаштурулғанлиқи мәлум болди.
Йеңисар наһийәсидин телефонимизни алған йәнә бир нөвәтчи хадим, “нуқтилиқ аилиләр” гә көзитиш аппаратлири орнитилғанлиқини етирап қилди.
Хитай һөкүмитиниң уйғур районидики һәр қайси йеза-кәнтләргә көзитиш аппарати орунлаштуруши, униң мәзкур районда омумйүзлүк електронлуқ көзитиш системиси қуруп, кишиләрниң һәрикитини тор, телефон, көзитиш камераси, аптомобил из қоғлаш әсваби, електронлуқ кимлик, йүз тонуш аппарати қатарлиқлар електронлуқ үскүниләр арқилиқ контрол қилиш пиланиниң бир қисмидур.
Игилишимизчә бу хил көзитиш аппаратлири 2017-йил ичидә пүткүл уйғур диярида омумлашқан. Санҗи шәһиридин игилигән әһваллардинму сақчилар бу хил көзитиш аппаратлириниң санҗида омумлашқанлиқини билдүрди. Қағилиқта бу хил көзитиш аппаратлирини орунлаштуруш ширкити ачқан бир хитай содигәрму бу йил 9-ай мәзгилидә радийомиз зияритини қобул қилғинида пүткүл қағилиқ наһийәсидә бу хил көзитиш аппаратлириниң наһийә базиридики мәһәллиләрдин йеза-кәнтләргичә омумлашқанлиқини билдүрди.
Д у қ ниң қанун мәслиһәтчиси, америкидики уйғур адвокат нури түркәл әпәнди, хитай һөкүмитиниң уйғур районидики бу хил аманлиқ тәдбирлирини дуняниң башқа җайида учратқили болмайдиғанлиқини билдүрүп, “бу униң өзигә болған ишәнчисиниң йоқлуқини көрситиду”, деди.
2. Барғанчә күчәйтилгән интернет вә янфон учури контроллуқи
2017-Йили даириләр уйғур диярида интернет-тор алақилири вә әқилфон учурлириға қаратқан контроллуқи күчәйтти. Уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан контроллуқ тәдбирлири ичидә учур вә алақә саһәсидики чәклимиләр алаһидә орунда тутиду. Бу сәвәбтин җазаланған уйғурлар барғанчә көпәйди. Аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” гә йолланған вә җаза һөкүм қилинип түрмиләргә соланған уйғурларниң зор көпчилики “қанунсиз учур йоллиған вә көргән” дегән баһаниләрдә җазаланғанлиқи мәлум болди.
Радийомиз 2017-йили 2-айниң 10-күни игилигән әһваллардин хитай даирилириниң уйғурлар зич олтурушлуқ районларда 4G (4-әвлад) тез сүрәтлик тор еқимини тақиғанлиқи мәлум болди.
Уйғур районидики хитай телефон мулазимәт ширкәтлири уйғурлар зич олтурушлуқ вилайәт, областлардики қол телефон қолланғучилириға учур йоллап, 4G тез сүрәтлик тор еқиминиң тақалғанлиқини билдүргән.
Даириләр абонтларға әвәткән учурида 4G синақ мулазимәт басқучиниң ахирлашқанлиқини, мәзкур система техиму мукәммәлләштүрүлгәндин кейин қайта ечилидиғанлиқини уқтурған, әмма қачан ечилидиғанлиқини ейтмиған.
9-Феврал “лйәнтоң” ширкитиниң радийомизға дәлиллишичә, нөвәттә 4G мулазимити уйғур райониниң “ақсу, хотән, қәшқәр, қизилсу, корла қатарлиқ 3 вилайәт, 2 области, үрүмчи шәһири, турпан, ғулҗа қатарлиқ җайларда тақалған.” әмма 4G қарамай, шихәнзә, күйтун қатарлиқ хитай нопуси асаслиқ орунда туридиған бу шәһәр, районларда мулазимәттин тохтимиған.
