Уйғурларни назарәт қилиштики йеңи тәдбир рәсмий башланди
2017.08.23

Уйғурлар дияридики сиясий бесимларниң бир ипадиси мәхсус уйғурларға қаритилған биртәрәплимә назарәт вә контроллуқниң күчийиватқанлиқида өз әксини тепиватқанлиқи мәлум. Йеқинда үрүмчи шәһиридики маторлуқ қатнаш васитилирини башқуруш органлири мәхсус уқтуруш чиқирип, йеңидин аптомобил сетивалған уйғурларни тәкшүрүп ениқлашни башлиған. Алақидар органлар болса бу хизмәтниң һазир җиддий иҗра қилиниватқанлиқини ейтти.
Уйғурлар дияридики йәрлик даириләр тарқатқан һөҗҗәтләрниң бири оқурмәнлиримизниң тәминлиши арқилиқ бизгә йетип кәлди. Мәзкур һөҗҗәтни үрүмчи шәһәрлик маторлуқ қатнаш васитилирини башқуруш идариси чиқарған болуп, 2017-йили 21-авғусттин башлап аптомобил сетивалған уйғур вә қазақлар бирдәк алақидар орунларға берип хусусий әһвалини мәлум қилғандин кейин, андин аптомобилисини тизимға алдуралайдикән. Биз бу йеңи уқтурушниң тәпсилий мәзмунини һәмдә немә үчүн пәқәт уйғурлар билән қазақларғила қаритилғанлиқини ениқлап беқиш үчүн алди билән тәңритағ районлуқ маторлуқ қатнаш васитилирини башқуруш идариси билән алақиләштуқ:
-Вәй, яхшимусиз! қандақ ишиңиз бар иди?
-яхшимусиз! мән бир ишни сорап бақай дегән. Аңлисақ, һазир йеңидин машина сетивалған һәрқандақ уйғур алди билән маторлуқ қатнаш васитилирини башқуруш идарисигә берип тәкшүрүштин өткәндин кейин андин машинини тизимлиталайдикән. Һазир раст мушундақ болуп кәттиму?
-Ундақ иш йоқ. Һазир бизниң системини йеңилаватқан. Шуңа бу мулазимәтни һазир беҗирәлмәймиз.
-Ундақта бу қатнаш васитилирини башқуруш идариси әмәсму?
-Бу йәр ашу идариниң мулазимәт зали.
-Әмисә силәр қандақ мулазимәтни беҗирисиләр?
-яқ, демәкчи болғиним биз машинини тизимға алалаймиз. Әмма һазир бизниң идариниң компютер системисини йеңилаватиду. Шуңа сиз дегән мулазимәтни беҗирәлмәймиз.
-Бу қетимқи система йеңилаш мушу йеңи уқтуруш билән мунасивәтликму яки башқа сәвәбтинму?
-Буни анчә уқуп кәтмәйдикәнмән.
-Мақул, рәһмәт әмисә!
-Болиду. Тизимға алғили болмайдиған иш йоқ, буни қилғили болиду.
Шуниң билән биз, ашу уқтурушта көрситилгән мидуң районидики “казивән хәлққә қулайлиқ мулазимәт понкити” билән алақиләштуқ һәмдә улардин бу һәқтики әһвалларни сорап бақмақчи болдуқ:
-Вәй, яхшимусиз!
-яхшимусиз!
-Немә ишиңиз барти?
-Аңлисақ һазир йеңидин машина сетивалған һәрқандақ уйғур алди билән маторлуқ қатнаш васитилирини башқуруш идарисигә берип тәкшүрүштин өткәндин кейин андин машинини тизимлиталайдикән. Һазир раст мушундақ болуп кәттиму?
-Қандақ машининиң? йәрликниңму яки башқа җайларниң машинисиму?
-Йәрликниң.
-Йәрликниң болса һазир казивән маторлуқ қатнаш васитилирини башқуруш идарисигә бариду.
-Ундақта растинила ашундақ уқтуруш барму?
