Хәлқарадики көзәткүчиләр уйғур елидики вәқәләрни хитай һөкүмитиниң бесим сияситиниң нәтиҗиси, деди

Мухбиримиз ирадә
2014.05.07
urumchi-xitay-saqchi-charlash.jpg Йәкән қатарлиқ районлардики хитай һөкүмитиниң бесимиға қарши вәқәләрдин кейин үрүмчиниң аманлиқ ишлири техиму күчәйтилгән. 2013-Йили 29-июн, үрүмчи.
AFP

Хитай дөләт рәиси ши җинпиң уйғур елини зиярәт қилип террорлуққа қаттиқ зәрбә беришни тәкитләватқан бир пәйттә, үрүмчи пойиз истансисида партлаш вәқәси келип чиқиши хәлқараниң диққитини қаттиқ қозғиди.

Һазир мәтбуатларда уйғурларниң вәзийити, вәқәләрниң келип чиқиши сәвәби үстидә нурғун көз қарашлар оттуриға қоюлмақта. Көзәткүчиләр мулаһизилиридә уйғур елидики бесим сияситиниң бу хил наразилиқ һәрикәтлиригә сәвәб болуватқанлиқини тәкитләш билән биргә, уйғурларниң наразилиқини ипадиләш усулиниңму йеңичә бир шәкил елишқа башлиғанлиқини әскәрткән.

Күнмиң пойиз истансисида вәқә йүз берип узун өтмәйла үрүмчи пойиз истансисида йәнә бир қетимлиқ пичақ билән һуҗум қилиш вә партлитиш вәқәси мәйданға келиши уйғурларниң мәсилисини йәнә бир қетим ахбарат васитилириниң қизиқ нуқтисиға айландурди. Бу һәқтә елан қилиниватқан хәвәрләрдә бу вәқәниң хитай дөләт рәиси ши җинпиң дәл уйғур елини зиярәт қилип террорчиларни барчә хәлқ чашқанни “ур-ур” қилғандәк йоқитишқа чақирип турушиға йүз бәргәнлики алаһидә тилға елип, бу вәқә хитай һөкүмитиниң террорлуққа қарши күрәшни күчәйтиш арқилиқ муқимлиқ пәйда қилалмайдиғанлиқини испатлап бәрди, дейишти.

Америкида чиқидиған нопузлуқ журналлардин “вал стрит журнили” хитайниң террорлуқ мәсилиси намлиқ мулаһизисини “бу вәқә шинҗаң уйғур аптоном райониниң хитай һөкүмити бизни ишәндүрүшкә урунуватқандәк муқим яки инақ-иттипақ әмәсликини йәнә бир қетим испатлап бәрди” дәп башлиған. Улар 30-апрел күни үрүмчи пойиз истансисидики вәқәни садир қилғучиниң уйғур дәп елан қилинғанлиқини, илгири күнмиңдики вәқәниңму уйғур бөлгүнчиләр тәрипидин ишләнгәнликиниң елан қилинғанлиқини баян қилғандин кейин мундақ дегән:
“гәрчә ишәнчлик учурларға еришиш қейин болсиму, омумий вәзийәттин қариғанда, уйғур елидики 10 милйонға йеқин уйғур мусулманлири ичидики бу хил радикал күчләрниң һәрикити илгирикидин көп тәшкиллик вә шиддәтлик болушқа башлиған. 20 Йилдин бери хитай һөкүмити уйғур елида йүргүзүватқан зәрбә бериш сияситини қанунийлаштуруш үчүн бу йәрдики вәқәләрни көптүрүп, уни террорлуқ билән қарилиған. Әгәр әмди бу йәрдә растинила бир тәшкиллик террорлуқ шәкилләнгән болса, демәк уйғур ели әмди хитай һөкүмитиниң, хитай армийиси вә сақчисиниң техиму қаттиқ муамилисигә учрайдиғанлиқидин дерәк бериду.”

Вал стрит журнили мулаһизисидә ши җинпиңниң зиярити мәзгилидә терролуққа техиму қаттиқ зәрбә бериш һәққидә сөзлигәнликини әскәртип өткәндин кейин, хитай һөкүмитиниң районда йүргүзгән сиясәтлири үстидә тохтилип “хитай һөкүмити йиллардин буян уйғур террорчилар һәққидә ялған йиғлап кәлди. Уларниң ағзида ейтиватқини билән әмәлийәттә болуватқанларниң охшимаслиқи хитай һөкүмитигә нисбәтән қаттиқ ишәнчсизлик пәйда қилди. Болупму уларниң радикаллиқтин әсәр болмиған, террорчи болмиған милйонлиған уйғур хәлқи үстидин йүргүзгән миллий бесим сиясити бу ишәнчсизликни техиму ашурди” дәп баян қилған. Вал стрит журнили мулаһизисидә хитай һөкүмитиниң уйғурларниң өз наразилиқини тинч йол билән ипадә қилишиғиму йол қоймай кәлгәнликини алаһидә әскәртип, буниңға дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим вә мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохтиларниң хитай һөкүмитиниң нишаниға айланғанлиқини мисал қилип көрсәткән вә мулаһизисиниң ахирида хитай һөкүмити әгәр уйғур елидики мәсилини һәқиқәтән һәл қилимән дәйдикән, алди билән тунҗи болуп чоқум уйғурларға террорчилардәк муамилә қилишни өзгәртиши керәкликини әскәрткән.

