2017-Йилиида уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләр: (12)

Мухбиримиз меһрибан
2017.12.25
tebii-bayliq-nefit-gaz.jpg “ғәрбтин шәрққә тәбиий газ линийиси” қурулушида ишләватқан хитай көчмәнлири. 2008-Йили 26-авғуст, или области.
maginechina

Уйғур дияридин тошуп кетилгән байлиқлар вә еғир дәриҗидә булғанған муһит

2017-Йили хәлқара таратқуларниң җиддий диққитини тартқан мәсилиләрниң йәнә бири-уйғур дияридики тәбиий байлиқларниң шиддәт билән булаң-талаң қилиниши вә уларниң хитай өлкә-шәһәрлиригә тошулуп кетилиши шундақла райондики екеологийәлик муһитиниң еғир дәриҗидә булғиниши болди. Йүрүшлүк программимизниң бу қисмида 2017-йили үрүмчи, қәшқәр қатарлиқ шәһәрләрниң хитайдики муһити әң еғир булғанған шәһәрләр тизимликигә киргәнлики, уйғур дияридики музлуқларниң ерип кетиватқанлиқи, тәбиий көл вә дәряларниң қурушқа йүзлиниватқанлиқи, бостанлиқларниң қумлишиши, йәр асти су йүзи төвәнләп, турпан каризлириниң қуруп кетиши қатарлиқлар һәққидә радийомиз игилигән мәлуматлар диққитиңларда болиду.

1. Уйғур дияридин тошуп кетилгән нефит вә тәбиий газ

2017-Йили 2-айниң 12-күни радиомиз игилигән санлиқ мәлуматлардин ашкарилинишичә, хитай 2016-йилида тарим нефитликидин қезивелинған 19 милярд 300 милйон күп метир тәбиий газни хитай өлкилиригә тошуп кәткән. Хитай таратқулири йәнә уйғур дияридин туруба арқилиқ тошулидиған тәбиий газ чаңҗяң дәрясиниң оттура вә төвән еқимидики 400 милйондин артуқ хитай аһалисиниң йиллиқ йеқилғу еһтияҗини қамдаватқанлиқини ашкарилиған.

Шинхва агентлиқи тарқатқан хәвәрдә хитайниң 2016-йилида тарим нефитликидин җәмий 23 милярд 562 милйон күп метир тәбиий газ қазғанлиқи, буниң 19 милярд 300 милйон күп метирини хитай өлкилиригә тошуп кәткәнлики билдүрүлгән. Мәзкур хәвәрдә дейилишичә, хитай һөкүмити 2016-йили тарим нефитликидин йеңидин 52 нефит қудуқини ачқан.

“хитай хәвәрлири” ториниң 2017-йили 16-өктәбирдики хәвиридин ашкариинишичә, 2004-йилдин буян давамлишиватқан “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш” қурулушида, 2017-йили кириши билән тарим нефитликигә йеқин болған куча наһийәсики кешен тәбиий газ районидин қезиливатқан тәбиий газниң күнлүк мәһсулат миқдари 18 милйон куб метирға йәткүзүлгән. Хәвәрдә бир күнлүк тәбиий газниң 20 милйон аилиниң бир күнлүк газ йеқилғусини қамдайдиғанлиқи тилға елинған.

Нефит қезиш сәвәбидин су йүзи төвәнләп ақсудики қудуқлар, турпан-тоқсундики каризлар қуруп кәтти

2017-Йили 2-айниң 16-күни радиомиз зияритини қобул қилған ақсудики бир кәнт кадири “илгири бирқанчә метирла колинидиған қудуқлар һазир 90 метирдин 120 метирғичә чоңқурлашти,”деди.

Ақсу вилайитидики бир нәпәр кәнт кадири өз тәвәсидики су мәсилиси бойичә зияритимизни қобул қилғанда “юртимизда су қислиқи мәсилиси еғирлашти, илгирики йилларда 3 метир қудуқ колапла пакизә ичимлик суға еришәттуқ. 2017-Йилиға кәлгәндә басмақ қудуқлар 30 нәччә метир колинидиған болди. Деһқанчилиқта ишлитидиған токлуқ қудуқларни 90 метирдин 120 метирғичә колиғанда, андин су чиқиду,” дәп җаваб бәрди.

