Хитай һөкүмити уйғур аптоном райониниң 60 йиллиқида давамлиқ қаттиқ зәрбә беришни тәкитлиди

Мухбиримиз әркин
2015.09.28
yu-zhengsheng-qeshqer-heytgah.jpg Ю җеңшиң һейтгаһ җамәсидә диний затларни ашқунлуққа қарши туруш күришидә актип рол ойнашқа чақирди. 2015-Йили сентәбир, қәшқәр.
CCTV

Паалийәтчиләр вә хәлқара көзәткүчиләр уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқида хитай мәркизи һөкүмитиниң пурсәтни ғәниймәт билип, уйғур илида кишилик һоқуқ, диний әркинлик вә уйғурларниң мухтарийәт һоқуқиға һөрмәт қилинидиғанлиқиға даир бәзи иҗабий сигналларни беришини үмид қилған иди.

Бирақ, хитай мәркизи һөкүмити вәкилләр өмикиниң башлиқи йү җеңшиңниң 26‏-сентәбир қәшқәрдә қилған сөзи униң һазирқи сияситидә һечқандақ өзгириш болмайдиғанлиқиниң сигнали, дәп қаралди.

У, һазирға қәдәр ашкара сорунларда қилған сөзидә давамлиқ террорлуқ вә ашқунлуққа қарши турушни қаттиқ тәкитләп, әмма уйғур илиниң сиясий һоқуқ вә байлиқ тәқсиматидики тәңпуңсизлиқни қандақ түгитиш, уйғур аптоном райониниң сиясий, иқтисади қарар чиқириш миханизимини бир тәрәплимилик һалда хәнзулар контрол қилиштәк әһвални қандақ өзгәртиш һәққидә һечқандақ пикир баян қилип бақмиған.

Америкидики җуңго вәзийәт анализчиси чен куйде әпәнди, “уйғур аптоном райониниң 60 йиллиқи бейҗиң һөкүмитиниң уйғурлар билән яришишини ишқа ашуруш үчүн обдан пурсәт иди” дәйду.

Бирақ униң көрситишичә, хитай рәһбәрлириниң сөзлиридә бейҗиңниң “шинҗаң сиясити”дә бирәр өзгириш болидиғанлиқиниң һечқандақ бешарити йоқ.

Чен куйде мундақ дәйду, “һазир биз җуңго компартийәсиниң шинҗаң сиясити өзгиридиғанлиқиниң һечқандақ бешаритини көрүп бақмидуқ. Униң түп шинҗаң сиясити техиму еғирлашқандәк, техиму рәһимсизләшкәндәк қилиду. Буни биз һәммимиз көрүп йетәләймиз.

Шинҗаңниң башқа җәһәттики әһвали башқа аз санлиқ милләт районлириға қариғанда интайин еғир. Чүнки, у бешидила йәр шари террорлуққа қарши туруш һәрикитини баһанә қилип, шинҗаң мустәқиллиқ һәрикитини террорлуққа бағлиди. У бу арқилиқ хәлқара җәмийәтниң көзини бағлап, уни шинҗаңниң мухтарийәт күриши, шинҗаң хәлқиниң түп сиясий, иқтисади, мәдәнийәт һәқ тәләплиригә зәрбә беришниң изчил баһанисигә айландурувалди.”

Чен куйде әпәнди йәнә, уйғур илиниң сиясий һоқуқ вә иқтисади игиликидики тәңпуңлуқ бузулуп, һоқуқ вә байлиқни пүтүнләй бир тәрәплимилик һалда хәнзулар контрол қиливалғанлиқини билдүрди.

У, бу әһвал уйғур илидики барлиқ зиддийәтниң мәнбәи икәнликини әскәртип, аптоном районниң қарар чиқиш миханизимида уйғурларниң һечқандақ тәсири қалмиғанлиқини, әгәр бейҗиң һөкүмити бу әһвални үзгәтмисә, уйғурлар билән хәнзулар оттурисидики тоқунуш пәсәймәйдиғанлиқини билдүрди.

Чен куйде мундақ деди, “шинҗаңдики аз санлиқ милләтләр түзүлмә ичидә барғансери йәкләнди. Уларниң түзүлмә ичидики сани техиму азайди. Уларниң асасән қарар чиқиришқа қатнишиш мумкинчилики вә һоқуқи қалмиди. Уларниң бурун әһвали бир қәдәр яхши иди. Бурун уйғурлар һеч болмиса қарар чиқириш миханимиз ичидә хизмәт қилатти. Бирақ һазир уларға һечқандақ пурсәт қалмиди.

