Уйғурларниң чәтәлләрдики хитай консулханилирида паспорт узартиши қийинлашқан

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.10.31
yengi-kona-pasport-305.jpg Хитайниң йеңи паспорти. 2012-Йили 8-май, шеняң.
Imaginechina

Хитай һөкүмитиниң бесими түпәйли 4-айларда ери вәтинигә қайтип кәткәнчә хәвири кәлмигәнликтин, амалсиз қаһирәдә туруп қалған әләзһәр университетиниң бир уйғур оқуғучиси, хитай даирилириниң мисирда оқуватқан, туруватқан уйғурларни юртиға қайтишқа зорлаш вә мисир даирилириниң һәмкарлиқида уларни кәң көләмдә тутқун қилиш вәқәлири бесиққандәк көрүнсиму, әмма қайтмай өзигә охшаш давамлиқ мисирда қалғанларниң паспортини йеңилап бәрмәслик вә яки уларниң мисирда туғулған балилириға паспорт беҗирип бәрмсәлик әһвалини садир қилватқанлиқини билдүрди.

Хитайниң бу йилниң бешидин башланған, мисирла әмәс түркийә вә дуняниң башқа җайлирида оқуватқан уйғурларни юртиға қайтуруп кетиш үчүн һелиһәм һәр түрлүк чарә қоллиниватқанлиқи мәлум. Америка вә канада қатарлиқ әлләрдики бир қисим өзини ашкарилашни халимиған уйғур оқуғучиларниң билдүрүшигә қариғанда, хитай һөкүмити уларниң юртидики аилә-тавабиатлирини гөрүгә елиш арқилиқ қайтуруп келишкә урунғандин сирт, һәтта паспорт вақти тошуп қалған оқуғучиларға, паспортини узартиш яки йеңилаш мулазимитини беҗирип бәрмәй, уларни амалсиз қалдурмақта икән.

Бу оқуғучилар паспортини узарталмиғанда, чәтәлдики қанунлуқ виза вә оқуш рәсмийәтлириму бикар қилиниш еһтимали юқири, әгәр қайтқан тәқдирдә хитай һөкүмитиниң уларға қандақ муамилидә болидиғланлиқи ениқ әмәс. Чүнки илгирики айларда чәтәлләрдин уйғур елигә қайтқанларниң айропортлардила даириләр тәрипидин тутуп кетилип ғайиб болуватқанлиқи яки өгиниш мәркәзлиригә елип кетиливатқанлиқидәк вәқәләр ашкариланған иди.

Бүгүн токйодин исмини ашкарилашни халимиған йәнә бир уйғур оқуғучи, японийәдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниңму охшаш қисмәткә дуч келиватқанлиқини инкас қилди.

Дубәйдин өзини мәлум бир саяһәт ширкитиниң хизмәтчиси дәп тонуштурған бир уйғур қиз радиомизға инкас қилип, 10-ай кириши билән дубәйдә туруватқан вә тиҗарәт қиливатқан нурғун уйғурларниң өзидин паспорт иши билән ярдәм сорап кәлгәнликини, бу уйғурларниң паспортини узартиш үчүн хитай консулханисиға барғанда, паспортлириниң тартивелинип, “паспортиңни нәдин алған болсақ шу йәргә қайтип йеңила, биз йеңилап берәлмәймиз ” дәп қолиға төтлүк номур тутқузуп қоюватқанлиқини билдүрди. У йәнә бу уйғурлар паспортсиз қалғанда, дубәйдики сода вә иқамәт ишлириниңму дәхлигә учрайдиғанлиқини билдүрди.

Түркийәдики бир оқуғучиму дәл шундақ паспорт мәсилисигә дуч кәлгән. Паспорт мулазимити, консулханиларниң шу дөләттә туруватқан пуқралириға беҗиришкә тегишлик нормал мулазимәт түриниң бири, адәттә чәтәлләрдә туруватқан хитай паспортидикиләр паспортини йеңилаш, яки башқидин паспорт ишлитиш ишлирини, хитайға қайтмай турупму, хитай консулханилири арқилиқ беҗирәләйду. Паспорт мулазимити хитайниң амеркидики консулханисиниң тор бетидә, мулазимәт түрлири тәртипидә, виза беҗириштин кейин иккинчи муһим мулазимәт икәнлики көрситилгән. Паспорт йеңилаш илтимаси сунғучиларниң 25 доллар, мулазимәт һәққи төлигәндин кейин 15 күн ичидә йеңи паспортни қолға алалайдиғанлиқи яки җаваблинидиғанлиқи көрситилгән.

Һалбуки йеқинқи айлардин буян америка, канада қатарлиқ дөләтләрдики оқуғучиларму өзлириниң хитай консулханилириға сунған паспортини йеңилаш илтимасиниң рәт қилинғанлиқи инкас қилмақта.

Хитай даирилириниң, чәтәлләрдики хитай паспортиға игә уйғурларға қаритилған паспорт мулазимити тохтитишниң сәвәбини сүрүштә қилиш үчүн хитайниң истанбул, вашингтон вә торунтодики әлчиханилириға телефон қилдуқ, әмма телефон пәқәтла аптоматик қобуллиғучқа уланғандин башқа мәлумат елиш мумкин болмиди.