-Мениңчә, сиз мундақ қилиң. Қатнаш васитилирини башқуруш идариси ашундақ уқтуруш тарқатқан болса сиз алди билән шуларға берип тәкшүрүштин өтүң, андин бизниң мулазимәт мәркизимизгә келип қалған рәсмийәтни беҗириң. Демәкчи, бәзи ишлар үчүн чоқум ашу йәргә бериш лазим, йәнә бәзи ишларни бизниң мушу йәрдила беҗиргили болиду, әмма һәммә ишни әмәс. Әгәр улар бизниң мушу мәркәздә беҗиришкә болидиғанлиқи һәққидә һөҗҗәт чүшүргән болса, мушу йәрдила беҗирәттуқ. Һөҗҗәт чүшмигән икән, бу мулазимәтни бизму қилип берәлмәймиз.
-Мундақ дәң. Болиду, рәһмәт.
-Шуңа сиз аввал казивәнгә бериң.
Шуниң билән биз, мушу аял кадирниң ейтқини бойичә, мидуң районидики маторлуқ қатнаш васитилирини башқурушқа мәсул идариләрниң бири болған казивән понкитиға телефон қилдуқ. Иш беҗириватқан хизмәтчи хадим телефонни елип, һазир бу йеңи уқтурушниң иҗра болуватқанлиқини ейтти.
-Вәй, яхшимусиз!
-яхшимусиз! аңлисақ һазир йеңидин машина сетивалған һәрқандақ уйғур яки қазақ пуқра алди билән маторлуқ қатнаш васитилирини башқуруш идарисигә берип тәкшүрүштин өткәндин кейин андин машинини тизимлиталайдикән. Һазир раст мушундақ қиливатамсиләр?
-Һәә, шундақ қиливатимиз. 2-Номурлуқ көзнәккә берип тәкшүртивәтсиңизла болиду.
-Пәқәт уйғурлар вә қазақлар үчүн, дегән гәпниң мәниси немә?
-Пәқәт шу шәхсниң материяллирини селиштуруш вә тәкшүрүш зөрүрийити, халас. Конкрет зади буни немигә ишләтмәкчи, бизниңму хәвиримиз йоқ. Сиз хизмитимизгә маслишип, ашу көзнәккә берип тәкшүртүвәтсиңиз қандақ?
-Әмисә бу йеңи тизимлитиш рәсмийити үчүн қайси һөҗҗәтләрни елип бериш лазим?
-Сиз пәқәт тәкшүрүшкә маслишип, һазирла мидуң районлуқ әтрәтниң 2-бинасиға бериң вә бир тәкшүртүветиң.
-Әмисә, бу қәйәрниң чүшүргән һөҗҗити? шәһәрлик һөкүмәтниңму яки аһалиләр комитетиниңму?
-Биз пәқәт мушундақ бир уқтуруш тапшурувалдуқ. Сиз мәндин сорисиңиз, биз пәқәт юқиридин чүшкән буйруқни иҗра қиливатимиз. юқиридин бизгә қандақ қилиңлар десә, биз шундақ қилимиз.
-Мениң чүшәнмигиним, немә үчүн пәқәт уйғурлар вә қазақлар үчүнла шундақ болиду?
-Уни уқмаймән. Соалиңиз болса берип тәкшүртүветип андин келиң. Һазир бу көзнәктә нурғун адәм өчирәт туруватиду. Мән һазир бәк алдираш. Әмисә телефонни қоювәттим, һә.
-Мақул, рәһмәт.
Ахирида биз мушу қетимлиқ һөҗҗәттә ейтилған тәкшүрүшни орунлиғучи орун болған мидуң районлуқ қатнаш васитилирини башқуруш идариси билән алақиләштуқ. Нәтиҗидә бу қетимқи тизимлашниң пүтүн үрүмчи шәһири тәвәсидә болидиғанлиқи, бу үрүмчи шәһәрлик һөкүмәттики алақидар тармақларниң буйруқи билән болғанлиқи айдиңлашти:
-Вәй, яхшимусиз!
-яхшимусиз! мән бир ишни сорап бақай дегән. Һазир бир йеңи уқтуруш чиқипту вә йеңидин машина алмақчи болған уйғурлар чоқум мидуң районлуқ маторлуқ қатнаш васитилирини башқуруш идарисигә берип тәкшүрүшни қобул қилиши лазимкән. Һазир...
-Шундақ. Берип тәкшүртүши лазим.
-Ундақта, бу уқтурушта дегән тәкшүртүштә немини тәкшүриду?
-Униңда шопурларниң хусусий учурлирини селиштуруп тәкшүриду.
