Шиветсийәдә уйғурлар тоғрилиқ өткүзүлгән икки қетимлиқ доклат бериш паалийити диққәт қозғиди
2013.11.18
Икки җумһурийәтниң хатириси ядлиниватқан йеқинқи күнләрдә шиветсийәдә уюштурулған уйғурлар темисидики илмий доклат бериш паалийәтлири һәр саһәдики җамаәтчиликниң диққитини қозғимақта.
Шиветсийә уйғур маарип уюшмиси билән шиветсийә уйғур комитети айрим-айрим һалда шиветсийәдики мунасивәтлик орунлар билән һәмкарлишип уйғур тарихи вә гуәнтанамодики уйғур тутқунлириниң ахирқи тәқдири һәққидә илмий муһакимә елип барған.
Шиветсийә уйғур комитети тәрипидин уюштурулған илмий доклат паалийити 15-ноябир күни стокһолмдики хәлқ институтиниң залида өткүзүлгән. Мәзкур институтниң муавин мудири улла ханим бу қетимқи паалийәткә риясәтчилик қилған. Шу күни әтигән саәт 9:45 тә башланған илмий доклатқа мәзкур институтниң оқуғучи-оқутқучилиридин болуп 200 дин артуқ киши қатнашқан. Стокһолмдики инглиз тили гимназийисиниң юқири йиллиқ уйғур оқуғучиси филора шивет тили билән тәйярлиған уйғурлар һәққидики мәхсус доклатини көпчиликкә тәқдим қилған. Андин шиветсийә уйғур комитетидики мәслиһәтчи хадимлар соралған соалларға җаваб бәргән. Доклаттин кейин мәзкур институтниң ресторанида хизмәт қилидиған уйғур ханимлар көпчилик үчүн мәхсус уйғурчә таам тәйярлиған. Бу қетимқи доклат бериш паалийити һәққидә шиветсийә уйғур комитетиниң рәиси абдушүкүр самсақ зияритимизни қобул қилип әһвал тонуштурди.
17-Ноябир күни шиветсийә уйғур маарип уюшмиси шиветсийәдики инсан һәқлири тәшкилатлиридин бири болған “2008 хитабнамиси” тәшкилати билән бирликтә доклат бериш паалийити уюштурған. Мәзкур паалийәт “гуәнтанамода унтулған уйғур тутқунлар” дегән мәхсус нам билән өткүзүлгән. Мәзкур паалийәткә шиветсийәдики даңлиқ дипломат, явропа инсан һәқлири комитетиниң һәйәт әзаси томас һаммарбәрг, уйғур сиясий панаһланғучиларниң ишлири бойичә шиветсийәдә тонулған адвокат стән дәрри һәмдә һәр саһәдики мунасивәтлик кишиләрдин болуп 50 кә йеқин киши қатнашқан. Алаһидә тәклип бойичә сөзгә чиққан томас һаммарбәрг гуәнтанамо түрмисигә қамалған уйғур тутқунларниң әһвали, болупму нөвәттә техичә бу йәрдә тутуп турулуватқан ахирқи 3 уйғурниң әң мувапиқ усулда мәлум әлгә йәрләштүрүлүш мәсилиси бойичә доклат бәргән. Андин даңлиқ адвокат стән әпәндиму сөз қилип шиветсийәгә йәрләштүрүлгән адил һәкимҗанниң делосини мәркәз қилған һалда уйғур сиясий панаһланғучилар мәсилиси һәққидә тохталған.
Мәзкур паалийәттә шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң рәиси ниҗат турғун әпәндиму мәхсус темида доклат бәргән. У доклатида гуәнтанамодин қоюп берилгән уйғурларниң һазирқи әһвали һәмдә уларниң өзлири яшаватқан әлләрдә тиришчанлиқиға тайинип яхши тәсир қалдуруватқанлиқини тәкитлигән.