Су мутәхәссислириниң билдүрүшичә, қумул вә турпан вилайәтлири уйғур дияридики су кризиси әң еғир районларниң бири. Бу йәрдә чоңрақ дәря-еқинлар болмиғанлиқи үчүн йәрлик уйғурлар узақ тарих җәрянида кариздин ибарәт бу йәр асти су йоли системисини иҗад қилип, су мәсилини һәл қилип кәлгән. Әпсуски, йеқинқи йилларда турпан каризлириниң қуруп кетишигә ток билән су тартидиған қудуқларниң зиядә көп қезилишидин башқа, техиму муһими тарим нефитликиниң йәр асти сүйини көпләп сәрп қилиши сәвәб болған.

Йәрлик уйғурлардин игилигән әһваллардин 1950-йиллардин буян қумул вә турпан ойманлиқидики каризлар тәдриҗий қуруп, 2017-йилға кәлгәндә пүтүнләй вәйран болуш гирдабиға йәткән. Турпандики казризларниң 90 пирсәнткә йеқин қисми қуруп кәткән.

2. Хитай өлкилиригә тошулуватқан көмүр, көмүр гази вә уйғур дияридики һаваниң булғиниши

Хитай 2017-йили уйғур дияридин йеңидин ечилидиған 6 милйон тоннилиқ көмүр канини тәстиқлиди. 2017-Йили хитайниң шималий қисмидики өлкә-шәһәрлиридә муһитниң булғунишини азайтиш үчүн көмүр канлирини тақаш җиддий иҗра болуватқан әһвалда хитай дөләтлик пилан комитети 2017-йили 8-айда уйғур диярида йилиға алтә милйон тонна көмүр қезиш қурулушини тәстиқлиған.

Ройтериз агентлиқиниң 8-айниң 2-күнидики хәвиридә ейтилишичә, хитайниң уйғурлар дияридики “гуаңхуай санаәт мәблиғи ширкити” ниң тармақ ширкити болған “шаңхәй гуаңхуй енергийә чәклик ширкити” 2017-йил 8-ай кириши билән уйғурлар дияри билән моңғулийә чеграсидики бәйши көли райониға җайлашқан үсти очуқ көмүр канини ечиш һәққидә дөләтлик тәрәққият вә ислаһат комитетиниң рухситини алған.

Гогулдин игилигән материяллардин мәлум болушичә, хитай һөкүмити уйғур дияридин қезиватқан көмүр йилиға 800 милйон тоннидин бир милярд тонниға қәдәр болуп, хитай хәвәрлиридә 2020-йилиға барғанда вақти өткән 800 милйон тоннилиқ көмүр канини тақайдиғанлиқини җакарлиған болсиму, әмма 2017-йили 8-айға кәлгәндә хитай даирилири тәминләштә көрүлгән җиддийлик түпәйлидин бу чәклимини бошатқанлиқини билдүргән.

Ғулҗа наһийисидә қурулған чиңхуа енергийә гуруһиниң көмүр газ завути йәрлик һава килиматини булғиған

Хитай таратқулиридин ашкарилинишичә, ғулҗа наһийәсидики пиличи көмүр кени 2010-йили мәзкур ширкәткә һөддигә берилгән. Чиңхуа ширкити қармиқидики көмүр газ завути 2013‏-йили хитай мәркизи һөкүмити вә уйғур аптоном райони даирилириниң тәстиқи билән қурулған. Ғулҗа наһийәсидики көмүр газ завутини һөддигә алған чиңхуа енергийә гуруһи 2016‏-йили өктәбирдә мәзкур көмүр газ завутини кеңәйтип қурушниң 2‏-басқучлуқ келишимини имзалиған.

