Чапқал наһийисидә очуқ сот ечилип, бир түркүм уйғурлар мәһкум қилинди

Мухбиримиз әркин
2014.06.26
ghulja-55-adem-sot.jpg Хитай қораллиқ күчлириниң коллектип сотлиниватқан 55 уйғурни сот мәйданиға әп кәлгән көрүнүш. 2014-Йили 27-май, ғулҗа.
AFP

Чаршәнбә күни, чапчал наһийисиниң қайнуқ базирида ечилған очуқ сотта, дилмурат өмәр, низамиддин тохти қатарлиқ 9 нәпәр уйғур қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Қамаққа һөкүм қилинғанларниң әң юқирисиға 14 йиллиқ әң төвинигә 3 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.

Бу, хитай даирилириниң бу йил 23‏-май уйғур елидә “террорлуқ” қа қаттиқ зәрбә бериш һәрикити башлиғандин буян, йәнә бир қетимлиқ “мәдәнийәт зор инқилаби” дәвридики усулни қоллинип адәм җазалишидур. Шундақла бу йәнә, ғулҗа тәвәсидә йеқинқи бир айдин буян ечилған 2‏-қетимлиқ очуқ сот.

Өткән айда даириләр ғулҗа тәнтәрбийә мәйданида очуқ сот ечип, 55 кишигә һөкүм елан қилған. Улардин 3 кишини өлүм җазасиға буйруған иди.

Қайнуқ базиридики очуқ сотта, даириләр җазаға тартилған уйғурларни террорлуқ тәшкилатиға йетәкчилик қилиш, қатнишиш, дөләтни парчилашқа қутратқулуқ қилиш қатарлиқ “җинайәтләр” билән әйиблигән болсиму, бирақ уларниң қайси террорлуқ тәшкилатиға қатнашқанлиқи вә йетәкчилик қилғанлиқи һәққидә һечқандақ тәпсилий учур бәргән.

Хитай һөкүмити бу очуқ сотларниң тәпсилатиға даир конкрет учурларни изчил контрол қилип кәлди.
Биз чапчал наһийәлик сиясий қанун комитетиға телефон қилип, очуқ сот әһвалини, мәһкумларниң өзини ақлишиға йол қоюлған-қоюлмиғанлиқини сориған болсақму, бирақ қанун комитетиниң хадими соалимизға җаваб беришни рәт қилди.

У: бу әһвал маңа таза ениқ әмәс, дәп көрсәтти.

Бу қетимқи очуқ сотта йәнә, 25 кишиниң қолға елинғанлиқи вә 14 кишигә җинайи тутуп туруш қарар қилинғанлиқи елан қилинип, бу кишиләр һиҗрәт вә җиһадни тәрғиб қилиш, чегра атлап террорлуқ тәшкилатиға қатнишишқа вә дөләтни парчилашқа урунуш, миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләнгән.

Чапчал наһийисидә олтурушлуқ бир йәрлик аһалә, мәһкум қилинған вә қолға елинғанларниң ичидә қайнуқлуқ уйғурлардин 9 киши барлиқини билдүрди.

У мундақ деди: қайнуқтин 9 киши барғу, дәймән. Омумиси болуп 48 адәм икән, шуниң ичидә қайнуқтин 9 киши барғу, дәймән. Уларниң ичидә қолға алғиниму бар, һөкүм елан қилғиниму бар, тохтатқиниму бар. Тохтатқини 29 му худайим. Һөкүм елан қилғини 9 му әйтавур. Қолға алғини нәччәрәй мушундақ қилип, 3 түркүмгә бөлүп түгәттиғу.

Чапчалниң бир мәсул компартийә әмәлдари “хәлқ гезити” гә бәргән мәлуматида, очуқ сотқа 3 миң адәм қатнашқанлиқини билдүрүп, уларниң “террорлуқ” қа қарши “хәлқ уруши” сепидин орун алғанлиқини илгири сүргән.

Лекин хитайниң бу аталмиш “террорлуққа қарши хәлқ уруши”, кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң тәнқидигә учрап кәлгән. Кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қаришичә, бу уқум қанун билән идарә қилиш, мәһкумларниң адил сотлиниш һоқуқиға хилап.

Чапчал наһийисидә олтурушлуқ бир уйғур аял, сотқа нурғун адәм қатнашқан болсиму, бирақ һөкүмәт тәшкилләп апарғанлиқини вә мәһкумларниң ичидә бир аялниң барлиқини билдүрди.

