Хитай шәрқий түркистан ғазатчилириниң тәһдити күчийидиғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз әркин
2013.12.25
tyenanmen-uyghur-qarshiliq.jpg 3 Нәпәр уйғур тйәнәнмен мәйданида машина соқуш вәқәси пайда қилғандин кейинки сақчиларниң нәқ мәйданни қоршап турған көрүнүш. 2013-Йили 28-өктәбир, бейҗиң.
AFP

Хитай даирилири вә ахбарати келәр йили шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң тәһдити күчийидиғанлиқини илгири сүргән. Бирақ, чәтәлдики бәзи хитай мутәхәссислириниң қаришичә, хитай һөкүмити террорлуқни давамлиқ суйиистемал қиливатқан болуп, әмәлийәттә террорлуқниң бөшүки хитайниң уйғурларға қаратқан сиясити икән.

“йәр шари вақти гезити” елан қилған бу һәқтики бир мақалида, 2014-йили америка башчилиқидики иттипақдаш күчләр афғанистандин чекинип чиқса, хитайға террорлуқ тәһдити күчийидиғанлиқини билдүргән.

Мақалидә, шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң йеқиндин буян һәрикәт қабилийитини күчәйткәнлики, униң түркийәдә оқуватқан оқуғучиларни әзалиққа қобул қилип, сүрийәгә йоллиғанлиқи, уларниң сүрийәдики әл-нусра тәшкилатиниң тәркибидә урушуватқанлиқи, шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң күчини зорайтқанлиқини илгири сүрүлгән.

“шәрқий түркистан ислам һәрикитигә униң тәһдити күчиништин бурун зәрбә бериш” намлиқ бу мақалә, сингапор җәнубий окян университети “сиясий зораванлиқ вә террорлуқ тәтқиқат мәркизи” ниң мәсули роһан гуранатна билән өткүзгән сөһбәт хатирисигә асасән йезилған.

Роһан гуранатна, шәрқий түркистан мәсилисидә хитай һөкүмити билән охшаш мәйданда туруп, пикир қилип келиватқан террорлуқ мутәхәссислириниң бири.

У сөзидә йәнә, сүрийәдин қайтқан уйғур ғазилириниң хитайға қарши тәшкиллик вә техиму көп өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумларни елип беришта кәскин, тәҗрибилик вә маһарәтлик болуп келидиғанлиқини билдүргән.

Бирақ, америкида турушлуқ хитай мутәхәссиси чен покоң әпәнди, уйғур елидики қанлиқ вәқәләрниң шәрқий түркистан ислам һәрикити билән алақиси барлиқи гуманлиқ икәнликини билдүрди. Униң қаришичә, әгәр уйғур елидә террорлуқ мәвҗут болса, буниң сәвәби хитай һөкүмитиниң мәдәнийәт қирғинчилиқ сияситидур.

У: әмәлийәттә, террорлуқниң бөшүки вә мәнбәси бу түзүмниң өзидә. Чүнки, униң түзүми истибдат, һоқуқ мәркәзләшкән, диний етиқад, сөз әркинликини йоқитидиған бир хил түзүм. Униң аз санлиқ милләт районлирида хусусән шинҗаңда йолға қойған сиясити, аз санлиқ милләтләрниң мәдәнийити, диний етиқади, һәр хил алаһидиликлирини йоқитидиған сиясәт. У кишиләрниң сақал қоюш, ромал артиш, доппа кийишигә арилишип кәлди. Бу бир хил мәдәнийәт қирғинчилиқи. Униң бу хил мәдәнийәт қирғинчилиқи өзгәрмисә, уйғурларни қаршилиқни тохтатмайду. Демәк аталмиш террорлуқ келип чиқиш мәнбәси җуңго һөкүмитиниң өзидә, дәп көрсәтти.

Чен покоң әпәнди йәнә, хитай һөкүмитиниң һазир уйғурларға йүргүзүватқан сиясити манҗулар җуңгони ишғал қилған дәсләпки йилларда хәнзуларға йүргүзгән сиясәткә охшайдиғанлиқини билдүрди.