Чәтәлләрдики уйғурлар учраватқан мәзкур мәсилидин хәвири барлиқини билдүргән мәркизи вашингтондики хәлқара кишилик һоқуқ қурулушиниң мәсул хадимлиридин некол могерт ханим, хитай һөкүмитиниң дуняниң охшимиған җайлирида оқуватқан уйғур оқуғучиларни қайтуруп кетиш вә контрол қилиш үчүн уларниң аилә-тавабиатлирини бесим астиға елиш вә мушуниңға охшаш паспорт мулазимәтлирини тохтитип уларни амалсиз қалдуруватқанлиқидин хәвири барлиқини, буниңдин хитайниң чәтәлләрдики уйғур җамаитиниң күчийишидин әндишә қиливатқанлиқини көрүвелишқа болиду дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. Некол ханимниң ейтишичә хитай консулханилириниң уйғурларға мулазимәт қилмаслиқи, чәтәлләрдики уйғурларни қайтуруп кетиш сиясити билән мас һалда елип бериватқан тәдбири. Әмма буниң билән техиму җиқ уйғурлар чәтәлләрдә қелишқа мәҗбур болиду. Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, хәлқара миқясида уйғурлар учраватқан кишилик һоқуқ мәсилилирини аңлитиш йолида хизмәт қиливатқан орган болуш сүпити билән, хитай консулханилириниң уйғурларни җазалаш яки контрол қилиш үчүн яритиватқан вәзийәткә шу дөләт һөкүмәтлиридә җиддий инкас қозғашқа тегишлик муһим мәсилә дәп қарайду вә бу мәсилини үнүмлүк аңлитиш йоллирини издимәктә. Һалбуки юқириқи мәсилиләргә учриған уйғурлар өзлири вә аилә-тавабиатлириниң бихәтәрликидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқи үчүн мәсилиниң пакитлиқ йоритилиши риқабәткә учримақта.

Биз чәтәлләрдики хитай консулханилириниң паспорт мулазиминит тохтитиши пәқәт уйғурларнила нишан қилғанму? буниңға җаваб елиш үчүн, хитайға қарши өктичи тәшкилатлардин мәркизи вашингтондики пуқралар күчи тәшкилатти билән алақилаштуқ, тәшкилат қурғучиси яң җйәнли әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “ хитай консулханилириниң сиз дәватқан оқуғучиларниң паспорт мулазимитини рәт қилиши гәрчә хитайларму учрап келиватқан мәсилә болсиму уйғурларға селиштурғанда наһайити тар даиридә дейишкә болиду, чүнки хитай һөкүмити маңа охшаш чәтәлләрдики өзигә қарши актплар яки кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә виза бәрмәслик, паспорт мулазимити қилмаслиқ билән уларни җазалап кәлди. Мәсилән мәнму башқа дөләт пуқралиқини өзлүкүмдин қобул қилмиғанлиқим үчүн, давамлиқ хитай паспортини қоллинип келиватимән. Мениң хитай паспортимниң вақти бу йил 6-айда тошиду. Мән 4-айда паспортимни йеңилаш илтимасини тапшурған болсамму һазирға қәдәр беҗирип бәрмиди вә беҗирмәслик сәвәбигиму чүшәндүрүш бәрмиди. Илтимасимниң рәт қилинғанлиқидин дерәк бериду. Паспортимни бәрмәслик арқилиқ мени җазалаватқанлиқи ениқ. Чәтәлләрдики нурғун маңа охшаш җазаланған хитайлар хитай паспортидин ваз кечип шу туруватқан дөләтләргә баш урушқа мәҗбур болмақта. Әмма хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруши хитайларға қариғанда еғир болғачқа чәтәлләрдики уйғурларниң бу мәсилидиму хитайлардин еғир тәсиргә учраватқанлиқи ениқ”.

Яң җйәнли әпәнди хитайниң пуқраларни бу хил җазалаш усулини  “хитайниң өзиниң асасий қануни, паспорт қануниға хилап болупла қалмай, пуқраларниң кишилик һоқуқиға қилинған еғир дәхли-тәрз” дәп чүшәндүрди. У мундақ деди: “биз, чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларниң йеқиндин буян хитайниң биваситә вә васитилик паракәндичилик тәһдитлиригә учраватқанлиқи, чәтәлләрдин вәтинигә мәҗбури қайтуруп кәткәнләрниңму еғир җазалинип, түрмиләргә еливатқанлиқи, ғайиб қилиниветилгәнликидинму хәвиримиз бар. Хитай һөкүмитиниң қәстән паспорт мулазимитини қилмай пуқраларни җазалиши, өзиниң мунасивәтлик қанунлириға хилап, әпсус хитай һечқачан өзиниң қанунлириға әмәл қилған әмәс. Уйғурлар дуч келиватқан бастуртушлар һәтта чәтәлләрдики уйғурларниңму хитай сәвәблик қийин вәзийәттә қалдурулуши бу қануний мәсилә болупла қалмай, инсан һәқлиригә хилап еғир мәсилә, шуңа чоқум дуняниң җиддий диққитини вә инкасини қозғиши керәк дәп қараймән”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.