Хитайниң уйғур диярида интернет саһәсини “җәң мәйдан”ға айландуруши тәнқид қозғиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.01.19
xitay-internet-305 Хитайниң “тор бихәтәрликини қоғдаш” тоғрисидики символ характирдики сүрити
Photo: RFA

Уйғур аптоном районидики алақә тори учурлири ишханиси мудири ло фуюң йеқинда хитай учур торида елан қилған доклатида “интернет тори идеологийә саһәсидики асаслиқ җәң мәйдани” дәп көрсәткән.

Униң билдүрүшичә, уйғур аптоном районидики тор бихәтәрлики вә учурлаштуруш хизмитиниң асаслиқ нишани муқимлиқини қоғдаштин ибарәт болуп, даириләр интернет учур саһәсидә мәхсус зәрбә бериш һәрикитини давам қилмақта. Хитайниң тор бихәтәрлики намида йолға қоюватқан тәдбирлири уйғурларниң наразилиқи вә хәлқарада һәр саһәниң күчлүк тәнқидигә учрап кәлмәктә. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң асия ишлири мудири т. Кумар әпәнди хәлқара интернет техника ширкәтлирини хитайниң интернеттин пайдилинип уйғурларни бастуруш һәрикитини техника җәһәттин қоллимаслиққа, һәр қайси һөкүмәтләрни хитайниң интернет әркинликини йәниму системилиқ бастурушлириға дипломатийә җәһәттин қарши тәдбир қоллинишқа чақирди.

Хитай һөкүмити тәсис қилған уйғур аптоном районлуқ алақә тори учурлири ишханисидин ибарәт бу орган, хитай коммунистик партийә комитетиниң башқурушидики орун болуп, мәзкур орган мудири ло фуюңниң баяничә, бу орун “бөлгүнчилик, террорлуқ вә сиңип киришкә қарши туруштики алдинқи сәп”. Униң тор сақчилири тор бәтләр вә иҗтимаий таратқуларни 24 саәт көзитип, аталмиш “қанунсиз вә зиянлиқ” учурларни тазилашқа, җәмийәт муқимлиқиға тәһдит елип келидиған һәрқандақ тор бәтлирини қамал қилишқа мәсул.

Шинхуа ториниң 7-январ хәвиридә, уйғур аптоном районлуқ алақә тори учурлири ишханисиниң мудири ло фуюңниң уйғур елини “бөлгүнчилик, террорлуқ вә сиңип киришкә қарши туруштики алдинқи сәп” дәп тәкитлигәнлики нәқил елинди. Униң “җуңго учур тори”ға бәргән доклатида көрситишичә, район тәвәликидә 2014-йилиниң ахирғичә 15 миңдин артуқ тор бәтләр әнгә елинған болуп, тор абонтлири сани 11 милйон 390 миңға йәткән. Буниң ичидә аз санлиқ милләт тили қоллинидиғанлар йерим милйонни игиләйдиған болуп, уйғур ели торниң қаплаш нисбити җәһәттә хитай бойичә 9 орунда туридикән.

Ло йәнә даириләрниң 1500 дин артуқ тор бәтләргә аптоматик мәлум қилиш суписи тәсис қилғанлиқини, 14 вилайәт вә шәһәрлиридә һазирғичә 1800 кишилик торни тәқиб қилиш мәхсус қошуни тәшкилләнгәнликини, 2014-йили -6 айдин башлап мәхсус террорлуққа, диний ашқунлуққа аит көрүнүш вә учурларни тосуш һәрикити елип барғанлиқини ашкарилиған.

Униң илгири сүрүшичә, өткән бир йилдики мәхсус зәрбә бериш һәрикити җәрянида паш болуп җаза көргәнләр сани миңға йәткән.

Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян интернетқа қаратқан контролини мислисиз күчәйтип, интернет башқурушқа аит түрлүк қаидә-қанунларни йолға қоймақта. Хитайниң интернет қамали давамлиқ хәлқарада күчлүк тәнқидкә учрап кәлмәктә.