У: манҗулар җуңгони бесивалғанда җуңголуқлардин чечиниң алдини чүшүрүп узун өрүмә чач қоюшни тәләп қилған. Нурғун җуңголуқ буниңға қаршилиқ билдүрүп өлгән. Әйни чағда “чач бар баш йоқ, баш бар чач йоқ” дегән сөзләр тарқалған. Нурғун җуңголуқ мәҗбури өрүмә чач қойған. Нурғун адәм буниңға қаршилиқ қилип өлгән. Бүгүнки шинҗаң охшаш әһвалға дуч келиватиду. Әйни йиллардики манҗулар хәнзуларға қирғинчилиқ қилғанда йүз бәргән паҗиәләр бүгүн шинҗаңда тәкрарлиниватиду. Җуңго һөкүмити уйғурларни хәнзулишишқа мәҗбурлап, уларни диний етиқади, өрп-адити, тили, кийим-кечәклиридин ваз кечишкә қиставатиду. Бирақ, манҗуларниң 17-әсирдә йолға қойған сияситини җуңгониң 21‏-әсирдә йолға қоюши дәвр еқимиға хилап. Мана террорлуқниң келип чиқиш мәнбәси, деди.

Шәрқий түркистан ғазатчилириниң сүрийәдики чәтәллик муҗаһидлар сепидә урушуватқанлиқи тунҗи қетим оттуриға қоюлған мәсилә әмәс. Бу қарашни илгири хитай террорлуқ мутәхәссиси ли вей оттуриға қойған. Хитай һөкүмити түркийәдики шәрқий түркистан маарип һәмкарлиқ җәмийитини сүрийәгә ғазатчиларни әвәтип тәрбийиләш билән тәнқид қилған. Бирақ, маарип һәмкарлиқ җәмийити буни рәт қилип, буниң мәқсәтлик ойдурулған төһмәт икәнликини билдүргән иди.

“йәр шари вақти гезити” мақалисидә, шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң башқа террорчи гуруһлар билән һәмкарлиқни күчәйтиватқанлиқини илгири сүрүп, униң йипәк йоли вә униң әтрапидики дөләтләрдики террорлуқ гуруһлар билән алақиси барлиқи, кәлгүсидики һуҗумларға уйғур болмиған мусулманларниң қатнишиш еһтимали барлиқини илгири сүргән.

“йәр шари вақти гезити” мақалисидә йәнә, ғәрбни террорлуқ мәсилисидә икки йүзлимичилик қилиш билән тәнқид қилған. Б д т вә америка ш. Т. И һ ни террорлуқ тизимликигә киргүзгән болсиму, бирақ униң кишилик һоқуқни сиясий қорал қилип, хитайни кишилик һоқуққа бузғунчилиқ қилиш билән әйибләватқанлиқи, бу хил һәқсиз һөкүм йәнә давамлишидиғанлиқини билдүргән.

Ғәрб дуняси хитайниң террорлуқни баһанә қилип, уйғурларниң мәдәнийити, тили, диний етиқадини қоғдашни тәләп қилғанларни бастуруватқанлиқида ортақ пикиргә игә. Буни америка, германийә чехийә, әнглийә, қатарлиқ әлләр һәр йили б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йиғинлирида оттуриға қоюп кәлгән.

Чен покоң әпәнди уйғур елидә кишилик һоқуққила әмәс, өзиниң қануниғиму хилаплиқ қиливатқанлиқини билдүрди.

Униң қаришичә, хитай һөкүмити шинҗаңда милләтләр иттипақлиқни тәкитлисиму, бирақ униң әмәлийәттики сиясити ирқий айримичилиқ сиясити.

