Хитай тилидики дәрсликләрниң омумлишиши уйғур оқутқучиларни ишсиз қалдурмақта

Мухбиримиз меһрибан
2017.09.15
uyghurgha-yotkesh-qosh-til.jpg Хитай хәлқ ториниң, бу йил уйғур ели асасий қатламлириға хитай миқясидин 12 миңға йеқин оқутқучи орунлаштуруш тоғрисидики хәвири.
Photo: RFA

Уйғур диярида йеқинқи 10 йилдин буян мәҗбури йолға қоюлуп кәлгән “қош тиллиқ маарип” намидики хитайчә оқутуш уйғур тилини мәктәпләрдин сиқип чиқарған иди. Бу йил 7-айда уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң йеңи оқуш мәвсумида хитайчә дәрсликләрни ишлитиш қарари районда уйғур оқутқучиларни ишсиз қалдуруп, уларниң хизмәт орнини хитай оқутқучилар игиләйдиған вәзийәтни шәкилләндүрмәктикән. Ғулҗа шәһәрлик маарип идарисидин зияритимизни қобул қилған хизмәтчи хадимлар бу йиллиқ йеңи оқуш мәвсумида ғулҗидики барлиқ мәктәпләрдә әслидики уйғур оқутқучилар қайта тәртипкә селинип, йеңидин бир түркүм хитай оқутқучиларниң қобул қилинғанлиқини билдүрди.

Радийомизға кәлгән учур вә инкаслардин мәлум болушичә, нөвәттә 2007-йилдин буянқи шаллашлардин өтүп аталмиш “қош тиллиқ” мәктәпләрдә дәрс өтүшни давамлаштуруватқан уйғур оқутқучилар арисидики 40 яштин ашқан бир түркүм тәҗрибилик оқутқучилар “хитайчә оқутуш еһтияҗидин чиқалмайду” дегән баһанидә хизмитидин тохтитилған. Уларниң орниға “алаһидә оқутқучи” намида йеңидин бир түркүм хитай оқутқучилар қобул қилинған.


Өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән радийомиз зияритини қобул қилған, хизмитидин қалдурулған бир уйғур оқутқучиниң ашкарилишичә, йеңи оқуш мәвсумида уларниң мәктипидинла 40 яштин ашқан 20 дин артуқ уйғур оқутқучи хизмитидин қалдурулған. Улар “хитай тили сәвийә имтиһанидин өтәлмиди” дегән сәвәб билән пенсийә йешидин илгирила хизмитидин тохтитилған. Хитай тили сәвийә имтиһанидин өткән йәнә бир түркүм уйғур оқутқучилар язлиқ тәтил мәзгилидә “хитай тилида қайта тәрбийиләш” курслириға әвәтилгәндин кейин, йеңи оқуш мәвсумида хитай тилидики дәрсликләрни өтүшкә орунлаштурулған.

Ғулҗа шәһәрлик маарип идарисиниң бир хадими бу мәвсум мәктәпләрдики уйғур оқутқучиларниң шаллиниши вә хитай оқутқучиларниң қобул қилиниши һәққидә сориған соаллиримизға җаваб бәрди.

Маарип идарисиниң кадирлар хизмитигә мәсул бу хитай хадими уйғур оқутқучиларниң хитай тилида тәрбийиләш курслириға қатнаштурулғандин кейин, сәвийә имтиһанидин өткәнлириниң йәнила әслидики мәктипидә ишләватқанлиқини тәкитлиди.

“мән кадирлар бөлүмидә ишләймән, биз оқутқучиларға аит мәсилиләрни бир тәрәп қилишқа мәсул. Һәқиқәтән сиз тилға алған бәзи конкрет мәсилиләрни ениқ билмәймән. Әмма барлиқ уйғур оқутқучиларниң һәммисила алмаштуруветилгини йоқ. Уйғур оқутқучилар аввал хитай тили сәвийә имтиһаниға қатнаштурулуп, язлиқ тәтилдә хитай тилида қайта тәрбийиләш курслирида тәрбийиләнди. Мәктәпләрдә йәнила бир түркүм уйғур оқутқучилар дәрс өтүватиду. Пәқәт бир түркүм хизмәтниң һөддисидин чиқалмиған оқутқучилар дәрс мунбиридин қалдурулди.”

