Уйғур аилилиригә көчүп киргән хитай кадирларниң конкрет вәзипилири ашкариланмақта
2018.07.23
Хитай һөкүмитиниң кадирларни уйғурларниң өйлиридә турғузуш сияситиниң қандақ иҗра қилиниватқанлиқи һәққидә, радийомизға аңлиғучилиримиз тәрипидин тәминләнгән бир қисим сүрәт вә видеолуқ учурлар, даириләрниң йеңи муқимлиқ тәдбири сүпитидә уйғур ели миқясида омумлаштурған, “әлрайини билиш, әлгә нәп йәткүзүш, әлни майил қилиш” дегән нам бәргән бу сияситиниң қандақ иҗра қилиниватқанлиқини һәмдә буниң тәсирлирини йәниму ашкарилап көрсәтти. Мухбиримиз гүлчеһрә нөвәттә бу учурлар һәққидә тәпсилий мәлумат бериду.
Хитай һөкүмити тәшвиқатлирида бултурдин буян бир милйондин артуқ партийә һөкүмәт кадирни асасий қатламлардики уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң өйлиридә турғузушни әмәлийләштүргәнлики баян қилинип келинмәктә. Бу кадирлар өзлири турған уйғур аилилиридә хитай һөкүмитиниң милләтләр иттипақлиқи, диний әсәбийликкә қарши туруш, җуңхуа мәдәнийитини қанат яйдуруш қатарлиқ сиясәтлирини тәшвиқ қиливатқанлиқи мәлум.
Хитай һөкүмитиниң “әлрайини билиш, әлгә нәп йәткүзүш, әлни майил қилиш” дегән нам астида партийә-һөкүмәт кадирлирини асасий қатламға чүшүрүп, деһқанларниң өйлиридә турғузуштин ибарәт сияситини 2014-йилидин етибарән йолға қоймақта. Чен чүәнго уйғур аптоном райониға партком секретарлиқиға қоюлғандин буян мәзкур сиясәт хитай кадирлириниң туққанлишиш намида йәрлик аһалиләрниң өйлиригә орунлишип, йәниму күчәйтилди. Нөвәттә асасий қатламларда “һәр бир аилидә чоқум аилидә туридиған кадир болуш, һәр қандақ кадир аилидә туруштәк” тәләп бойичә күчәйтилгәнлики мәлум.
Һалбуки хитай кадирларниң һәр бир уйғур аилисигә көчүп кирип, уларниң өзи турған аилидикиләр билән, турмуш, өгиниш қатарлиқ “бәштә биргә болуши” ни ишқа ашуримиз дәп, аһалиләрниң күндилик һаятиғичә арилишиватқан вә уларниң диний һәм идийиви әһвали қатарлиқ тәрәплирини назарәт қиливатқан бу мәзгили, уйғурлар болуп уйғур әрләр асасән қайта тәрбийиләш намида лагерларға елип кетилгән бир пәйттә йүз бәрмәктә.
Гәрчә даириләр уйғур аилилиригә көчүрүп киргүзгән кадирларниң вәзиписиниң милләтләр иттипақлиқини күчәйтиш, намратлиқтин қутулдурушқа күч қошуп, кадирлар билән амминиң мунасивитини қоюқлаштуруш ролини җари қилдуруш икәнликини тәшвиқ қилип келиватқан болсиму, у у кадирларниң өзи турған вә һөддигә алған аилиләрдә қандақ конкрет вәзипилириниң барлиқи һәққидә ашкариланған ениқ һөҗҗәтләр толиму чәклик иди.
Йеқинқи күнләрдә чәтәлләрдики бир қисим аңлиғучилиримиздин “аилиләрни һөддигә елиш, йетиш хизмитидики сәккиз қаплаш, сәккиз йоқ болуш” дегән намда хотән шәһири, илчи йезилиқ һөкүмәтниң бир һөҗҗитиниң сүрәтлик көчүрүлмә нусхиси радийомизға йәткүзүлди.
Бу һөҗҗәт аилиләргә көчүп кирип вәзипә өтәватқан кадирларға аит хизмәт доклатиниң җәдвили болуп, униңда кадирниң өзи һөддигә алған аилидә йетиши, аилә әзалириниң идийиси, иш һәрикитини толуқ вә пүтүнләй назарәт қилиши, сиясий идийиви тәрбийә бериши, ата-аниси иккила тәрәп тәрбийәләштики аилиләрниң пәрзәнтлирини аилисидин пүтүнләй айрип тәрбийиләш қатарлиқ мәзмунлар орун алған болуп, буниңда йәнә бу хизмәтләрни 100% гә йәткүзүп ишләш тәләп қилинған.
Буниңда җәдвәл тарқитип һәр бир аилиниң намаз оқуш әһвали, дини әһвали, партийә һөкүмәтни яхши көрүш, партийә һөкүмәткә майил болуш әһвалиниң қандақлиқи қатарлиқларни толдурушму тәләп қилған.
Радийомизға кәлгән бу хил учурлар арисида йәнә бир видеолуқ учурму бар болуп, бу видеониң уйғур аилисидә туруватқан бир хитай кадирниң қол телефонида тартилғандин кейин үндидарда тарқалған учур икәнлики учурни әвәткүчи тәрипидин тәкитләнди.