Мәзкур қурулуш хәлқара таратқуларда һәр хил тәнқид вә әндишиләрни қозғиған. 2017-Йили 2-айниң 9-күни америка “ню-йорк вақти гезити” ниң бәргән хәвиридә, ғулҗа наһийәсдики көмүр газ завути вә буниңға охшаш қурулушларниң районниң һава килиматға бузғунчилиқ қиливатқанлиқи һәққидә тохтилип, “ғулҗа наһийәсидики көмүр газ қурулуши наһайити қиммәткә тохтайду. Шуниң билән биргә, бу қурулуш наһайити көп су тәләп қилиду. У изчил давамлишип келиватқан су мәсилисини техиму еғирлаштуриду. Әң ямини у һаваға, көмүр қалаштәк әнәниви енергийә ишләпчиқириш усуллиридин техиму көп карбон диоксид қоюп бериду,” дейилгән.

Радиомиз йәрликтин игилигән әһваллардин, көмүр кени вә көмүр газ завути һаваға қоюп беридиған карбон чала оксиди қатарлиқ һавани булғайдиған зәһәрлик газлар вә көмүрниң көпләп қезилиши сәвәбидин су вә тупрақниң булғиниши қатарлиқлар ғулҗа наһийисидики алма, өрүк қатарлиқ мивизарлиқларни вәйран қилип, ғулҗа наһийисидә нәпәс йоллири кесәлликлирини көпәйтивәткән.

Японийәдә турушлуқ уйғур паалийәтчи, йеза игилик пәнлири доктори турмәмәт һашим әпәндиниң көрситишичә, көмүрниң тәркибидики кримней маддиси җанлиқларға интайин зиянлиқ болуп, у ис-түтәккә арилишип һаваға қоюп берилсә, саламәтликкә еғир тәсир йәткүзидикән.

Ебнур көлиниң қуруп кетишигә биңтуәнниң суни игиливелиши вә туз ишләш завутлири сәвәб болған

“шинҗаң гезити”2017-йил 21-февралдики санида 11-феврал үрүмчидә ечилған су қурулуши йиғинида, бортала моңғул аптоном областидики ебнур көлигә қайтидин су башлаш қурулушиға 360 милярд сом мәбләғ селиш, кәлгүси үч йил ичидә уйғур аптоном район тәвәсидә бир милярд 300 милйон купметир суни иқтисад қилиш вә иқтисад қилинған суни районниң екологийилик муһитини яхшилашқа ишлитиш пиланини елан қилинған. Йиғинда йәнә, әзәлдин су қис болған уйғур диярида йеқинқи йилларда деһқанчилиқ вә санаәткә һәддидин зиядә су ишлитилиш, ички қуруқлуқ дәрялири вә көлләрниң қуруп кетишигә сәвәб болғанлиқи тәкитләнгән.

Векипидиядики учурлардин мәлум болушичә, ебнур көли 2009-йилдин башлап қуруп кетиш хәвпидә қалған, 2015-йилиға кәлгәндә пүтүнләй қуруп кәткән. Һалбуки, хәлқарадики нопузлуқ мутәхәссисләр, мәзкур көлниң қуруп кетишигә, көлниң муһим су мәнбәси болған күйтун дәрясиниң 90 пирсәнтттин артуқ сүйиниң биңтуән даирилири тәрипидин тосувелиниши сәвәб болғанлиқини тәкитлигән. Әмма хитай даирилири өз хәвәрлиридә биңтуәнниң су игиливелиши уйғур дияри екеологийисиниң бузулушиға сәвәб болғанлиқи һәққидики учурларни рәт қилған.

Чағантоқай наһийәсиниң қулустай отлиқидики барлиқ қудуқлар тақашқа буйрулған

Уйғур аптоном райони даирилири2017-йил 7-айда буйруқ чүшүрүп, чөчәккә қарашлиқ чағантоқай наһийәсиниң қазақистанға чегридаш қулустай отлиқидики нәччә йүзлигән қудуқни тақиған.

“йәр шари вақти гезити” ниң 7-айниң 28-күнидики хәвиридин ашкарилинишичә, даириләр буниң йәр үстидики су вә отлақни қоғдап қелиш үчүн елип берилғанлиқини билдүргән.

