Тәтқиқатчилар уйғур илидики тоқунушларниң террор билән мунасивити йоқлуқини илгири сүрди
2016.04.19
Германийә “меркато хитай тәтқиқат мәркизи” тәтқиқатчиси моритз рудолф уйғур илидики тоқунушларниң террор билән биваситә мунасивити йоқ” деди.
Йеқинда баш штаби берлинда болған “меркато хитай тәтқиқат мәркизи” дики хитайниң ташқи сиясити, гио истратегийиси вә қанун түзүлмиси тәтқиқатчиси моритз рудолф әпәнди германийә авазиниң зияритини қобул қилғанда, террорлуқ билән уйғур дияридики тоқунушларниң биваситә мунасивити йоқлуқини илгири сүргән.
Германийә авази мухбири һанисниң “меркато хитай тәтқиқат мәркизи” ниң тәтқиқатчиси моритз рудолф билән елип барған сөһбитидә, германийә-хитай мунасивәтлиридә назук темиларниң бири болуп кәлгән уйғурлар мәсилиси муһим салмақни игилигән.
Рудолф мундақ дәйду: “хитай оттура шәрқниң тинчлиқиға көңүл бөлиду, чүнки оттура шәрқ тинч болғандила, хитай өзиниң ‛йипәк йоли пилани‚ ни ишқа ашуруш пурситигә еришиду.”
Рудолф йәнә хитайниң афғанистандики тинчсизлиқтин биарам болуватқанлиқини тәкитләп: “хитайниң әндишиси, афғанистандики ички урушниң уйғур илиға тәсир көрситишидур” дәйду.
Һазирға қәдәр, бейҗиңниң уйғур районида йәрлик исламчиларға қарши елип бериватқан бастуруш қилмишлири, хәлқарада “бейҗиң террорға қарши туруш байриқини көтүрүвелип, әмәлийәттә бастуруш характерлик миллий сиясәт йүргүзмәктә” дәп әйиблинип кәлди. Ислам террори пәйда қиливатқан тәһдиткә ортақ қарши туруш германийә билән хитайни һәмкарлаштуридиған йеңи амилму?” дегән соалға, рудолф мундақ җаваб бәргән:
“әгәр бейҗиң билән берлин ислам террориға мунасивәтлик тема һәққидә сөзләшкәндә шинҗаң мәсилисидин әгип өтүп кәтсә, бу қамлашмиған бир иш болиду. Илгирики террорлуққа қарши туруш тоғрисидики өз-ара алақиләрниң мәғлубийәт билән ахирлишишидики сәвәб дәл мушу йәрдә. Мениңчә, хитай кәлгүсидә бу мәсилигә қарита мурәссә позитсийисини тутуши лазим. Бу дегәнлик, бейҗиң өзиниң аз санлиқ милләтләр районидики сияситини муәййәнләштүрүшни башқилар билән һәмкарлишишниң асаси қиливалмаслиқи лазим. явро-асия райони асаси муәссәсә қурулушлириға селиватқан мәбләғлириниң көпийишигә әгишип, хитай дөлити террорлуқниң тәһдити әң күчлүк бир җайға қәдәм басмақта. Буниң билән хитай пуқралири ислам террорчи күчлириниң йошурун һуҗум нишаниға айлинип қелиши мумкин. Бирақ, бу террорчи унсурлар билән уйғур илидики тоқунушларниң һечқандақ биваситә алақиси йоқ.”
Фирансийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси, хитайшунас мари холизман ханимму охшаш қарашта болуп, у уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлириниң террор билән алақиси йоқлуқини, уйғурларниң өзлириниң инсаний һәқлири үчүн күрәш қиливатқанлиқини тәкитлиди.
У мундақ деди: “мән уйғурларға интайин қайил. Уйғурлар өз үстидики бесимниң көплүкигә, саниниң азлиқиға, күчиниң чәкликликигә қаримай, хитайдики һәрқандақ башқа милләтләргә қариғанда хитай мустәбит һакимийитигә қарши җанлиқ күрәш қиливатиду. Һәтта хитай өктичи күчлириму бу җәһәттә уйғурларға тәң туралмайду.”
У йәнә шуларни тилға алди: “мән чәтәлдә уйғурларниң бирқанчә қетимлиқ йиғиниға қатнаштим. Болупму дуня уйғур қурултийиниң йиғинлириға. Бу йиғинларниң сүпити шу қәдәр юқири, шу қәдәр мәнилик. Мән уйғурларниң миллий қаршилиқ ирадисигә һәқиқәтәнму қайил.”
Мәркато хитай тәтқиқат мәркизи йеқинда йәнә ши җинпиң һөкүмранлиқи астидики ахбарат сиясити һәмдә тәшвиқатниң контрол қилиниш мәсилиси һәққидә елан қилған анализида, хитайниң аз санлиқ милләтләр районида елип бериватқан бастурушлардин сирт, учурни қаттиқ тәқиб қилипла қалмай, пүтүн хитай миқясида иҗтимаий таратқуларни башқурушни күнсери күчәйтиватқанлиқини илгири сүрди.
Мәркато хитай тәтқиқат мәркизи хадими киристена ханим бу һәқтә тохтилип: “хитайда ахбарат әркинлики һечқачан ши җинпиң һөкүмранлиқи дәвридикидәк бундақ қаттиқ контрол қилинған әмәс. Һазир ахбарат васитилиридә немини елан қилиш, немини елан қилмаслиқ компартийиниң башқурушиға, тәстиқиға бағлиқ. Хитайдики ахбарат васитилири чоқум шинхуа агентлиқиниң хәвирини асас қилиши лазим. Ши җинпиңниң ирадисигә мухалип пикирләр болмаслиқи лазим” деди.
Германийәдики хоңкоңлуқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси манянму бу һәқтә тохтилип, ши җинпиң һөкүмранлиқидики хитайда ахбарат әркинликиниң пүтүнләй бәрбат болуватқанлиқини әскәртти. У мундақ деди: “ялғуз уйғурлар вә тибәтликләрла әмәс, пүтүн хитай хәлқиниң әркинликкә еришишиниң алдинқи шәрти: хитай компартийисиниң йоқилишидур. Компартийә йоқалмайдикән, миллий зулумму түгимәйду, миллий зиддийәтму пәсәймәйду. Аталмиш терроризмға хатимә бәргили болмайду.”
Манян йәнә шуларни тилға алди: “хитай компартийисиниң миллий сияситидә мутләқ мәсилә бар. Тәшвиқатлирида өзлириниң миллий сиясәтлирини көккә көтүрүп дуняни алдашқа теришиватиду. Бирақ, уйғур радикал күчлири һәр түрлүк қаршилиқлири билән уйғур миллитиниң ирадисини ашкарилап, компартийиниң әпти-бәширисини ечип ташлаватиду. Йеқинқи йиллардин буян уйғур илида нурғунлиған қаршилиқ вәқәлири йүз бәрди. Хитай уни террорлуқ қалпиқи билән бастурди. Бирақ, террорға қарши дуня компартийиниң дегәнлирини етирап қилмиди. Демәкки, уйғурларниң өзлириниң һәқ-һоқуқлири үчүн қурбан бериватқанлиқини, күрәш қиливатқанлиқини дуня җамаити барғансери ениқ чүшинишкә башлиди. Әркинлик йолида елип берилған күрәш билән террористик күрәш әлвәттә бир нәрсә әмәс.”