Улрих делиус: германийә 2016-йили уйғур кишилик һоқуқ вәзийитиниң техиму еғирлишип кетишидин әндишә қилиду

Мухбиримиз әркин
2015.12.31
urumchi-kocha-qoralliq-herbiy.JPG Үрүмчиниң мәлум кочисида чарлаш елип бериватқан қораллиқ күч. 2010-Йили авғуст.
RFA

Бу йил 24‏-ноябир өткүзүлгән германийә-хитай кишилик һоқуқ диалогида германийә тәрәп түрмидики бәзи уйғур сиясий мәһбуслириниң делоси, уйғур районида диний әркинликкә, йиғилиш әркинликигә һөрмәт қилиш, көчмәнләр, аз санлиқ милләтләрниң һоқуқини қоғдаш қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қойған.

Бу учурни германийә ташқи ишлар министирлиқиниң кишилик һоқуқ әмәлдари йеқинда германийә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллиригә бәргән мәлуматида ашкарилиған. Германийә хәтәр астидики хәлқләр җәмийитиниң асия ишлириға мәсул хадими улрих делиус, германийә ташқи ишлар министирлиқиниң йиғиниға қатнашқан паалийәтчиләрниң бири.

У германийә тәрәпниң уйғур кишилик һоқуқ мәсилисини музакиригә қоюши кишини илһам бериду, деди. Улрих делиус: “бу кишини илһамландуридиған бир йүзлиниш. Чүнки, шунчилик узун вақиттин буян елип барған паалийәтләрниң нәтиҗисидә ахири қисмән болсиму нәтиҗисини көрдуқ. Демәк, улар бизниң бәргән учуримизни чүшәнди. Улар биз тәминлигән учур биләнла болди қилип қалмай, өзлириму вәзийәтни анализ қилип, у районда йүз бәргән нурғун паракәндичилик вә қолға елинишлардин хәвәрдар болди.”

Шу қетимқи германийә-хитай диалоги уйғур райониниң кишилик һоқуқ вәзийити өткүрлишип, д у қ хәлқара җәмийәтни районға мустәқил тәкшүрүш гурупписи әвәтип, у райондики кишилик һоқуқ вәқәлирини тәкшүрүшкә чақириватқан мәзгилгә тоғра кәлгән иди.

Улрих делиус, германийә һөкүмәт әмәлдарлирида уйғур райониниң вәзийити тибәтниң вәзийитигә қариғанда бәк еғир, дәйдиған тәсират пәйда болғанлиқини билдүрүп, бу биз үчүн бир йеңилиқ, деди.

Улрих делиус: “германийә ташқи ишлар министирлиқи кишилик һоқуқ ишлири баянатчисиниң шәрқий түркистан омумий вәзийитидин алған тәсирати тибәтниңкидин техиму җиддий. Бу мән үчүн ейтқанда бир йеңилиқ. Чүнки, биз германийә сиясәтчилиридин тибәт һәққидә сөзләпла қалмай, уйғурларниң вәзийити һәққидиму сөзләшни тәләп қилип, узун йиллардин бери паалийәт қилип кәлгән идуқ.
Ахири, биз германийә ташқи ишлар министирлиқи вә һөкүмәт вәкилидин шәрқи түркистан вәзийити тибәттинму назук вә мурәккәп, дегән тәсиратқа игә болғанлиқини көрдуқ. Улар ‛шәрқий түркистанида кишилик һоқуқниң барлиқ саһәлиридики бузғунчилиқ тибәттинму хәвплик‚ дегән тәсиратни алған иди.”

Бирақ д у қ ниң қаришичә, уйғур мәсилисиниң кишилик һоқуқ диалогида оттуриға қоюлуши иҗабий тәрәққият болсиму, әмма уйғурлар дуч келиватқан кишилик һоқуқ бузғунчилиқлириниң қандақ алдини елиш әң муһим мәсилә.

Д у қ баянатчиси дилшат ришит, германийә кишилик һоқуқ бузғунчилиқиға қарши күчлүк бир механизм қуруши керәк, деди.