Уйғур аял: очуқ сот чапчалда ечилмиди, қайнуқта ечилди. яқ, биз баралмидуқ, қалаймиқан барғузмаптуғу. Ишқилип, мәктәпләрдин коммуналардин қатнишипту, дәйду. Биз аял киши болғандин кейин өйдә олтуруп турдуқ. Йолдишимниңму иши чиқип қелип уму баралмиди. Безиләр берип үлгүрмидуқ, адәм җиқкән, дәйду.
Мухбир: түнүгүн сотланғанларниң ичидә силәрниң мәһәллидин бирәрси барму?
Уйғур аял: һә-яқ, чорт йоқ.
Мухбир: қайси сумбулларниң баркән?
Уйғур аял: ашу қайнуқ өзиниң бар охшайду, дедиму ишқилип. Җағистай, ниминиңки ғулҗиниң бар охшайду. Чоқур йезиси барғу, шу йәрдин 3-4 балилар бар, дәвататти. Арисида бир аял бар, дәмду, ишқилип таза ениқ уқмидим.
Мухбир: булар немә, дәп сотланған болди, ахири шуниң билән?
Уйғур аял: шу сиясий җәһәттин сотландиғу, дәймән.

Қайнуқтики очуқ сот хотәнниң қарақаш, қәшқәрниң қағилиқ наһийилиридә хитай аманлиқ күчлиригә һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, вәзийәт йәнә кәскинлишип кәткән бир мәзгилдә ечилған.

20‏-Июн, қарақаш наһийисиниң маңлай йезисида хитай тәкшүрүш понкити һуҗумға учрап, понкиттики 5 сақчи өлтүрүлгән. Бу вәқәдин бир күн кейин йәни 21‏-июн күни, хитай аманлиқ күчлири қағилиқ наһийисидә сақчи идарисигә һуҗум қилған 13 уйғурниң етип ташланғанлиқини елан қилған.

Хитай һөкүмити илгири уйғур қаршилиқ һәрикәтлирини шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң пиланлап келиватқанлиқини илгири сүрүп кәлгән иди. Бирақ йеқиндин буян бу қаршилиқларниң шәрқий түркистан ислам һәрикити билән тәшкили мунасивити йоқ болсиму, униң идийиви тәсири бериватқанлиқини тәкитләшкә башлиди.

Лекин бәзи мутәхәссисләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қаришичә, уйғур қаршилиқ һәрикәтлирини хитайниң сиясити кәлтүрүп чиқарған.

Америка турушлуқ иқтисадшунас хе чиңлйән ханим бу қараштики хитай зиялийлириниң бири. У, хитайниң уйғурларни “мәдәнийәт инқилаби” дәвридики очуқ сот ечиш қатарлиқ қалақ василарни қоллинип бастуруши мәсилини һәл қилмайдиғанлиқини билдүрди. Униң қаришичә, җуңго һөкүмити уйғурларниң өз -өзини идарә қилишиға йол қоюши керәк. Бу мәсилиниң һәл қилишниң әң мувапиқ чарисидур.

Хе чиңлйән: әгәр бир җуңго зиялийсиниң нуқтиинәзиридин қариғанда, мениңчә аз санлиқ милләтләр райони йәнила өз-өзини идарә қилғини яхши. Байлиқни қандақ ишлитишни уларниң өзи қарар қилиши, йәрликниң қандақ тил қоллинип, өзлириниң кейинки әвладлирини тәрбийиләшни уларниң өзи бекитиши лазим. Миллий аптономийәдә өз өзигә хоҗа болуши керәк. Дөләт мудапиә вә ташқи ишларда мәркизи һөкүмәтниң буйруқиға бой сунсила болди. Әгәр мушундақ болса, зиддийәтни наһайити көп пәсийәтти. Йәнә бир мәсилә, шинҗаң вә шизаң қатарлиқ районларниң нопус бесими наһайити еғир, буни йәңгиллитиш керәк. У йәргә көчмән йөткәшни тохтитиш нисбәтән тоғра таллашларниң бири, дәп қараймән, деди.

Хе чиңлйәнниң көрситишичә, уйғур қаршилиқ һәрикитини террорлуқ, дәп қараш-қаримаслиқ кишиләрниң мәсилигә қайси нуқтида туруп баһа беришиға бағлиқ. У, уйғурларниң һуҗуми хитай һөкүмити вә кәң хитай пуқралириниң нәзиридә террорлуқ вә кишилик бихәтәрлик мәсилиси, дәп қарилидиғанлиқини әскәртип, әгәр миллий пәрқни бир чәткә қоюп турсақ, пуқраға қаритилған һуҗум билән һуҗумға қарши тәдбирләрниң һәр иккиси авам пуқраларға зиянлиқ. Бирақ башқа бир нуқтиинәзәрдин қариғанда, шинҗаңдики вәқәләр қоюқ миллий қаршилиқ һәрикити түсигә игә, деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.