Италийә сотсиял либерал тәшкилатиниң париждики йиғиниға уйғурларму қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.02.23
Italiye-firansiye-uyghur-mesilisi-1.jpg Италийә хәлқара сотсиял либерал тәшкилати фирансийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур, тибәт, вийетнам вә лаос қатарлиқларниң кишилик һоқуқ тәшкилатлири мәсуллири билән чақирған йиғиндин кейин хатирә сүрәт. 2016-Йили 20-феврал, париж.
RFA/Qutluq

Фирансийә уйғур җәмийитидин игилишимизчә, 20-феврал италийә хәлқара сотсиял либерал тәшкилати фирансийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур, тибәт, вийетнам вә лаос қатарлиқларниң кишилик һоқуқ тәшкилатлири мәсуллири билән бирликтә парижда йиғин чақирған.

Йиғин париждики җумһурийәт мәйдани мәркизидики йиғин залида чақирилған болуп, йиғин шу йәр вақти чүштин кейин саәт үчтин бәшкә қәдәр давамлашқан.

Биз йиғин һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилғинимизда, зияритимизни қобул қилған йиғин иштиракчилиридин сабиқ фирансийә парламент әзаси, кишилик һоқуқ паалийәтчиси дений йиғин һәққидә тохтилип: “биз бүгүн италийә хәлқара сотсиял либерал тәшкилатиниң уюштуруши билән парижда паалийәт елип бериватқан уйғур, тибәт, вийетнам вә лаос қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири бир йәргә җәм болуп, пат йеқинда явропа парламентида чақирилидиған йиғинниң тәйярлиқ хизмәтлири һәққидә музакирә елип бериватимиз” деди.

Йиғинни тәшкиллигүчи италийә сотсиял либерал тәшкилатиниң мәсуллиридин бир мария терони мәзкур тәшкилат һәққидә тохтилип: “тәшкилатимиз һечқандақ бир сиясий партийә вә органға беқинмиған, иқтисади җәһәттин мустәқил болған хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилати. Тәшкилатимиз қурулуп тоққуз йилдин буян дуняниң һәр қайси җайлиридики хәтәр астидики милләтләргә яр-йөләктә болушни, уларниң йоқилиш алдидики мәдәнийитини қоғдашни күрәш нишанимиз қилип келиватимиз. Шу сәвәбтин хитайниң түрлүк ассимилятсийә қилиш сияситигә учраватқан уйғур, тибәтләргә ярдәм қилиш, вийетнам, лаостики азсанлиқ милләтләргә көңүл болуш бизниң нөвәттики асаслиқ хизмәт пиланимиз” деди.

Фирансийәдә паалийәт елип бериватқан вийетнам кишилик һоқуқ тәшкилатиға вәкил болуп йиғинға қатнашқан терана өзиниң йиғин тәсиратини баян қилип:“биз дөлитимизниң әркинлики,уйғур, тибәтләрниң кишилик һоқуқлири үчүн күрәш қилишимиз керәк” деди.

Италийә хәлқара сотсиял либерал тәшкилати билән узундин бири түрлүк паалийәтләрни бирликтә елип бериватқан фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимит бу қетимқи парижда чақирилған йиғиннниң мәзмуни һәққидә тохталди.

У сөзидә, бу қетимқи италийә хәлқара сотсиял либерал тәшкилатиниң саһибханилиқида явропа парламентида чақирилидиған кишилик һоқуқ йиғинида уйғур мәсилисиниң асаслиқ тема қилинидиғанлиқини илгири сүрди.

Кишилик һоқуқ паалийәтчиси әркин аблимит йәнә, бу қетимқи йиғинда фирансийә уйғур җәмийити әзалири италийә хәлқара сотсиял либерал тәшкилатиға айрим пикир вә тәләпләрниму оттуриға қойғанлиқини алаһидә әскәртип өтти.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.