Чен покоң: җуңго компартийиси шинҗаңда милләтләр иттипақлиқини әмәлгә ашуруш, дәп қуруқ товлисиму, бирақ әмәлийәттә униң йолға қойған сиясити милләтләрниң айриш вә уларниң арисиға ихтилап селиш сияситидур. Буниң бурунқи җәнубий африқа ирқий айримичилиқ сиясити билән чоң пәрқи йоқ. Улар бу йил “актип һуҗум қилиш”, “еғир салмақ билән зәрбә бериш”, “нәқ мәйданда бир тәрәп қилиш” чақириқини оттуриға қойди. Буниң өзи қанунниң роһиға хилап. “актип һуҗум қилиш” дегән қандақ гәп? бу башқилар саңа һуҗум қилмисиму, сән униңға һуҗум қил, дегәнлик. Бу һөкүмәтниң қанунға хилаплиқ қиливатқанлиқини көрситиду. “еғир салмақ билән зәрбә бериш” қандақ гәп болди әмди! қанунда еғир-йеник дегән гәп йоқ. У өзиниң әдлийә тәртипи вә қанунни асас алиду. Униң “нәқ мәйданда бир тәрәп қилиш” дегини қанунниң чәк-чегрисидин һалқиғанлиқтур. Бу, қанун керәк әмәс, қануний тәртипкә лазим йоқ, нәқ мәйданда өлтүрүш дегәнлик. Бу хил қирғинчилиқ сиясити шинҗаңда техиму көп қан төкүлүшни кәлтүрүп чиқириду, халас, дәп көрсәтти.

Бирақ, “йәршари вақти гезити” ниң мақалисидә, хитай һөкүмитиниң террорлуққа қарши үнүмлүк тәдбирләрни елишини тәләп қилип, җуңго ш. Т. И. Һ ниң әсәбий идеологийә вә террорлуқ пәйда қилиш тәһдитигә сәл қаримаслиқи керәк. Һөкүмәт террорлуққа қарши истихбарат, анализ вә һәрикәт қабилийитини йетилдүрүши вә тәрәққий қилдуруп, бу җәһәттики бошлуқни толдуруши лазим.

Шуниң билән биргә, уйғурларниң иқтисадий, иҗтимаий тәрәққиятиға ярдәм қилип, уларни хитай җәмийитигә маслаштуруши керәк. Шинҗаңдики уйғур рәһбирий кадирлар диний затлар билән йеқинлишип, ш. Т. И. Һ гә қарши тәшвиқат иқтидари әһя қилиши зөрүр, дегән.

Лекин, чен покоң әпәнди, пул вә иқтисад билән миллий мәсилә һәл болмайдиғанлиқини билдүрди. У, җуңго компартийәси миллий мәсилини пул билән һәл болиду, дәп қарайдиғанлиқини әскәртип: бирақ, җуңго компартийәси шуни чүшәнмәйду, миллий мәсилә билән иқтисадий мәсилә айрим-айрим икки мәсилә. Милләтләр алди билән өзиниң иззәт‏-һөрмити, әнәниси, мәдәнийити вә диний етиқадиға еһтияҗлиқ. У ноқул иқтисадий тәрәққиятқила еһтияҗлиқ әмәс. Җуңго иқтисад арқилиқ мәсилини һәл қилишни ойлисиму, әмәлийәттә, шинҗаңға селинған мәбләғ хәнзу хиянәтчиләрниң янчуқиға чүшүп кәтти. Мәсилән, сабиқ аптоном районлуқ партком секретари ваң лечүәнниң шәндуң гуруһи шинҗаңдики иқтисадий түрләрни контрол қиливалди. Шуңа буниңдин һәқиқий мәнпәәт алғанлар уйғурларму әмәс, адәттики хәнзу авам пуқраларму әмәс. Бәлки хиянәтчи әмәлдарлар. Улар бир тәрәптин, шинҗаңға селинған мәбләғгә хиянәт қилса, йәнә бир тәрәптин, мәркәзниң муқимлиқ пулини йеди. Бундақ шараиттики иқтисадий ечиш сиясити шинҗаңға зор хәвп елип кәлди, дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.