Шуңа, һазир компартийә сиясити өзиниң тәңпуңлуқини йоқитип қойди. Уйғурлар қарар чиқиш миханизиминиң ичидә хизмәт қилса, улар һеч болмиса уйғурларниң мәсилисини, уйғурлар билән хәнзуларниң мунасивитигә алақидар мәсилиләрни яхши билиду. Улар мәсилигә башқа бир нуқтидин қариғачқа мәсилә музакиригә қоюлғанда, у азрақ болсиму тәңпуңлуқ ролини ойнайду. Һазир бу тәңпуңлуқ бузулуп, техиму радикал йолға қарап маңди.

Униңда тәңпуңлуқни сақлайдиған күч қалмиғанлиқи үчүн у икки милләтниң дүшмәнликини күчәйтип, һазирқи тоқунушқа елип кәлди.”

Йү җиңшең башчилиқидики мәркизи һөкүмәт вәкилләр өмики бу қетим 5 гуруппиға бөлүнүп, уйғур илиниң хотән, қәшқәр, ақсу, корла, бөртала, санҗи қатарлиқ шәһәрлиридә, шихәнзә қатарлиқ биңтуәнгә қарашлиқ шәһәр, районларда тәкшүрүш елип барған. Йү җиңшең қәшқәргә чүшкән гуруппиға мәсул болған.

У “бесимлиқ вәзийәтни давамлиқ сақлаш” пикрини 26‏-сентәбир қәшқәрдә йәрлик кадирлар, дәм елишқа чиққанлар, нәмуничиләр, диний затлар, “шинҗаңға ярдәм чиққан” көчмән хәнзу кадирлар вә оқуғучи вәкиллирини қобул қилғанда тәкитлигән.

Йүҗиңшең, “юқири бесимлиқ вәзийәтни давамлиқ сақлап, зораван террорлуқ һәрикәтлиригә давамлиқ қаттиқ зәрбә бериш керәк” дәп көрсәткән.

У шу күни һейтка җамәсини зиярәт қилғанда җамәдики өлүмаларға сөз қилип, “вәтәнпәрвәр диний өлималарни җасарәтлик болушқа, тоғра ишәнчини намаян қилип, милләтләр иттипақлиқи вә диний инақлиқ җәһәттә йетәкчилик рол ойнашқа башлаш керәк” дәп тәкитлигән.

Чен куйде әпәндиниң агаһландурушичә, давамлиқ қаттиқ бастуруш сиясити мәлум нуқтиға қәдәр рол ойнисиму, бирақ у мәлум нуқтидин кейин тоқунушни күчәйтиштин башқа һечқандақ рол ойнимайду.

Чен куйде, “шинҗаң вәзийити”ни юмшитип, муқимлиқни сақлашниң ачқучи сиясий, иқтисади вә мәдәнийәт җәһәттики тәңпуңлуқни тәкрар қуруштур, дәп көрсәтти.

Чен куйде мундақ деди, “бир тәңпуң қурулма, тәңпуң сиясий қурулма, тәңпуң иқтисадий қурулма, тәңпуң мәдәнийәт қурулмисини чоқум қуруп чиқиш зөрүр. Болупму сиясий тәңпуң, сиясий қурулма бәрпа қилиш бәк муһим. Чүнки, сиясәт җуңгода һәммини бәлгиләйду. Униң түп сиясий түзүлмисидә уйғурларниң вәкили болмиса, уйғурлар бу түзүлмидә барғансери азийип кәтсә, буниң ақиветини тәсәввур қилиш қийин, җуңго компартийәси бу нуқтиға диққәт қилиши керәк.

Чүнки, униң пүткүл сиясий қарар механизми тәңпуңлуқини йоқатқан. Бу интайин хәтәрлик ақивәтни кәлтүрүп чиқириду.

Мәркизи һөкүмәтниң уйғур мәсилисидә обйектип учур мәнбәи йоқ. Шуңа, униң пүткүл қарари бир тәрәплимилик вә тәңпуқлуқни сақлиялмиса, униң интайин яман ақивәтни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи ениқ.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.