Дилшат ришит: “мәсилини оттуриға қоюши әлвәттә хитайға бесим болиду. Лекин мәсилини қоюш биләнла иш һәл болмайду. Мәсилини қоюштин сирт, шуниңға лайиқ қанун-түзүмләрни чиқириш арқилиқ хитайға үнүмлүк бесим ишләтмигичә, рәсмий дөләт шәклидә хитайға болған қануни бесим болмиғучә, сөһбәт арқилиқ нурғун мәсилиләр һәл болуши мумкин әмәс. Әлвәттә қарши алимиз бундақ һәрикәтләрниң көпләп болуп турушини, лекин үнүмлүк бесим ишләтмигичә хитайниң миллитимизгә йүргүзүватқан системилиқ зәрбә бериш һәрикитини тохтитидиғанлиқидин һечқандақ бешарәт йоқ.”

Дилшат ришитниң қаришичә, уйғур райониниң 2016‏-йилдики вәзийити техиму кәскинлишиши мумкин. У, хәлқара җәмийәт хитайға қаттиқ бесим ишлитип, районда тоқунушниң еғирлишишиниң алдини алмиса, техиму еғир кишилик һоқуқ бузғунчилиқлириниң йүз беридиғанлиқини билдүрди.

Дилшат ришит: “2016‏-йилдики вәзийәт адәм әнсиритиду. Хитай һазир террорлуққа қарши туруш намида қанун лайиһәлирини чиқарди. Бу қанун миллитимизгә қаритилған. 2016‏-Йилдики зәрбә бериш һәрикити техиму системилиқ елип берилиши мумкин. Тоқунуш, районниң вәзийитини кәскинләштүрүш 2016‏-йили техиму еғир болиду. Чүнки, хитайниң һазирғичә сияситини өзгәртиш яки болмиса районниң вәзийитини кәскинләштүрмәслик, мәсилини һәл қилиш тоғрисида бир қәдәм маңғанлиқини көргинимиз йоқ. Шуңа, хитайға еғир дәриҗидә бесим болғанда шундақ бир тоқунушниң алдини елиш мумкин.”

Германийә әмәлдарлириниң кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә ашкарилишичә, германийә-хитай кишилик һоқуқ диалогидики йеңи әһвал диалогда германийә тәрәп уйғур кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойғанда хитай тәрәп өзиниң мәйданида чиң турған болсиму, әмма қарши тәрәпниң сөзини бөливәтмигин.

Илгирики кишилик һоқуқ диалоглирида қарши тәрәп уйғур мәсилисини оттуриға қойған заман униң сөзини бөлүветиш хитай тәрәп изчил қоллинип кәлгән бир хил тактика иди.

Улрих делиус: “диалогда хитай тәрәпниң инкаси һеч болмиса улар германийә тәрәпниң сөзини бөливәтмигин яки йиғиндин чиқип кәтмигән. Германийә тәрәп юқириқи мәсилиләрни оттуриға қойған. Уларниң бизгә, дәп беришичә, сөһбәт интайин мушәққәтлик өткән. Улар билән уйғур мәсилисини музакирилишиш асасән имкансиз нуқтиға йетип барған. Германийә тәрәп уйғур вәзийитигә даир пикирлирини оттуриға қойған болсиму, әмма хитай тәрәп өзиниң бу мәсилидики мәйданини тәкитләп турувелип, бу мәсилидә өз-ара пикир алмаштурмиған. Улар бу мәсилидә һәрқандақ тәнқид аңлашни халимайдиғанлиқини ипадиләп, германийә оттуриға қойған нурғун мәсилиләргә җаваб бәрмигән.
Бирақ, бу диалогда германийә тәрәп һеч болмиса уйғур вәзийитигә болған чүшәнчисини, районда зораванлиқниң техиму күчийип кетишидин әндишә қиливатқанлиқини оттуриға қоюшқа мувәппәқ болған.”

1‏-Нөвәтлик германийә-хитай кишилик һоқуқ диалоги 2004‏-йили 7‏-айда өткүзүлгән. Шуниңдин буян икки дөләт һәр йили бир қетим кишилик һоқуқ диалоги өткүзүп кәлди.

Әмма бәзи паалийәтчиләр германийә-хитай кишилик һоқуқ диалоги өткүзүлүватқиниға 12 йил болған болсиму, әмма униң уйғур тибәт вәзийити, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисидә һечқандақ чоң өзгириш пәйда қилалмиғанлиқини илгири сүрүп, давамлиқ диалог өткүзүшниң әһмийитигә гуман билән қарап кәлгән.

Әмма д у қ баянатчиси дилшат ришит, д у қ ниң кишилик һоқуқ диалогини давамлаштурушни қоллайдиғанлиқини әскәртип, “диалог һеч болмиса кишилик һоқуқни хатирилитип турушқа ярайду” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.