Кәнтләрдә уйғур яшлири күндә 3 қетим йоқлима қилинмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.02.10
uyghurda-chaghan-tebriklesh-2.jpg Қишлиқ тәтилдә юртиға қайтқан студентларни йиғивелип уюштурулған хитайниң чаған байримини тәбрикләш паалийитидин көрүнүш. 2016-Йили феврал, қарақаш.
uy.ts.cn

Уйғур аптоном районида хитай даирилириниң бу йил чаған мәзгилидики муқимлиқ тәдбирлирини йәниму күчәйткәнлики мәлум.

Инкасларға қариғанда, йеза, кәнтләр муқимлиқ хизмити мусабиқисигә чүшкән болуп, җәнубтики уйғурлар көп олтурақлашқан йеза-кәнт даирилири уйғурларниң чаған мәзгилидә өз тәвәликидин айрилмаслиқиға капаләтлик қилиш үчүн мәхсус тәдбирләр алған, һәтта сиртларға тохтам билән ишләмчиликкә чиқип кәткән яшларни буйруқ билән өз юртлириға қайтуруп келип, күндә үч вақ йоқлима қилиш вә түрлүк сиясий нахша, усул паалийәтлиригә қатнишишқа мәҗбур қилмақта икән.

Чағанниң һарписидин башлапла даириләрниң бир тәрәптин хитай пуқралириниң бу чағанни хушал-хурам,хатирҗәм өткүзүши үчүн һәр тәрәптин қулайлиқлар яритип бериватқан болса, йәнә бир тәрәптин уйғурларға қаратмилиқ һалда алаһидә муқимлиқ тәдбирлирини йолға қоюп, уларниң юрт атлап йол йүрүш, иш издәшкә охшаш ишлирида еһтияҗлиқ рәсмийәтлирини беҗиришни тохтатқанлиқиға даир учурлар вә инкаслар пәйда болған иди, йеқинқи күнләрдә бу һәқтә ақсуға қаратқан телефон зиярәтлиридин, ақсу тәвәликидики йәрлик даириләрниң җайларниң чаған мәзгилидики муқимлиқ тәдбирлирини техиму күчәйтип, чаған байрими өтүп кәткүчә уйғур яшлириниң өз тәвәликидин айрилмаслиқи үчүнму алаһидә бәлгилимиләрни чиқирип йолға қойғанлиқи мәлум болди.

Бу һәқтә наразилиқини билдүргән бир уйғур яш, чағанлиқ муқимлиқ тәдбири сүпитидә йолға қоюлған бәлгилимә бойичә даириләрниң өзини хитайниң ичкири өлкисидә ишләватқан завуттин юрти ақсу айкөлгә қайтуруп кәлгәнликини вә күндә үч вақ кәнттики муқимлиқни қоғдаш ишханисиға берип йоқлимидин өтүшкә мәҗбур болуватқанлиқини ейтти: “һазир йезиниң вәзийити бәк чиң, сиртқа чиққили қоймайду. Мәнму әслидә сиртқа ишләшкә чиқип кәткән, бизниму йеқинда қайтип келиңлар дәп яндуруп әпкәлди. Сиртларға чиқип ишләватқанларни чиққили қоймайдикән, чағанниң 16 сиғичә юрттин айрилмайсиләр дәйду. 7-Чесладин башлап йиғивалғили турғанти. Шәһәргә кирмәкчи болсақму, шавдуйҗаңниң, дадүйҗаңниң рухситини елип тамға бастуруп баримиз әмәсму. Һазир шу күндә 3 вах дадүйгә берип йоқлима қилимиз.”

Бу яшниң ейтишичә, кәнттики муқимлиққа мәсул даириләр кәнт әзалирини болупму ишсиз яшларни күндә 3 қетим йоқлима қилғандин башқа йәнә, түрлүк сәнәт паалийәтлирини тәйярлашқа салидикән, йоқлимиға кичиккән яки сәнәт номурлирини тәләпкә лайиқ орунлиялмиғанларни болса җазалайдикән, һәтта җәриманә қойидикән: “шавдуй әзалирини бир күндә 3 вах товлайду, әтигән йәттә йеримдин башлап. Дүшәнбә күни байрақ чиқиримиз, башқа күнлири мәһәллидә йоқлима қилиду. Бир вақ йоқлимиға қатнашмиса 50 сом җәриманә алиду. Бәзән йәрләрдә омумлаштурмапту, бәзи йәрләрдә тазилиққа селип башқа җазалашларни елип баридикән. Бәзән йәрдә иқтисадқа тақайдикән. Һазир йезиларда номурларни тәйярлитиватиду, һазир йеза, кәнтләр ашундақ муқимлиқ җәһәттә, паалийәт номур орунлаштуруп, мусабиқигә қатнаштуруп ашундақ ишларни қиливатиду, бу деһқанлар һәммиси артис болмиса йә, таза адил болмиди бу....”

Хитайниң йеқинқи йилларда асасий қатламдики муқимлиқ тәдбирини күчәйтиш қарари билән уйғур елида һәр кәнт, һәр мәһәллигичә муқимлиқ қоғдаш ишханилири қурулған иди,даириләрниң муқимлиқ хизмитини күчәйтиш тәлипи бойичә һәр бир кәнткә кәнт сақчи вә муқимлиқ кадирлиридин башқа хәлқ әскирини орунлаштурған. Бу ишләмчи яшниң ейтишичә, нөвәттә йеза, кәнтләр бу муқимлиқ хизмәтчи кадирлириниң актиплиқини ашуруп шу арқилиқ вәзийәтни муқим тутуп туруш үчүн, муқимлиқ мусабиқисигә чүшкән болуп, буниң билән йеза, кәнтләрдә мушуниңға охшаш муқимлиқни баһанә қилған, күндә үч вақ йоқлима қилиш, қизил нахша ейтиш, усул ойнашқа охшаш ашқун тәдбирләр йолға қоюлушқа башлиған. Бу хил җайлар өз алдиға чиқирип йолға қоюватқан бәлгилимә‏-чариләр әслидила түрлүк бесим астидики деһқанларниң зиммисидики роһий вә иқтисадий йүкни техиму еғирлатқан.

