2017-Йили уйғурлар бешиға кәлгән күлпәтләр: (13)
2017.12.26

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиригә хитайдин кәлгән тәһдитләр
1. Вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң муавин рәиси долқун әйсаниң италийәдә тутқун қилиниш вәқәси
2017-Йили хитай даирилириниң чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиригә салған паракәндичиликлири ичидә хәлқара таратқуларда җиддий диққәт қозғиған вәқәләрниң бири, әйни чағда дуня уйғур қурултийиниң баш катипи вә вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң муавин рәиси қатарлиқ вәзипиләрни өтәватқан долқун әйса әпәндиниң италийә бихәтәрлик даирилири тәрипидин тутқун қилиниш вәқәсидур.
Долқун әйса 2017-йил 7-айниң 26-күни италийә пайтәхти римға келип, италийә парламентиниң юқири палатасида гуваһлиқ бәрмәкчи болғинида, парламент бинаси алдида италийә сақчилири тәрипидин парламент бинасиға киргүзүлмәй, елип кетилип 3 йерим саәт сорақ қилинғандин кейин қоюп берилгән.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, дуня уйғур қурултийи шу вәқә һәққидә баянат елан қилип, явропа иттипақидин хитайниң италийә даирилиригә бесим ишләткән-ишләтмигәнликини тәкшүрүшини тәләп қилған.
Долқун әйса тутуп кетилгәндин кейин, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә италийәдики радикаллар партийәси шундақла бу қетимқи йиғинниң саһипхани болған юқири палата әзаси луиги компагна әпәндиләр италийә сақчи даирилиригә қаттиқ наразилиқлар билдүргән.
Вакаләтсиз милләтләр тәшкилати(унпо) ниң наразилиқ баянатида, италийә сақчилириниң 26-июл унпо муавин рәиси долқун әйсани 3 йерим саәт тутуп турғанлиқиға наразилиқ билдүрүп, явропа иттипақи вә италийәниң тәкшүрүш елип беришини тәләп қилған.
Долқун әйса өзиниң италийә сақчилири тәрипидин үч йерим саәтлик сорақтин кейин қоюп берилгәнлики һәққидә мундақ тохталған иди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лу каңму 28-июл күни долқун әйсаниң италийә сақчилири тәрипидин тутқун қилиниш вәқәсигә инкас билдүрүп: “долқун әйса хәлқара сақчи вә хитай сақчилири тәрипидин қизил ташлиқ тутуш буйруқи чиқирилған террорчи ”дәп әйиблигән. Бирақ, бейҗиңдики ғәрблик дипломатларниң ройтерс агентлиқиға билдүрүшичә, хитай арилап-арилап явропа дөләтлиридин долқун әйсани қолға елишни тәләп қилсиму, бирақ у һечқачан униң садир қилған “җинайити” гә даир һечқандақ дәлил билән тәминләп бақмиған. 8-Авғуст италийә парламентиниң бәзи юқири палата әзалири бу мәсилә һәққидә италийә парламентиға, шуниңдәк ички ишлар министирлиқи, ташқи ишлар министирлиқи, министирлар кеңиши қатарлиқларға өз соаллирини әвәтип буниңға җаваб беришни тәләп қилған.
Долқун әйса әпәнди бу йил 4-айдиму нюйорктики б д т бинасида өткүзүлгән “аз санлиқлар мунбири” йиғинида б д т аманлиқ хадимлири тәрипидин йиғиндин чиқириветилгән болуп, бу вәқә хәлқарада күчлүк ғулғула қозғиған иди.
2. Рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлири вә нәврилириниң 2017-йили 9-айда тутқун қилиниш вәқәси америка дөләт мәҗлисидә ечилған уйғур вәзийити һәққидики гуваһлиқ йиғинида оттуриға қоюлди
Дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханим 2017-йили 10-айниң 26-күни америка дөләт мәҗлисидә ечилған уйғур вәзийити һәққидики гуваһлиқ бериш йиғинида қилған сөзидә өзиниң үрүмчидә қепқалған пәрзәнтлириниң йеқинда қайтидин тутқун қилинғанлиқи, тутқунларниң арисида нәврилириниңму барлиқини мәлум қилған иди.
Рабийә қадир ханимниң баян қилишичә, уйғур районида бу йил башланған “қаттиқ зәрбә бериш” долқуни вә “йепиқ тәрбийә” һәрикити давамида униң бәзи қериндашлири вә бир қисим нәврә туғқанлири тутқун қилинған. 2017-Йили хитайда ечилған 19-қурултайдин аввал униң үрүмчидә қепқалған пәрзәнтлири вә нәврилиридин 11 киши тутуп кетилгән.
