“һалал” бәлгилириниң чәклиниши һәмдә “һалал” лиқниң сиясийлишиши (2)
2017.08.25
Йеқинда уйғурлар дияридики “әсәбийликкә қарши туруш” күришиниң бир муһим нуқтиси уйғурларниң әнәниви турмушида изчил давам қилип кәлгән “һалал” лиқ чүшәнчисини суслаштуруш вә йоқитиш болуватқанлиқи мәлум. Буниң бир типик ипадиси хитай даирилириниң ичкири өлкиләрдә тосқунсиз мәвҗут болуватқан “һалал” йемәклик бәлгилирини уйғурлар диярида мәни қилиши болмақта. Зиялийлар вә диний затлар бу һәқтә пикир қилип, буниң хитай һөкүмити иҗра қиливатқан уйғурларни ассимилятсийә қилиш тәдбириниң бир муһим тәркиби қисми икәнликини тәкитлиди.
Хитай даирилириниң уйғурлар диярида “һалаллиқниң өлчими” мәсилисини чөридигән һалда йолға қоюватқан тәдбирлири йиллардин буян давам қилип кәлмәктә. Йеқинда бу һәқтики алақидар бәлгилимиләрниң йолға қоюлушиға әгишип, бир қисим хитай зиялийлири бу һәқтә қәләм тәвритип “уйғурлардики әсәбийлик идийилирини түгитишни йемәк-ичмәктин башлаш” һәққидә чуқан селишқа башлиди. “йиму” тәхәллусидики бирәйләнниң “вейбо” микро блогида тарқитилған мушу темидики мақалисини һазир миңлиған хитай оқурмәнлири һәмбәһирләватқан болуп “һалал йемәклик” мәсилисиниң әсәбийлик вә террорлуққа отқуйруқлуқ қиливатқанлиқи алаһидә тәкитләнгән.
Мәзкур мақалидә көрситилишичә, уйғур аммисиниң хитай ашпәзләр әткән тамақни йемәслики, уйғурларниң хитай ресторанлирида тамақ йейишни рәт қилиши бирдәк бу йемәкликләрниң “һалал” әмәслики яки ашпәзләрниң мусулман әмәсликидин болуп, аптор буни “хитай миллитини пәс көргәнлик, милләтләр арисиға тәприқчилиқ териғанлиқ” дәп хуласиләйду. Шуниңдәк әсәбийликкә қарши туруш һәққидики гәпләрни ағзаки сөзләп қоюшниң өзи купайә қилмайдиғанлиқини, буни җәзмән йемәк-ичмәктин башлашниң муһимлиқини тәкитләйду.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән бу һәқтә пикир қилип, хитай буни уйғурларниң диний етиқадиға һуҗум қилишниң бир васитиси қиливалған, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Елшат һәсәнниң пикричә, һазир уйғур җәмийитидә хизмәт вә әмгәк тәқсиматидики тәңсизлик түпәйлидин “һалал” уқуми билән бағланған азғинә кәсипләр, җүмлидин йемәк-ичмәк кәспи уйғурларниң пул тепиштики әң асаслиқ васитиси болуп турмақта икән. Әмдиликтә йемәк-ичмәк саһәсидә “һалал” лиқниң йоқилиши болса йәнә бир җәһәттә уйғурларни бир чоң иқтисадий мәнбәдин үзүп ташлашқа елип баридикән.
Уйғурлардики “һалал” лиқ чүшәнчисиниң уйғур җәмийити үчүн бәкму муһимлиқини тәкитлигән түркийәдики диний өлималардин һәбибулла күсәни хитай даирилириниң “һалал” лиқ чүшәнчисини әсәбийлик вә террорлуққа бағливелишини пүтүнләй бимәнилик, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Елшат һәсән америкидики хизмәтдашлириниң өзиниң “һалал” тамақ йейишигә болған муамилисини мисал кәлтүрүш арқилиқ хитай даирилири иҗра қиливатқан “һалал” лиқни йоқитиш һәрикәтлириниң әмәлийәттә башқиларниң хусусий таллишиға қопаллиқ билән арилишиш болидиғанлиқини, башқиларниң таллишиға һөрмәтсизлик қилиштәк бу хил қилмишниң иҗтимаий муқимлиқни яхшилаш ролини ойниялмайдиғанлиқини тәкитлиди.
Һәбибулла күсәниниң пикричә, хитай даирилириниң уйғур җәмийитидә “һалал” лиқ чүшәнчисини аҗизлаштуруш паалийитигә бунчә зор күч сәрп қилишидики асасий муддиа уйғурларниң миллий кимликиниң мәвҗут болушида ислам дининиң бәкму муһим орун игилигәнлики икән. Шуниң үчүн хитай һөкүмити мушу усулда уйғурларни өзлиригә охшаш һаләткә айландурушқа урунмақта икән.
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң алий тәтқиқатчиси тина маффорд уйғурлар дияридики диний етиқад дәпсәндичилики һәмдә униң ақивити һәққидә издиниватқан мутәхәссисләрниң бири. У нөвәттә уйғурлар җәмийитидә “һалал” бәлгисиниң чәклиниши һәққидики уқтуруштин бәкму һәйран қалғанлиқини ейтқач , буниң пәқәт сиясий бастуруштики бир баһанә икәнликини тәкитлиди. У бу һәқтә мундақ деди: “худди сизниң хәвириңиз болғинидәк, бу, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний етиқад һәқлирини чәкләш вә диний паалийәтлирини мәни қилиш қилмишлирини йоллуқ қилип көрситиштә террорлуқ вә әсәбийлик баһанилирини йәнә бир қетим әпчиллик билән қолланғанлиқи һәққидики бир мисал халас. Мән шуни дәймәнки, йемәкликләрниң үстигә бесилған яки шу йемәкликләр сетилидиған җайларға есилған һалаллиқ һәққидики бу бәлгиләрни әсәбийлик яки террорлуқ паалийәтлиригә бағлаш әмәлийәттә учиға чиққан бимәнилик. Чүнки, дунядики һәрқандақ бир инсан бу бәлгиләрниң немигә вәкиллик қилидиғанлиқини, шуниңдәк униң мәнисини билиду. Шуниң билән биргә, униң һечқандақ сәлбий мәниси йоқлуқиму һәммигә мәлум бир пакит. Әмди хитай һөкүмитиниң буни террорлуқ вә әсәбийликкә бағливелишини болса бимәнилик дейиштин башқа йәнә, шинҗаңдики уйғур мусулманлириниң әң әқәллий йосунда нормал мәвҗут болушини чәкләш һәмдә уларни бастуруш қорали қиливелиштин башқа нәрсә әмәс, дейишкә мәҗбурмиз.”
Хитай һөкүмити уйғурлар диярида иҗра қиливатқан бу хилдики чәкләш тәдбирлириниң тарихта тунҗи қетимлиқ иш әмәсликини тәкитлигән һәбибулла күсәни хитай һөкүмити ахирқи һесабта буниңда көзләнгән нишанға йетәлмәйду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Мәлум болушичә, һазир “һалал” бәлгилириниң чәклиниш мәсилиси уйғурлар дияридики чоң шәһәрләрдә башланған болуп, униң йеқин кәлгүсидә пүткүл район тәвәсигә кеңийиши мөлчәрләнмәктә.