Уйғур районидики йәрлик деһқанлар мәҗбурий әмгәк-һашарниң давамлишиватқанлиқини билдүрди

Мухбиримиз әркин
2016.11.14
uyghur-hashar-osteng-chepish-1.jpg Һашарға мәҗбурлинип өстәң чепиватқан уйғур деһқанлар. Ақсу.
Social Media

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт буниңдин бир қанчә йил аввал һашарниң уйғур районида омумйүзлүк бикар қилинидиғанлиқини елан қилған. Әмма оттуридин нәччә йил өткән болсиму, әмма бу түзүмниң давамлиқ иҗра қилиниватқанлиқи, уйғур деһқанлириниң изчил һашарға тутулуватқанлиқи бир реаллиқ.

Мәлум болушичә, һашар бикар қилиниш уяқта турсун, йеқинқи йиллардин бери, болупму 2011‏-йилдин кейин техиму күчәйгән. Дүшәнбә күни, уйғур райониниң хотән вилайитидә олтурушлуқ бир пешқәдәм деһқан, һашарниң давамлишиватқанлиқини, униңға әгишип деһқанларниң һәр һәптиси 2-3 күн сиясий өгинишкә қатнишидиғанлиқини билдүрди.

Уйғур деһқан: деһқанчилиқ қилимән, деһқан мән. 12 Мо йерим бар, 12 мо йәрни терийдиған мән ялғуз. Аялим түгәп кәткән 6 йил болди, мән бу йил бир қисим буғдай, бир қисим қонақ териған. Униң ичидә йәнә 4‏-5 модәк бедә бар. Һосулдин бирәр йүз чарәктин артуқрақ қонақ чиқти. Буғдайдин бир 30-40 чарәк буғдай алған, 2 мо йәргә буғдай терип. 5 Модәк бедә териған, 200-300 бағчә пичан бар. Униңдин сирт мал бар. Өзүмниң 70-80 дәк қой, баламниң бирәр йүздин артуқ қойи бар. Бир балам бар, бөләк өйдә туриду. Мән бу өйдә ялғуз.

Мухбир: бу һашарчу, һашар һазирму барму силәрдә, бу йил чиқтиңизму һашарға, сиз чиқамсиз һашарға?

Уйғур деһқан: һашар бар. яқ, мән 80 яшқа кирдим, шуңа мән чиқмаймән. Мән музакириләргиму бармаймән. Музакиридин чиқиривәткән, сили өйдә дәм алсила, дәп. Шуңа, музакиригә бармаймән. Лекин балам билән хотуни әр, хотун иккиси бариду. )Һашарда( мушу кәнттики ериқ-өстәңләрни чапимиз. Башқа йәрдә иш йоқ, шу дадүйниң ериқ-өстәңлирини чапидиған ишларни қилимиз. Әмма, һазир көпрәк йиғинға баримиз. Балам билән келиним иккийлән машина һәйдимигән чағда йиғинға бариду. Йиғин күндә ечилмайду, күнисигә ечилиду. Пәйшәнбә...Мундақ, бир һәптиниң ичидә 3 күн йиғин ечилиду.

Ақсуниң мәлум бир йезисида олтурушлуқ бир уйғур аял, йолдишиниң һашарға кетип, 8 күн аввал қайтип кәлгәнликини билдүрди. Униң көрситишичә, һашар чиқмиса, у деһқанниң һашири башқиларға “көтүригә бериветилидикән.”

Деһқан аял: биз деһқанчилиқ қилимиз, 18 мо йеримиз бар. Биз чоң -кичик болуп 7 җан. Нормалда буғдай, қонақ, пахта териймиз.

Мухбир: һашар пәсли қайси вақитларда келиду деһқанларға? әтияз-күз пәсиллиридима? йилиға мәсилән, силәрниң аилә қанчә күн һашарға ишләйду?

Деһқан аял: йилиға 15-20 күн чиқармики яки униңдин җиқрақ боламдикин. Чиқмиса, һөкүмәтниң бир-бириниңкини чапқузуп қилдуридиған ашундақ ишлар бар. Пәқәт чиқмиса, бәзидә көтүригә бериветәрмиш, дәп ашундақ қилидиған ишларму бар. Көтүригә бериветәрмиш, дәйдиған шундақ гәпләр бар, әмма асасий җәһәттин чиқиду. Лабада исмини товлап қилғачқа чиқиду, асасән. Шявдүй бойичә чиқиңлар, дәп товлайдиған болғачқа бәк чиқиду.(Бизниң өйдин) йолдишим яки қейнаатам чиқиду, лекин аяллар чиқмайду.

Мухбир: йолдишиңиз әтиязда-күздә баям дегәндәк 20 күнләп һашарға чиқса, өзүңларниң деһқанчилиқини қандақ қилисиләр?

Деһқан аял: әмди шу қалғанлар қилимиз. Әгәр биз чиқмисақ бизниң башқа уруқ-туғқанлиримиз барғу, шулар қилип қойиду. Бу йил 7-8 күндәк болдимикин йолдишим чиқти. Һашарда шу бәк еғир әмәс. Кәтмән чепиш дегәндәк шундақ чиқипла бәрсә болидиған ашундақ ишларни қилиду толиси. Толиси ашундақ ериқ чапидиған ишлар, өзимизниң шу нәмлик чаптуридиған ишларни қилдуриду.

Мухбир: тамақни қандақ қилиду, тамақни өзүңлар етип берәмсиләр яки һөкүмәт берәмду?

Деһқан аял: һәә, әтигәндә кетип ақшими келидиған ишлар болғандикин. Әгәр йеқинда болса чүшлүк тамақни өйгә кирип йәйду. Болмиса, сәл йирақрақ йәргә берип қалса, я базардин йәйду яки өйдин бир нәрсиләрни еливелип шуни йәйду.

Бәзи тәшкилатлар, һашарниң уйғур районида давамлиқ сақлап қелинишини хитайниң бу райондики сиясий муддиасиға бағлап чүшәндүрүп кәлди. Д у қ ниң 10‏-өктәбир елан қилған доклатида қәйт қилишичә, “шәрқий түркистанниң ақсу, хотән, қәшқәр, байинғолин вилайәтлирини өз ичигә алған уйғурлар зич олтурушлуқ районлардики бу һашар ‛муқимлиқни қоғда‚ 'ни мәқсәт қилип йолға қоюлуп кәлгән.”

Д у қ доклатида йәнә мундақ дегән: “хитай даирилири шәрқий түркистанда йол қойған һашар һазирға қәдәр толуқ ашкариланмиған вә диққәт қозғимиған бир тема. Бу доклат арқилиқ хәлқара җамаәтниң хитайни хәлқарада бирдәк етирап қилинған әмгәк өлчәмлиригә әмәл қилишқа мәҗбурлишини үмид қилимиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.