Әмма ғулҗа шәһәрлик маарип идарисиниң бу хитай хадими “хитай тили өткилидин өтәлмиди” дегән баһанидә оқутқучилиқ хизмитидин қалдурулған уйғур оқутқучиларниң кейинки әһвали һәққидики соаллиримизға җаваб бериштин өзини қачурди.

“бу һәқтики конкрет әһвалларниң зади қандақ болғанлиқини мәнму билмәймән. Чүнки мән оқутқучиларниң маашини бекитиш дегәндәк мәсилиләргә мәсул. Бундақ мәсилиләрни сорисиңиз мәнму ениқ җаваб берәлмәймән.”

У хитай өлкилиридин “шинҗаңға ярдәм” намида хизмәткә қобул қилиниватқан хитай оқутқучилар арисида “ғулҗа шәһири билән ғулҗа наһийисигә кәлгәнләр қанчилик?” дегән соалимизғиму биваситә җаваб бериштин баш тартти. 

“биз һәр йили пүтүн мәмликәт миқясидин ‛алаһидә оқутқучи‚ қобул қиливатимиз. Әлвәттә, уларниң зор бир қисми ичкири өлкиләрдин кәлди, әмма йәрликтинму хитай тили сәвийиси юқири болған уйғур оқутқучиларни қобул қиливатимиз. Чүнки бу оқутқучилар хитай ортақ тилини хитай оқутқучилардинму яхши сөзләйду. Мән һазир йеңи қобул қилиниватқан оқутқучиларниң маашини бекитиш қатарлиқ хизмәтләрни ишләватимән. Бу йил ичкири өлкиләрдин зади қанчилик оқутқучиниң қобул қилинғанлиқи һәққидә мәлуматим йоқ икән. Хапа болмайсиз, бу мәсилиләргә җаваб берәлмәймән.”

Хитай һөкүмәт таратқулириниң бу йил 5-айниң бешида елан қилинған хәвәрлиридә 2017-йили уйғур аптоном райониға юқири мааш бериш шәрти билән пүтүн хитай миқясидин 60 миң хизмәтчи қобул қилинидиғанлиқи елан қилинған. Мәзкур хәвәрдә хитай өлкилирини асас қилип қобул қилинидиған аталмиш йеңи хизмәтчиләрниң үчтин бир қисминиң оқутқучилар икәнлики ашкариланған. Хитай һөкүмәт хизмәтчилири имтиһан учури тор бекитиниң 2017-йил 15-май күнидики хәвиридә уйғур дияридики һәрқайси вилайәт-наһийәләргә оқутқучилиқ үчүн қобул қилинидиғанларниң тәпсилий сани берилгән болуп,  хәвәрдә уйғур аптоном райони бойичә, 19миң 182 нәпәр алаһидә оқутқучи қобул қилинидиғанлиқи тилға елинған. 

Хитай һөкүмәт хизмәтчилири имтиһан учури ториниң бу йил 31-июлдики бир хәвиридә йәнә 2017-йеңи оқуш мәвсумида хитайчә дәрс өтидиған оқутқучиларни толуқлаш еһтияҗи сәвәбидин ғулҗа наһийисигә 1331 нәпәр оқутқучи қобул қилинидиғанлиқи елан қилинған. Мәзкур хәвәрдә йәнә йеңидин қобул қилинидиған хитай тиллиқ оқутқучиларниң 1985-йилдин кейин туғулған болуши, сиясий сапаси лаяқәтлик, дөләтни сөйидиған, компартийиниң рәһбәрликини вә милләтләр иттипақлиқини һимайә қилидиған, маарип хизмитидә пидакарлиқ роһини беғишлиялайдиған шәртләрни һазирлиған болуши керәклики алаһидә әскәртилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.