-Немә үчүн пәқәт уйғурлар вә қазақларнила тәкшүриду?
-Сиз мәндин сорисиңиз, мән телефонда буни сизгә толуқ чүшәндүрүп берәлмәймән. Буни бизгә юқири дәриҗилик орган буйруған, биз пәқәт юқириниң буйруғинини иҗра қиливатимиз.
-Ундақта бу шәһәрлик һөкүмәтниң буйруқиму яки аһалиләр комитетиниң?
-юқиридин бизгә бу һәқтә һечқандақ язма һөҗҗәт чүшкини йоқ. Бизгә пәқәт ағзаки буйруқ кәлди, чоқум шопурларниң хусусий учурлирини селиштуруп тәһқиқләйсиләр, дәп буйруди. Шуңа биз буни толуқ иҗра қилмисақ қәтий болмайду.
-Әмисә ашу юқиридин кәлгән ағзаки буйруқниң толуқ мәзмунини дәп беқиңә, униңда немә дәпту, аңлап бақай.
-Һәрқайси миллий йолдашлар диққитигә: йеңидин машина алған херидарларға болған мулазимитимизни техиму яхшилаш, шуниңдәк йеңидин системиға киргән шопурлар вә машиниларни, шәһиримиздики нимкәш машиниларниң нопусини йөткәш ишлирини техиму тәртипкә селиш үчүн мушу уқтуруш бойичә җәзмән тәкшүрүшни тамамлишиңлар лазим".
-Бу һөҗҗәт қайси вақиттин башлап иҗра болиду?
-Алдинқи күни сәһәр (21-авғуст) иҗра қилинишқа башлиған.
-Ундақта буниң ахирқи сүрүки қачанғичә?
-Буниң ахирқи сүрүки йоқ. Бу әһвал бундин кейин мушундақ давам қилиду. Бизгиму буниң ахирқи сүрүки һәққидә уқтурмиди.
-Ундақта бу уқтурушниң аһалиләр комитети билән алақиси йоқму?
-Буниң аһалиләр комитети билән һечқандақ алақиси йоқ. Буни бизниң юқири дәриҗилик рәһбирий оргинимиз болған-үрүмчи шәһәрлик маторлуқ қатнаш васитилирини башқуруш идариси шундақ қилишни уқтурған.
-Ундақта, бу ялғуз силәрниң мидуң районидила боламду яки пүткүл үрүмчи шәһиридә иҗра қилинамду?
-Бәк тәпсилий билгиңиз болса, казивән маторлуқ қатнаш васитилирини башқуруш идарисигә телефон қилип, шуларниң башлиқидин сораң. Шу киши яхши билиду. Чүнки, буни бизгә шулар арқилиқ уқтурған. Шуңа сиз уларниң башлиқини излисиңиз, шу киши бу ишларни яхши билиду.
Һалбуки, биз мәзкур хизмәтчи хадим ейтип бәргән телефон номури бойичә көп қетим телефон қилған болсақму, телефон җавабсиз қалди. Гәрчә торларда тарқилип йүргән уқтурушниң чинлиқи вә башқа тәпсилатлири дәлилләнгән болсиму, мушундақ бир уқтурушни иҗра қилишниң немигә зөрүр болуп қалғанлиқи, униң уйғурлар диярида иҗра болуватқан “террорлуққа вә әсәбийликкә қарши туруш” темисидики сиясий һәрикәтләр билән бағлиниши бар яки йоқлуқи һәққидә алақидар хадимлардин җаваб елишқа мумкин болмиди.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән бу һәқтә пикир қилип, буниң мушу айниң башлирида башланған үрүмчи шәһиридики уйғурларниң аилә әзалирини ениқлаш хизмитиниң давами болуши мумкинликини алға сүрди. Униң қаришичә, ноқул уйғурларға қаритилған бу хилдики тәкшүрүшләрниң көпийиши, әмәлийәттә җәмийәттә аманлиқ орнитишниң әксичә, уйғурлар җәмийитидики вәһимини техиму күчәйтиши, шундақла уйғурларниң күндилик һаятиға еғир бесимларни елип келиши мумкин икән.
Мәлум болушичә, бу тәдбир һазир үрүмчи шәһиридә иҗра қилинишқа башлиған болуп, униң уйғурлар дияридики башқа җайларғиму кеңийиши тәхмин қилинмақта.