Радиомиз уйғур бөлүми рабийә ханимниң аилә-тавабиати тәвә болған сақчиханилардин бири нәнгүән сақчиханиси вә мидоң районидики сақчи орунлиридики сақчи хадимлиридин рабийә ханим аилә-тавабатиниң мидоң районлуқ “тәрбийиләш мәркизи” дә икәнликини ениқлиған болсиму, әмма сақчилар рабийә қадир ханим аилә тавабиатлириниң әһвали һәққидә тәпсилий мәлумат бәрмиди.
Рабийә ханимниң радийомиз уйғур бөлүмигә билдүрүшичә, 2017-йили униң хотән, ақсу вә куча қатарлиқ җайлардики қериндашлири вә уларниң пәрзәнтлири билән қошуп һесаблиғанда, аилә-тавабиатлиридин 30 нәччә киши қамақ вә “тәрбийиләш мәркәзлири” дә тутуп турулмақта.
3. Хитайниң бесими сәвәблик пакистанда 3 нәпәр уйғур паалийәтчиси тутқун қилинған
Радиомиз уйғур бөлүми игилигән әһваллардин мәлум болушичә, 2017-йили18-өктәбир ечилған хитайниң 19-қурултийи һарписида пакистандики “өмәр уйғур вәхпә” ниң мәсули өмәр уйғур, абдуқеюм шәмшиддин, абдуғени қатарлиқ 3 нәпәр уйғур паалийәтчиси пакистан муштәррәк исхитбарат идариси тәрипидин тутқун қилинип, 26-өктәбир күни қоюп берилгән. Мәлум болушичә пакистан сақчилири бу уйғур паалийәтчилирини пакистанда хитайға қарши паалийәтләрдә болмаслиққа агаһландурған.
Әйни чағда уйғур паалийәтчилириниң пакистанда тутқун қилиниш вәқәси йүз бәргәндин кейин, дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханим радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, пакистан даирилирини тутқун қилинған уйғур паалийәтчилирини қоюп беришкә чақирған иди.
4. 2017-Йили уйғур паалийәтчиләрниң хитайниң тәһдитигә учраватқанлиқи хәлқара таратқуларниң хәвәр темисиға айланди
Канаданиң “йәршари вә мәктуплар гезити” ниң мухбири натан вәндерклиппи тәрипидин 30-өктәбир елан қилинған “хитай чәтәлләрдики уйғурларни қандақ нишанға еливатиду?” сәрләвһилик мақалидә, хитай даирилириниң чәтәлләрдики өзигә қарши паалийәтчиләрни нишан қилған тәһдитлири баян қилинған. Мәзкур мақалидә хитайдики орган содиси темисидики доклатлири билән дуняда ғулғула қозғиған, әнглийәдики уйғур паалийәтчилиридин әнвәр тохти әпәндиниң 2017-йили күзниң башлири учриған тәһдит тилға елинған.
Мақалидә баян қилинишичә, 9-ай мәзгилидә бир натонуш киши тәрипидин лондондики кафеханиға сөһбәткә тәклип қилинған әнвәр тохтиға, башта бир достиниң тонуши дәп өзини тонуштурған бу киши “кишилик һоқуқни қоғдаш үчүн һәрикәт қилишқа болидиғанлиқи, әмма қизил сизиқтин чиқип кәтмәслик һәққидә агаһландуруш бәргәнлики” ни ейтқан, әнвәр тохти мухбирға һәтта, у кишиниң “қизил сизиқтин чиқип паалийитини давамлаштурғанда сениң бу дөләттики бихәтәрликиңгә капаләтлик қилалмаймиз” дәп ашкара тәһдит салғанлиқини ейтқан. Мақалидә әскәртилгинигә қариғанда әнвәр тохтиниң пәризичә, бу тәһдитниң арқисида хитай һөкүмити бар икән. Аптор мақалисидә йәнә канадани өз ичигә алған бир қисим дөләтләрдин өзи зиярәт қилған уйғур паалийәтчилири вә оқуғучиларниңму баянлиридин нәқил алған. Мақалидә хитай даирилириниң чәтәлләрдики уйғурларға қарита уларниң юртидики аилә-тавабиатлирини гөрүгә елиш, җасусларни ишлитиш, хәт вә учур қатарлиқ һәр хил васитиләрни ишқа селиш арқилиқ уларға қарита тәһдит селиш вә паракәндә қиливатқанлиқи баян қилинған.
“хитай чәтәлләрдики уйғурларни қандақ нишанға еливатиду?” темилиқ бу мақалиниң аптори канадалиқ мухбир натан вандәрклип, йәкәндә 2014-йили 28-июл күни йүз бәргән елишқу вәқәсиниң ечилмиған сирлири һәққидә хәвәр игиләш үчүн бу йил 23-авғуст йәкәнниң елишқу йезисиға барғанда сақчилар тәрипидин тутқун қилинип, елишқу сақчиханисида үч саәттәк тутуп турулғандин кейин, қоюветилгән болсиму, униң компютерини кейин әвәтип беридиғанлиқини ейтип тутуп қалған вәқә ахбаратларда нурғун инкас қозғиған иди.