Илгириму радиомизға наразилиқ инкасни йәткүзгән уйғур деһқанлири муқимлиқ кадирлириниң асасән мәдәний вә әхлақи сапасиму төвәнлики, уларниң туюқсиз өй ахтуруш, тәкшүрүшни баһанә қилип деһқанларни паракәндә қилиш, бозәк қилиш әһваллири еғир болуп келиватқанлиқи вә деһқанларниң наразилиқини күчәйткәнликини баян қилған иди.

Ақсуниң куча наһийиси мәлум йезисидин зияритимизни қобул қилған бир деһқан бүгүнму йоқлимиға қатнишип кәлгәнлики, йоқлимиға кечикип қалғанлиқи үчүн муқимлиқ сақчилириниң қаттиқ һақарәтләшлиригә, тәһдитлиригә учриғанлиқини, буниңға көңлидәнарази болсиму, инкас қайтуруш яки башқа юқири орунларға әрз қилишқа амали йоқлуқини билдүрди: “бүгүн үч қетим йоқлима қилдуқ. Әтигән йәнә барғантуқ, шу шавдуйдики сақчиларни бир тиллап, һәйвә қилип аччиқини чиқиривалсун дәпчу‏-шу.... Йәнә шуларниң алдиға бармисақ болмайдиған иш...

Сотқа барсақму буларни сорайдиған адәм йоқ, бәрибир мушуларниң алдиға келимиз әмди.... Башқичә гәп қилсам болмайду....”

Биз ақсу тәвәсидики йеза кәнтләрдә давам қиливатқан һәддидин ашқан муқимлиқ тәдбирлириниң қайси орун тәрипидин бәлгилинип иҗра қилиниватқанлиқини ениқлаш үчүн куча наһийилик җамаәт хәвпсизлик идарисигә телефон қилған болсақму, телефонни алған сақчи чәтәл мухбирлириниң соалиға җаваб берәлмәйдиғанлиқини бизниң юқири органлар билән алақилишишимиз керәкликини ейтти.

Биз ақсу айкөл йезилиқ һөкүмәтниң тармиқидики ешинча әмгәк күчлирини ишқа орунлаштуруш ишханиси билән алақилишип, сиртларға чиқип ишләватқан уйғур деһқан ишләмчиләрни чаған мәзгилидә юртлириға қайтуруп елип келишниң сәвәбини сориғанда, соалимизға җаваб бәргән хадим, бу ишларни мәзкур сиртқа әвәтилгән ешинча әмгәк күчлири алақә ишханиси бериватқанлиқини шундақла уларни вақитлиқ қайтуруп келиштики сәвәбни “деһқан ишләмчиләрниң хитай тили вә һәр хил кәспий сәвийисини өстүрүш үчүн қисқа вақитлиқ тәрбийиләш елип бериш” дәп билдүрди. Әмма немә үчүн юртиға қайтқан яшларниң күндә 3 вах йоқлима қилип назарәт қиливатқанлиқини сориғинимизда, бу хил соалларға өзиниң җаваб берәлмәйдиғанлиқини ейтип телефонни қойди:
-Чағандин башлап сиртқа чиқип ишләватқан деһқан ишләмчиләрни қайтуруп кәлдиңларму?
‏-Йеқиндин буян ичкиридин вә наһийидин, аптоном районниң һәммә йәрлиридинму елип келиватиду. Һөкүмәттин орунлаштуруватиду.
-Ичкири өлкиләридики завутлардики хадимларниму мәхсус адәм әвәтип қайтуруп келәмсиләр?
-Һәммә ишқа биз арилишип болалмаймиз. Бу ишларға шу ешинча әмгәк күчлири алақә ишханиси мәсул болуп орунлаштуруватиду.
-Бу чағанлиқ тәдбирма?
-Һә, шундақ.
-Уларни қайтуруп келиштики мәқсәт немә?
-Әмди буларни қайтуруп келип тил җәһәттин вә башқа кәспий җәһәтләрдин тәрбийиләп андин һәқсиз ишқа орунлаштуруп қойимиз.
-Аңлишимчә, қайтуруп кәлгән ишләмчиләр қаттиқ назарәт қилиниветипту, юртидин башқа җайларға рухсәтсиз баралмайдикәнғу?
-Һазир бу ишлардиму һәқиқәтән қалаймиқанчилиқлар бар, әсли улар қанун җәһәттин қоғдалса болатти...Бу гәпни бәк ишкириләп дәп кәтсәм болмайду....

Хитай ичкири өлкисидики ишләватқан мәлум завуттин қайтуруп келингән яшниң ейтишичә, даириләриниң муқимлиқни қоғдаш үчүн қойған бу хилдики уйғурларни назарәт қилиш яки қизил нахша, усул номурлирини тәйярлашқа охшаш биһудә ишларға мәҗбурлиши, йиллардин буян давам қиливатқан болуп, деһқанчилиқниң бош вақти болған қиш вә һазирқидәк чаған мәзгиллиридә техиму күчәйтилип кәлмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.