Вәқәдин кейин қозғалған мулаһизиләрдә көзәткүчиләр бирдәк, хитай һөкүмитиниң тәрәққият вә иттипақлиқинила тәкитләп, мәсилиниң йилтизини нәзәрдин сақит қиливатқанлиқини алаһидә тилға алған. Мәсилән, дипломат журнилида елан қилинған “ши җинпиңниң зиярити милләтләр иттипақлиқиға мәркәзләшти” мавзулуқ мулаһизидиму ши җинпиңниң уйғур елида қилған зияритиниң шинхуа агентлиқи тәрипидин қәдәмму-қәдәм рәсим билән хәвәр қилинип, ши җинпиңға хәлққә, аз санлиқ милләтләргә “ғәмхорлуқ” қиливатқан бир түс берилгәнликини, ши җинпиңниң зияритиниң илгирики дөләт рәһбәрлири қилғанға охшашла бир тәшвиқат характерлик зиярәт икәнликини әскәрткән вә униң бу зияритидә уйғурларниң әмәлий мәсилилирини һәл қилишниң орниға йәнила қаттиқ зәрбә бериш, террорлуққа алдин зәрбә беришни тәкитлигәнликини билдүрүп, униң бу зиярити бейҗиң һөкүмитиниң уйғур елиға тутқан сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини көрситип бәрди, дегән.

“асия дәври гезити” дә сәйшәнбә күни елан қилинған “әждирһаниң аяғлири астида” мавзулуқ мақалидиму хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан кәмситиш сиясити тәнқид қилинған вә уйғур елидики мәсилиниң қандақтур тәрәққият вә иқтисадий мәсилә әмәслики тәкитләнгән. Мақалидә бу һәқтә “инсанларда тәрәққият яки юқири кирим билән қандурғили болмайдиған бир хил роһ болиду. Хитай һөкүмити уйғур елидики сиясәтлиридә дәл шу хил роһқа сәл қараватиду. Йәни улар уйғурларниң кишилик қәдир-қиммити, һөрмити вә баравәрликигә сәл қараватиду. Парқирап турған йеңи төмүр йоллар, нефит-тәбиий газ туруба йоллири йиллардин бери мәдәнийәт қирғинчилиқиға, қораллиқ бесимға вә кирим баравәрсизликигә учрап келиватқан уйғурларға тәсәлли болалмайду” дәп баян қилинған. Асия дәври журнили мулаһизисидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики аталмиш тәрәққият сиясәтлирини уйғурларниң разилиқи болмай туруп, мәҗбурий йосунда елип бериватқанлиқини, уйғурларниң қандақ яшиши керәкликини мәҗбурий һалда бекитип бериватқанлиқини, дөләт ичидики тәшвиқатлирида уйғурларни “һурун вә дөт” қилип көрситип, уйғур райониниң нопусиниң 50 пирсәнтини игиләп болған хитай көчмәнләргә “уйғурлар дегән өзигә неминиң пайдилиқлиқини билмәйдиған кичик бала, тәрәққий қилиш үчүн уйғурларниң бизгә охшаш көчмәнләргә еһтияҗи бар” дәйдиған идийини сиңдүрүш билән биргә, йәнә бир яқтин уйғурлар тарихтин буян яратқан қәдимий мәдәнийәт изналириға бузғунчилиқ қилғанлиқини баян қилған. Униңда йәнә, хитай һөкүмитиниң ағзида уйғур мәдәнийитини қоғдашни тәшәббус қилсиму, әмма әмәлийәттә бу райондики уйғурлар вә башқа милләтләрниң чоң хитай аилисигә ассимилятсийә болушқа мәҗбурлиниватқанлиқи әскәртилгән.

Асия дәври журнили мулаһизиси давамида үрүмчи пойиз истансиси вә бундин илгири йүз бәргән вәқәләрни уйғурлар билән диктатор һакимийәт арисидики зиддийәтниң нәтиҗиси болсиму, хитай һөкүмитиниң уни тән алмай, гунаһни йәнила аталмиш “диний радикаллар күчләр” гә артип қоюватқанлиқини баян қилған вә “хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан қаттиқ зәрбә бериш сиясәтлири уйғурларға чиқиш йоли қоймай, уларни қаттиқ бир үмидсизлик ичигә сөрәп кирмәктә. Әгәр хитай һөкүмити кәмситиш, бастуруш, қаттиқ зәрбә бериш сияситини давам қилидикән, у һалда уйғурларниң қайтурма зәрбә һәрикәтлири бундин кейин техиму күчийип бариду” дәп әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.