“йәр шари вақти гезити” ниң хәвиридә қәйт қилишичә, йәрлик даириләр йеқинда мәзкур отлақтики 370 қудуқни тақиған, қалған 1519 қудуққа өлчәш әсваблирини орунлаштурған. Қулустай бурун су вә от-чөпи мол, явайи һайванлар, көчмән қушларниң көңүлдики макани болуп кәлгән. Бирақ, мәзкур отлақ 1980‏-йиллардин башлап көчмәнләрниң көпийиши, қудуқ колап йәр асти суни көпләп тартиши, нормидин артуқ мал-чарва беқиши нәтиҗисидә йәр үсти су тартилип, отлақлар қурушқа, тупрақ чөллишишкә, явайи һайванларниң нәсли қуруп кетишкә башлиған.

Бағраш көли муһитиниң булғанғанлиқи етирап қилинди

Шинхуа агентлиқи 2017-йили 12-айниң 6-күнидики хәвиридә бағраш көлиниң муһитини әслигә кәлтүрүш тәдбири қолланғанлиқини хәвәр қилди. Хәвәрдә етирап қилинишичә, йеқинқи 20 йилдин буян қурулған завут карханилар вә тарқатқан юнда вә әхләтләр, бағраш көлиниң әтрапидики 600 миң мо қомушлуқниң 1/3 қисминиң қуруп кетишигә вә бағраш көлиниң сүйиниң булғиниши, тузлишиши вә азийишиға сәвәб болған.

3. Кан ечиш, көчмәнләр вә саяһәт сәвәбидин уйғур дияридики тәбиий муһапизәт районлири вәйран болди

“йәршари вақит гезити” 2017-йили 12-айниң 9-күни хәвәр берип, алтунтағ тәбиий муһапизәт райониниң булғанғанлиқини ашкарилиди.

Мәлум болушичә, қалаймиқан кан ечиш алтунтағ тәбиий муһапизәт райониниң екологийилик муһитини булғивәткән. Нәтиҗидә хитай даирилири бу районниң екеологийәсини әслигә кәлтүрүш үчүн һәрхил туридики канлардин 69 ни тақиған. Бу тәбиий қоғдилидиған районда кан ечиш пүтүнләй мәни қилинған. Тәклимакан қумлуқиниң җәнубий гирвикигә тутишидиған алтунтағ тәбиий муһапизәт райони чақилиқ наһийисигә тәвә болуп, чиңхәй вә тибәт егизлики билән чегрилиниду.

Мәлуматларға қариғанда, бу районда ява қотаз, ява ешәк, тибәт бөкини қатарлиқ қоғдилидиған һайванлар, қошлар болуп 300 хилдин артуқ явайи һайванлар маканлашқан. Хитай даирилири мәзкур районни 1986-йили “дөләт дәриҗилик тәбиий муһапизәт райони” дәп әнгә алған. Һалбуки, бу райондики қалаймиқан кан ечиш районниң екологийәсигә еғир бузғунчилиқ салған.

2017-Йили күнәстики тәбиий ява алмилиқ “хитайдин кәлгән һашаратлар” ниң бузғунчилиқиға учриған

Шинхуа агентлиқиниң 2017-йил 7-айниң 10-күнидики хәвиридин ашкарилинишичә, или области күнәс наһийәсиниң ақбулақ районидики тарихий тәбиий ява алмизарлиқ “хитайдин кәлгән һашаратлар” ниң еғир бузғунчилиқиға учрап, 80 пирсәнт ява алмазарлиқ қуруп кәткән. Күнәс ақбулақтики ява алмилиқниң омуми көлими 30 миң мо болуп, бу асиядики көлими әң зор ява алмизарлиқ икән.

Шинхуа агентлиқиниң ашкарилишичә, күнәс наһийиси 1993‏-йили хитай өлкилиридин бир хил алма сортини киргүзүп өстүрүшкә башлиған. Нәтиҗидә, мәзкур алма сорти өзи билән биргә бир хил кичик қоңғуз һашаритини или райониға елип киргән. Мәзкур қоңғуз һашарити аста-аста тәңритеғиниң ичидики ява алмилиқларға кеңийип, ақбулақтики ява алмилиқниң 80 пирсәнтини вәйран қилип ташлиған.

Мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, тәңритағлиридики ява алмилиқлар сенозойик дәвридин қалған. Сенозойик дәври буниңдин 65 милйон йил билән бир милйон 800 миң йил арилиқидики дәврни көрситиду. Тәңритеғидики ява алмилиқлар күнәс вә тоққузтара наһийәлиригә таралған.

4. 2017-Йили үрүмчи қатарлиқ шәһәрләр хитайдики муһити әң булғанған шәһәрләргә айланди

2017-Йили 3-айда хитайниң мәмликәтлик юқумлуқ кесәлликләр мудапиә мәркизи хитайдики 38 чоң шәһәрниң һавасидики зәһәрлик чаң-тозан миқаарини тәкшүрүп, уларниң ичидә үрүмчи һавасиниң тәркибидики зәһәрлик чаң-тозан миқдариниң әң еғирлиқини байқиған. Мәзкур хәвәр хоңкоң “җәнубий җуңго әтигәнлик почта гезити”ниң 2017-йили 3-айниң 17-күнидики санида берилди.

Тәкшүрүш нәтиҗисидә бу 38 шәһәрниң һәр купметир һава тәркибидики MP10 чаң-тозанлириниң оттуричә миқдари 93 кә, ноқул үрүмчи шәһириниң һәр купметир һавасидики MP10 ниң миқдари 136 гә йетип барғанлиқи мәлум болған. Дуня сәһийә тәшкилатиниң өлчимидә һәр бир шәһәрниң һава тәркибидики MP10 ниң миқдари 20 болуп, үрүмчиниң һаваси буниңдин аз кәм 7 һәссә артип кәткән.

Үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдә қиш пәслидә муһитниң еғир булғиниши даириләрни симунт завутлирини тақашқа мәҗбур қилған

Даириләр қиш пәслидә үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрниң муһит булғинишини йениклитиш үчүн, 2017-йил ноябирдин башлап үрүмчи, санҗи, шихәнзә, қәшқәр, ақсу, хотән, қизилсу қатарлиқ вилайәт-областлиридики симунт завутлирини тақашақа мәҗбур болған. “шинҗаң гезити” ниң 16‏-ноябирдики хәвәригә қариғанда, алақидар органлар қиш пәслидики һава булғунишниң бесимини йәңгиллитиш үчүн бу қарарни чиқарған.

5. Уйғур дияридики тупрақниң булғунуши йемәклик әндишисини күчәйтти

2017-Йили уйғур дияридики йәрлик аһалиләрниң инкаслири вә хитай һөкүмәт органлири, йәрлик тәминлигән бир қисим әһвалларму уйғур диярида тупрақниң булғиниши билән йемәклик бихәтәрлик әндишисиниң күчәйгәнлики һәққидә көплигән учурлар ашкариланди.

2017-Йили 5-айниң 25-күни иланлиқ йезилиқ сақчиханиниң мәсул хадими химийилик оғут сәвәбидин бу йәрдики терилғу йәрләрниң бузғунчилиққа учрап, су вә тупрақниң химийивилиниши кишиләрдә ашлиқ вә көктатларға болған әндишисини күчәйткәнликини билдүрди.

У йеқинқи йилларда тоқсун деһқанлириниң йәрдин нәп алалмиғачқа қой-калиларниң қиғлиридин тәйярланған тәбиий оғутни турпанға елип берип, хитай көктатчиларға сатқанлиқини, өзлири терийдиған йәрлиригә болса химийиви оғут ишләткәнлики үчүн ашлиқ зираәтләрниң булғанғанлиқини, буниң билән йемәклик әндишисиниң күчәйгәнликини ашкарилиди.

Уйғур дияридики муһит булғиниши вә рак кесәллики һәққидә узун мәзгил издиниш елип барған, әнглийәдә олтурушлуқ уйғур паалийәтчилиридин дохтур әнивәр тохти бу һәқтә инкас қайтуруп: “хитайда пайда вә мәнпәәт үчүн сахта йемәклик ишләпчиқириш, һәтта сүт парашоклириға зәһәрлик маддиларни қошуш, химийиви маддилар вә зәһәрлик дорилар билән өстүргән зираәтләрни өзи йемәй башқиларға сетиш қилмишлири йилдин-йилға еғирлашти. Хитайдики химийиви мәһсулатлар вә зәһәр тәркиби юқири болған деһқанчилиқ дорилири кейинки йилларда уйғур елигиму кирип кәлди,” деди.

