Уйғур елиниң җәнубида күзлүк һашар башланди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.10.20
uyghur-hashar-osteng-chepish-1.jpg Һашарға мәҗбурлинип өстәң чепиватқан уйғур деһқанлар. Ақсу.
Social Media

Һәқсиз мәҗбурий әмгәк болған һашар, уйғур елидә уйғурларға қарита һазирға қәдәр йүргүзүлмәктә. Бу әһвал болупму уйғур елиниң җәнубида техиму еғир болуп, йеқиндин буян радиомизға кәлгән бәзи инкасларға қариғанда, даириләр муқимлиқ хизмитини күчәйтиш баһанисидә, уйғур деһқанларни көзлүк йиғиндин кейин бикар қалдурмаслиқ үчүн уларни күзлүк һашарға һәйдәшкә башлиған. Бу һәқтә ақсу вә хотәндики деһқанлардин игилигән учурлардин язичә ирқ-өстәң әмгики, йол ясаш қурулуши дегәндәк еғир һашарларни түгитип кәлгән деһқанларниң әмдиликтә кевәз һашириға мәҗбурлиниватқанлиқи мәлум болди, һәр аилигә кәлгән санни тоштуруш үчүн бәзи җайларда һәтта оттура мәктәп оқуғучилириму һашарға тутулған. Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрә игилигән учурлар диққитиңларда болсун.

Гәрчә, хитай һөкүмити һашар әмгикини бикар қилидиғанлиқини 10 йил илгирила елан қилған болсиму, һашар уйғур елиниң җәнубида еғир дәриҗидә давам қилип кәлмәктә. Болупму, йеқинқи йилларда,хитай һөкүмитиниң уйғур елидә аталмиш “әл райи қурулуши” дәп елип бериватқан су қурулуши, йол қурулушлириға охшаш дөләт вә җайлар мәхсус мәбләғ аҗратқан чоң қурулуш әмгәклириниңму уйғур деһқанларниң зиммисигә артилип келиватқанлиқи шундақла уларниң һашарға ишләйдиғанлиқи тонушлуқ бир мәсилә. Шундақла бу хил қуллуқ тузум түсини алған чоң кичик һашарларниң пәсил вә вақит айримай, йил бойи төт пәсилниң һәммисидә, түрлүк шәкилдә, қаттиқ чарә -тәдбирләр арқилиқ елип бериливатқанлиқи ашкарилинип кәлди.

Бәзи уйғурларниң радиомизға инкас қилишичә, йил бойи етизға вә һашарға ишләп, күзги йиғинлирини әмди түгәткән деһқанлар әмдиликтә йәнә һашарға һәйдиливатқан болуп, бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн ақсуниң шаярға қаратқан телефон зияритимиздин дәрвәқә шаярда күзлүк һашарниң башланғанлиқи вә деһқанларниң кевәз теришкә мәҗбурлиниватқанлиқи мәлум болди. Бир оттура мәктәп оқуғучиси, бүгүн кәнт кадирлириниң өйигә кирип һәр аилидин икки адәм һашарға бериши шәртликини уқтурғанлиқини, өйдә аниси иккисила болғачқа мәктәпкә бармай һашарға беришқа мәҗбур икәнликини билдүрди. Униң ейтишичә даириләр һашарға чиқмиғанлардин җәриманә алидикән.

Бу оттура мәктәп оқуғучиниң инкасидин кейин, биз шаяр наһийилик әмгәк вә иҗтимаий мулазимәт идариси билән алақиләштуқ, бир киши телефонни елип өзини тонуштурушни вә һашар тоғрисида соалимизға җаваб беришни рәт қилди :

Биз бу хил һашар әмгәклириниң башқа җайлардиму охшаш йолға қоюлған қоюлмиғанлиқини игиләш үчүн хотәнниң қарақаш наһийисигә телефон қилдуқ, оттура мәктәптә оқуйдиған бир қиз оқуғучи өзи туруватқан кәнттики деһқанларниңму һәр һәптә дегүдәк һашарға берип туридиғанлиқини асасән йол вә ериқ- өстәң әмгәклиригә қатнишидиғанлиқини билдүрди. Бу қизниң ейтишичә бәзи әмгәкләр бир қанчә күн давамлишидиған болуп деһқанлар өйлиригә қайтмай ишләйдикән. Һашарға бармиғанлар күнигә 100 сомдин җәриманә төләшкә мәҗбур болидикән. Хитай һөкүмитиниң уйғур деһқанлири үстидики бу қанунсиз зулуми хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлири тәрипидинму изчил түрдә тәнқидкә учрап кәлмәктә.

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири хитай уйғурлардики һәр қандақ наразилиқни байқалған һаман қаттиқ зәрбә берип келиватқан бүгүнки күндә хәлқниң бу хусуста рәсмий әрз қилиши мумкин болмиғанлиқи үчүн хитайниң адаләтсиз сиясәтлириниң бири болған һашар әмгикиниңму нурғун қаршилиқларниң йүз беришигә сәвәб болған амилларниң бири болуп келиватқанлиқини қәйт қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.