Видеода бир яшанған уйғур ана вә униң 30 яшлар әтрапидики қизи гәвдилиниду, яшанған момай, видео тартқучи хитай келиши билән қизини өзигә йеқин турушқа чақириду. Видеони алғучи хитай уйғурчә сәрәмҗанлаштурулған өйгә бу икки аялни арқисиға селип алди билән өзи кириду, момай арқидин униң ишик алдиға қалаймиқан селип қойған айиғини рәтләп тизип қойғандин кейин кирип келиду, уларниң өз өйидә бу ят хитай әр алдида шунчә қорунуп туруватқанлиқи гәвдилиниду.
Бу учурлар билән тәмин әткүчи түркийәдики бир уйғур учурниң мәнбәси һәққидә өзиниң билидиғанлирини шундақла видеодики момайниң йүзидики қорқунчтин, хитай даирилириниң уйғурларға селиватқан зулумини чоңқур һес қилғанлиқини баян қилип мундақ дәйду: “бу видео тартилған җай, қәшқәр вилайәт кона шәһәр наһийисидики бекәтниң орниға салған аилә қоруси. Бу асасән наһийә ичидә пенсийигә чиққанлар орунлашқан бир бина бар, һәммиси 70 квадиратлиқ өйләр, адәм зич бир қору. Бу қоруда адәм қалмиғанлиқи, хитайларниң мушу қорулардики аилиләргичә орунлишип бундақ мәсхирилик көрүнүшләрниң болуватқанлиқидин, зулумниң еғирлиқини һес қилип йүриким езилди, кечичә ухлиялмидим”.
Кәнттә туруш хизмитиниң мәқсити вә кадирларниң “аилиләрни һөддигә елиш, йетиш хизмитидики сәккиз қаплаш, сәккиз йоқ болуш” ни әмәлийләштүрүш вәзиписи һәққидә радийомизға кәлгән һөҗҗәтни дәлилләш үчүн биз хотән илчи йезиси қатарлиқ орунларға телефон қилған болсақму, телефонлар уланмиди.
Хитай һөкүмәт таратқулиридин мәлумки, хитайниң кәнттә туруш хизмити рәһбәрлик гурупписиға уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари чен чүәнго, уйғур аптоном райони рәиси шөһрәт закир қатарлиқлар биваситә рәһбәрлик қилидикән. ¡¡Чен чүәнго илгири 2017-йиллиқ “әлрайини билиш, әлгә нәп йәткүзүш, әлни майил қилиш” хизмәт доклат йиғинида, бу сиясәтниң “иҗтимаий муқимлиқ вә әбәдий әминликни ишқа ашуруш баш нишаниға мунасивәтлик партийә мәркизий комитетиниң шинҗаңни идарә қилиш тәдбирини изчиллаштуруш, әмәлийләштүрүштики муһим тәдбири”, дәп көрситип, кәнттә туруватқан барлиқ кадирлар асасий қатламда йилтиз тартип, амма арисиға чоңқур чөкүп, мәсулийитини ада қилип, муһим тапшуруқни йәрдә қоймай, иҗтимаий муқимлиқни ишқа ашурушқа пухта асас селишни тәкитлигән иди.
Йеқинқи бир қанчә айдин буян уйғурларниң нөвәттики сиясий вә иҗтимаий вәзийити һәққидә бир қанчә муһим мақалиләрни елан қилған, америкидики вашингтон штатлиқ университетиниң доктор аспиранти дәррин байлерниң қаришичә, гәрчә хитай һөкүмитиниң йеңи муқимлиқ тәдбири сүпитидә кадирларни уйғурларниң өйлиридә турғузуш сияситиниң қандақ иҗра қилиниватқанлиқи һәққидә, радийомизға аңлиғучилиримиз тәрипидин тәминләнгән һөҗҗәтниң сүрәтлири вә видеолуқ учурларни, даириләр тәрипидин қайта дәлилләш мумкин болмисиму, бирақ бу учурлар һазирқи уйғур дияриниң реаллиқиға йеқиндур. Бу учурдин “аилиләрни һөддигә елиш, йетиш хизмитидики сәккиз қаплаш, сәккиз йоқ болуш” дегән муқимлиқ тәдбирлириниң хотән илчида иҗра қилиниватқанлиқини җәзмләштүрүш мумкин.
У йәнә өзиниң бу йил апрелда уйғур диярида елип барған зиярәт вә тәтқиқати җәрянида, хитай һөкүмитиниң хитай кадирларни уйғурларниң өйлиридә турғузуш сияситиниң уйғурларниң турмушиниң барлиқ саһәлиригичә, җүмлидин тил, маарип, мәдәнийәт, иҗтимаий турмуш вә сиясәт қатарлиқ һәр саһәлиригә тәсир көрситиватқанлиқиға шаһит болғанлиқини, хитай һөкүмитиниң нормал инсанлар қобул қилалмайдиған бу хил кәмситиш, хорлаш сиясәтлириниң пүткүл уйғур җәмийитини хитайлаштурушни мәқсәт қилидиғанлиқини көрситип беридиғанлиқини илгири сүрди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай һөкүмитиниң кадирларни уйғурларниң өйлиридә турғузуш сиясити һәққидә мәхсус доклат елан қилип, хитай һөкүмитини, хитай кадирлириниң бу хилдики “мәҗбурлаш характерлик зиярәт” паалийәтлири арқилиқ уйғурларниң инсаний һәқлиригә қарита садир қилиниватқан бу хил дәпсәндичиликини дәрһал тохтитишқа чақирған иди.