Уйғурлар дияридики диний тәрбийәгә аит йеңи бәлгилимә хәлқара мәтбуатларда диққәт қозғиди
2016.10.12

Уйғурлар дияридики йәрлик даириләр елан қилған йеңи бәлгилимидә мәктәп йешидики өсмүрләргә ата-аниларниң һәрқандақ шәкилдә вә усулда диний тәрбийә беришигә болмайдиғанлиқи, шундақла өсмүрләрни диний тәрбийәгә қизиқтурғучи ата-аниларниң сақчи органлириға мәлум қилинидиғанлиқи бәлгиләнгән. Мәзкур бәлгилимә елан қилиниши билән хәлқарадики ахбарат васитилири бәс-бәстә бу һәқтә мулаһизә мақалилири елан қилип, бу йеңи бәлгилимини “инсан һәқлириниң дәпсәндә болушидики йәнә бир түрлүк һадисә” дәп көрсәтти.
Бүгүн уйғурлар дияридики һәр дәриҗилик һөкүмәт органлири, шундақла “шинҗаң гезити” елан қилған учурларда көрситилишичә, бу йил 1-ноябирдин башлап күчкә егә болидиған йеңи маарип низамнамисидә оқуш йешидики өсмүрләргә һечқандақ шәкилдә диний тәрбийә беришкә болмайдиғанлиқи, хилаплиқ қилғучиларға қаттиқ чарә көрүлидиғанлиқи ейтилған. Мәлум болушичә, бу низамнамидә ениқ қилип “ата-аниларниң өсмүрләрни диний паалийәтләргә қатнишишқа тәшкиллиши, җәлп қилиши яки зорлишиға рухсәт қилинмайду” дәп бәлгиләнгән. Хәвәрдики тәпсилий мәзмунларда бу йәрдә ейтилған “диний паалийәт”ләрниң әсәбийлик идийиси вә диний либасларниму өз ичигә алидиғанлиқи ейтилиду. “җәнубий хитай сәһәр гезити” өз обзорида бу маддиларни илгирики вақитлардин буян йолға қоюлуватқан әрләрниң сақал қоюши билән аялларниң һеҗаплинишини мәни қилиш тәдбирлириниң башқичә шәкилдә әкс етиши, дәп көрситиду. Дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун буни әң әқәллий инсан һәқлириниң дәпсәндә қилиниши, дәп чүшинишкә болидиғанлиқини ейтиду.
Алақидар учурларда көрситилишичә мәзкур йеңи низамнамидә “һәрқандақ тәшкилат яки шәхсниң мушу хилдики паалийәтләрни байқиған һаман тосуш яки җамаәт хәвпсизлик органлириға мәлум қилиш мәҗбурийити бар” дегән маддилар бар. “әл җәзирә хәвәрлири”, ройтерис агентлиқи, “һиндистан тез пойези” қатарлиқ ахбарат васитилири буни хитайниң асасий қанунидики пуқраларниң диний етиқад әркинлики һәққидики маддиларға селиштурған. Шуниң билән биргә, “хитай һөкүмити өсмүрләрниң диний паалийәтләргә қатнишишини мәни қилған, йеқинқи бирнәччә йилниң ичидила йәрлик даириләр шинҗаң тәвәсидики йошурун диний мәктәпләрниң һәммисини дегүдәк йоқатқан болсиму, шинҗаң тәвәсидә һәқ һоқуқларниң һәрқандақ шәкилдики дәпсәндә қилиниш әһвалиниң мәвҗутлуқини инкар қилип кәлмәктә” дәп изаһлиған.
Дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун бу һәқтә пикир қилип, хитай асасий қануниниң пәқәт һөкүмран синипниң мәнпәәти үчүнла хизмәт қилидиғанлиқини, пуқраларниң һәқ вә һоқуқлирини қоғдашқа тоғра кәлгәндә бу қанунларниң пәқәт қәғәз йүзидила қалидиғанлиқини тәкитлиди.
Мәлум болушичә, мәзкур низамнамидә һәр дәриҗилик мәктәп орунлириниң оқуғучиларни әсәбийликтин йирақ туруш, шу арқилиқ “илим-пәнни һөрмәтләйдиған, һәқиқәт издәйдиған, шундақла наданлиқ вә хурапийлиққа қәтий қарши туридиған” муһит яритишқа илһамландуруш мәҗбурийити барлиқи әскәртилгән. Шуниң билән биргә, бу нишанға йетишкә қадир болалмиғанларниң тегишлик һөкүмәт орунлирида “тәрбийә” алидиғанлиқи әскәртилгән. Вашингтондики “йеңи америка фонди” ниң тәтқиқатчиси патрик мейр бу хилдики диний мәсилиләрни һәл қилиш усулини “дөләтниң сиясий җәһәттики бихәтәрлики үчүн идеологийә мәсилилирини җинайи қилмишлар қатарида бир яқлиқ қилиш” дәп көрситиду. Униң қаришичә, мушу йосунда диний мәсилиләрни һәл қилиш, һәтта сақал қоюш, яғлиқ артиштәк адәтләрниму мәни қилиш, мана мушу мәқсәттә йолға қоюлған, уларниң оттуриға чиқиши һәргизму тәсадипи болуп қалмиған.
Турғунҗан алавудунму бу һәқтә тохтилип, хитай һөкүмитиниң бу хилдики йеңи бәлгилимиләрни йолға қоюшидики адаққи мәқсити “уйғурларниң диний етиқадини йоқ қилиш” дәп көрсәтти.
Мәлум болушичә, бу йеңи бәлгилимиләр 1-ноябирдин башлап уйғурлар дияриниң һәрқайси җайлирида йолға қоюлидиған болуп, вәзийәт анализчилири “бу хилдики зорлуқ сиясити уйғурлар районида йеңи қаршилиқ һәрикәтлиригә сәвәб болуп қелиши мумкин” дәп мөлчәрлимәктә.