Лагер сақчиси: аилиси билән сөзләшкәндә “әссаламуәләйкум” вә “аллаға аманәт” дейишкә рухсәт йоқ
2018.10.23
Мухбиримизниң қәшқәрдики бир лагер сақчиси билән лагерниң ички түзүми һәққидә өткүзгән сөһбәт хатирисиниң бүгүн аңлитилидиған қисмида, лагердикиләрниң аилә әзалири билән көрүштүрүлүш түзүми баян қилиниду. Мәлум болушичә, мәзкур сақчи вәзипә өтигән шу лагерда тутқунларниң аилиси билән икки һәптидә бир телефонда, айда бир камерада көрүшүшигә йол қоюлған; әмма сөзләшкәндә лагер үстидин шикайәт қилмаслиқ; шундақла “әссаламуәләйкум” вә “аллаға аманәт” дегәнгә охшаш аталмиш сәзгүр сөзләрниң ишлитилмәслики шәрт қилинған.
Соал: бир аилидин бир қанчә киши болуп қалса уларни бир ятақта ятқузамсиләр?
Җаваб: яқ. Мәйли өзлири мәлум қилсун яки биз өзимиз байқайли, қериндаш икәнликини билипла қалсақ, айрим бинаға орунлаштуримиз. Һәтта бәзидә қәвәт алмаштурған вақтимизму бар.
Соал: бина алмаштурған вақтиңларда, бир бинаға бирдин орунлаштурсаңларму ешип қалса, қәвитини пәрқләндүрдиңлар?
Җаваб: шундақ, бир аилидин җиқ киши келип қалса,
Соал: сиз ишлигән бинадикиләрдин бир аилидин әң көп болғанда қанчә киши киргән әһвал бар?
Җаваб: төт киши.
Соал: уруқ-туғқанлар болуп бир җәмәттинчу?
Җаваб: уни билмәймән.
Соал: булар балиси чүшигә кирип қелип яки қериндашлирини сеғинип қақшайдиған иш боламду? болса қандақ қилисиләр?
Җаваб: болған. Биз уларға “буниң бирдин бир йоли яхши өгән, нәтиҗәң яхши болса, дөләт тилини яхши билсәң, бу йәрдин балдуррақ айрилип уруқ-туғқанлириң билән көрүшүшкә пайдиси бар” дәп нәсиһәт қилимиз.
Соал: аилә әзалири билән көрүшүшигә рухсәт барму?
Җаваб: мән бар чағда дәсләптә- мәктәп йеңи ечилғанда рухсәт қилмиған. 6 Айлардин кейин икки һәптидә бир қетим телефонда, айда бир қетим екранда көрүштүридиған болған. Һазир аһалиләр сақчиханимизға келип мәктәптики уруқ-туғқанлири билән көрүшидиған рухсәтнамә еливатиду; шуниңға қариғанда һазир йүзтуранә көрүшүшму болуватса керәк.
Соал: көрүшкәндә қойидиған йәнә қандақ шәртлириңлар бар?
Җаваб: йиғлимайсән дәймиз, яхши тәрбийәлиниватқанлиқиңни, идийәңни азад қиливатқанлиқиңни, буниң саңа пайдиси болуватқанлиқини баян қилисән дәймиз; сөзлирини аңлап туридиғанлиқини уқтуримиз.
Соал: дейишкә болмайдиған гәпләрниму өгитәмсиләр?
Җаваб: билдүримиз; мәсилән хошлашқанда “мақул әмисә”, “хош әмисә” дәйсән башқа гәп қилмайсән дәймиз, мәсилән “аллаға аманәт” демәйсән дәймиз.
Соал: дәсләптә көрүшкәндичу? әссаламуәләйкум дейишкә боламду?
Җаваб: яқ, ундақ дегүзмәймиз. Ундақ десә болмайду.
Соал: немә дейиши керәк бу гәпләрниң орниға?
Җаваб: “тенчлиқму” дейиши керәк, “яхшиму, қандақрақ?” десә йәнә болиду.
Соал: бу шәрт аилисидикиләргиму охшашла қоюламду?
Җаваб: уларғиму шундақ, улар көрүшүш илтимасини сунған чағда, уларға “әссаламуәләйкум” вә “аллаға аманәт демәслик” уқтурулиду.
Соал: мушу қаидини бузуп қоюп җазаланғанлар барму?
Җаваб: мән ишләватқан қәвәттә буни бузғанлар йоқ, шуңа җазаланғанларниму билмәймән.
Соал: булардин қаидини бузуп, аилиси билән сөзләшкәндә өз әһвалидин шикайәт қилип қалидиған әһвал болдиму?
Җаваб: яқ болмиди, чүнки буларни аилиси билән көрүштүрүшниң алдида кәйпиятини көзитимиз; һәптидә бир өткүзидиған сөһбәт бар; шу сөһбәттә униң миннәтдарлиқ кәйпиятини дәңсәп бақимиз.
Соал: демәк, әгәр “тәрбийәлиниш” кә қарита миннәтдарлиқ ипадисини билдүргән болса аилиси билән көрүштүрисиләр, болмиса у айда бир екранда көрүшүшму йоқ?
Җаваб : дәл шундақ.