Райондики бәзи хитай аһалилириниң радийомизға билдүрүшичә, 4G тез сүрәтлик интернет еқиминиң юқириқи районларда тақилиши, бу районлардики муқимлиқ вәзийитигә алақидар икән. Бәзи хәвәрләрдә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң 14-февралдин бурун 4G мулазимитини омумйүзлүк тақашни тәләп қилғанлиқи қәйт қилинған болсиму, әмма бу хәвәр даириләр тәрипидин дәлилләнмиди.
Уйғур районида 4G тез сүрәтлик интернет мулазимити 2013-йили 12-айда йолға қоюлған. Даириләр әйни чағда дағдуғилиқ мурасим өткүзүп, “шинҗаңниң 4G дәвригә киргәнлики” ни җакарлиған иди.
Уйғур аптоном районлуқ даириләр 2017-йил 5-айдин башлап, мушу хилдики интернет торида “қанунсиз учур тарқатқан” дегән җинайәт билән бир тәрәп қилиниватқан кишиләрниң тизимликини елан қилишқа башлиған. 5-Айниң 2-күни йеңи “алақә тори ахбарат учурлири мулазимитини башқуруш бәлгилимиси” ни елан қилди.
Радийомиз уйғур бөлүми 2017-йили 6-сентәбир игилигән әһваллардин, телефонға чиққан хадим соалимизға җаваб берип, “зораванлиқ, террорлуққа аит мәзмунлар, дини радикаллиқ вә шундақла шинҗаңниң иқтисадий-сиясий вәзийити, дөләтниң сиясий түзүлмисигә мунасивәтлик мәзмунлар” ниң һәммисиниң қанунға хилап мәзмун дәп қарилидиғанлиқини билдүрди.
Радийомиз мухбирлири10-өктәбир игилигән әһвалдин мәлум болушичә, текәс наһийәсидики бир қазақ яш охшаш бир кимлик арқилиқ икки данә янфон картиси (SIM) сетивалғанлиқи үчүн йәрлик сақчиларниң соал-сорақлириға дуч кәлгән, аридин узун өтмәй қолға елинип бир йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған. Мухбиримизниң әһвал ениқлиши җәрянида, йәрлик даириләрниң бәлгилимиси бойичә “аз санлиқ милләт” кишилириниң бир адәм бирдин артуқ янфон картиси сетивелишқа болмайдиғанлиқи ашкариланди.
Мәлум болушичә, уйғурлар диярида һазир шәхсләрниң янфонлири һәрқачан тәкшүрүш обйекти болуп кәлмәктә икән. Җүмлидин янфонлирида сәзгүр мәзмунлар байқалған һәрқандақ бир уйғур һәр хил җазаларға, җүмлидин қамаққа һөкүм қилинмақта икән.
Уйғур аптоном районидики тор башқуруш даирилири 10-ай мәзгилидә 13 кишини интернет торидики аталмиш “қанунсиз” мәшғулатлири үчүн бир тәрәп қилғанлиқини елан қилған болса, 5-сентәбир күни хотән вилайәтлик җ х идариси тор бихәтәрлик тармақ әтрити хотәндики бир тордашниң “сина блоги” да “террорлуққа аит иғва” тарқатқанлиқи үчүн қолға елинғанлиқини җакарлиған.
Хитай һөкүмити уйғур елида омумлаштурған юқири көрүнүш сүпитигә игә көзитиш аппаратлири, һәрқайси сақчиханиларға тәвә камералардики көрүнүшләрни өз ара ортақлишиш вә телефон учур контроллуқи қатарлиқ бихәтәрлик намидики назарәткә мунасивәтлик юқири техникиларни синақ қилиши вә омумлаштуруши хәлқарада қаттиқ тәнқидкә учриди.
Бу һәқтики тәнқидләрдә, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида бу хил системиларни омумлаштуруш арқилиқ уйғурларниң кишилик һоқуқини еғир дәриҗидә дәпсәндә қиливатқанлиқини тилға елинди. Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бу һәқтә елан қилған баянатида, хитай һөкүмитиниң кишиләрниң шәхсийитигә тақилидиған учурлирини йиғиш һәрикитиниң хәлқара қанунларға вә һәтта хитайниң өз қанунлириғиму хилаплиқини әскәртип, уни дәрһал тохтитишқа чақирған.