Дохтур әнивәр тохти йәнә уйғур дияридики тупрақ вә йемәкликләрниң булғинишидин башқа, су мәсилисиниң кәлгүсидики 10 йил ичидә пүткүл оттура асияда әң чоң кризисқа айлинидиғанлиқини, һәтта дөләтләр ара су мәнбәсини талишиш урушиниң муқәррәр йүз бериш еһтимали барлиқини тәкитлиди.

6. 2017-Йили уйғур елидики музлуқларниң ериши тезләшкән

2017-Йили хитай тәтқиқатчилар уйғур елидики муз чоққиларни ерип йоқап кетиштин қутқузуп қалғини болмайдиғанлиқини билдүргән.

Америкидики NPR радиосиниң 2017-йили 10-айниң 21-күнидики хәвиридин мәлум болушичә, уйғур елидики тәңритағ 1-музлуқ чоққида туруп ишлигән нәқ мәйдан программисиға қариғанда, уйғур елидики музлуқлар йилиға оттура һесаб билән 4 метирдин көп непизләп маңған.

Хәвәргә қариғанда, уйғур елидә нөвәттә җәмий 20 миң музлуқ чоққа бар болуп, булар хитайдики музлуқларниң 50 пирсәнтини тәшкил қилидикән. Һалбуки, бу чоққилар 1950-йилидин буян 21 дин27 пирсәнткичә непизләп кәткән.

Или җоңчин йәнә 20 йил илгири тәңритағ биринчи музлуқиниң пүтүн бир музлуқ чоққа икәнликини, нөвәттә бу чоққиниң ерип иккигә болунуп кәткәнликини, бу музлуқларниң еришигә екологийилик булғиниш 30 пирсәнт тәсир көрситидиған болса, йәршари характерлик иссип кетиш һадисиси 70 пирсәнт тәсир көрситидиғанлиқини билдүргән.

Мәлум болушичә, бу музлуқлар үрүмчиниң йеримини ичимлик су билән тәминлигәндин башқа, район екеологийәсини тәңшәп туридикән. Хәвәрдә нәқил қилишичә, әгәр йәршари характерлик иссиш һадисиси изчил давам қилидиған болса, уйғур елидики музлуқларниң йеримидин көпрәки, йәни 11 миңи 50 йил ичидә пүтүнләй ерип, йоқап кетидикән.

7. Екеоогийилик муһит мәсилиси уйғур дияридики хитай әмәлдарларни әндишигә салған

Тәңритағ ториниң 6-айниң 5-күнидики хәвиригә қариғанда, 1-июн күни уйғур аптоном райониниң партком секретари чен чүәнго муһит мәсилиси һәққидә мәхсус сөз қилип, екеологийә еңини күчәйтиш вә йешил тәрәққият усули бәрпа қилиш һәққидә 8 түрлүк тәләпни оттуриға қойған.

Арқидинла 6-айниң 5-күни ақсу вилайитиниң валийси мәрдан муқийт “асмини көк, йери йешил, сүйи сүзүк гүзәл ақсу бәрпа қилайли” сәрләвһилик нутуқ елан қилған. Атуш шәһәрлик һөкүмәтму “атуш шәһириниң яйлақ екеологийисини қоғдаш һәққидә мукапатлиқ сиясәт наһийиси” ни елан қилип, атуш шәһиригә қарашлиқ тәбиий яйлақларниң 95 пирсәнтиниң охшимиған дәриҗидә бузғунчилиққа учриғанлиқини етирап қилған. Көзәткүчиләр, гәрчә уйғур елидики чоң-кичик әмәлдарлар райондики екеологийилик муһиттин ибарәт бу “чәкләнгән тема” дин бөсүп чиққан болсиму, әмма уларниң муһит асраш бойичә әмәлий тәдбир елишқа көп кечиккәнликини тәкитлимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.