2015‏-Йили 6-авғуст уйғур аптоном район даирилири “шинҗаң интернет тори қанунсиз вә начар учурларни паш қилиш суписи” ниң рәсмий ечилғанлиқини елан қилған иди. Бу арқилиқ даириләр кишиләрниң телефон, үндидар, микробилог қатарлиқ көп хил шәкилләр арқилиқ тордики аталмиш “зиянлиқ учурлар” ни паш қилса болидиғанлиқини, тор сақчилириниң паш қилинған әһваллар арқилиқ “торда дөләт бихәтәрлики, милләтләр арисидики мунасивәткә бузғунчилиқ қилидиған, радикал диний әқидиләрни тарқитидиған учурларни йоллиғанларни қанун бойичә бир тәрәп қилидиған” лиқини агаһландурған иди.

Радийомизниң йеқиндин буян үрүмчи,хотән, қәшқәр қатарлиқ җайларға қаратқан телефон зиярәтлиримиздин җайларда үндидар қатарлиқ иҗтимаий учур васитилирини ишлитиш тосқунлуққа учрап келиватқанлиқи дәлилләнгән иди. Әқлий иқтидарлиқ янфон ишләткәнлики яки үндидар арқилиқ достлар чәмбирикигә миллий вә диний мәзмундики учур, қисқа мақалиләрни йоллиғанлиқи сәвәблик аваричиликкә учриған уйғур яшлириниң бир қәдәр көп икәнлики мәлум.

Бу һәқтә илгири радиомизда хәвәр қилғинимиздәк, 2015‏-йили 7-айниң ахири ават наһийәлик сот мәһкимисиниң аталмиш “миллий бөлгүнчилик вә диний әсәбийлик” бойичә 30 нәччә уйғур гумандар үстидин һөкүм елан қилғанлиқи мәлум. Инкасларға қариғанда буларниң ичидә 3 нәпәр оқуш йешидики яш телефонда “қанунсиз диний мәзмундики учурлар” ни тарқатқанлиқи яки көргәнлики сәвәблик алдиға 15 йиллиқ, кейинкилиригә 3 йил 6 айлиқ қамақ җазаси берилгән.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди уйғур аптоном районлуқ алақә тори учурлири ишханиси мудири ло фуюңниң доклатиға инкас қайтуруп: “хитай һөкүмити әзәлдин уйғурларниң интернет учур васитилиридин пайдилинишиға һәр йосунда тосқунлуқ қилип кәлди, йеқинқи йилларда алаһидә қанун, сиясәтләр арқилиқ интернет саһәсидә уйғурларни бастуруш техиму системилашти. Хитай һөкүмити бу хил қаттиқ қамал қилиш арқилиқ уйғурларниң хитай һөкүмити тарқатқан тәшвиқат учурлардин башқа тәрәпсиз учурларға игә болушини тосса, йәнә бир тәрәптин районда йүз бәргән вәқәләр вә униң бастурулуш җәрянини хәлқарадин йошурушқа тиришмақта, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики тор бәт вә тор бәт қолланғучилириға қаратқан қамали хитай өлкилиридинму еғир шундақла уйғурларниң вәзийити йилдин йилға начарлашмақта” дәп көрсәтти.

Дилшат ришитниң қаришиғичә: хитайниң “диний ашқунлуқ” ни бастуруш баһанисидә интернет вә учур саһәсини қаттиқ назарәт қилиши вә қаттиқ бастурушиниң әсли мәқсити уйғурларниң демократик әркинлик вә етиқад һоқуқлирини тәләп қилиштин ваз кәчкүзүш, түрлүк чәклимә, қанунлар билән уйғурларниң учур игилиши вә тарқитишини контрол қилишиниң өзидинла хитайниң интернет учур саһәсигә болған әндишисини, өзигә болған ишәнчиниң аҗизлиқини көрүвалғили болиду, гәрчә хитай һөкүмити интернет саһәсидики қамалини қанчә күчәйтсиму, уйғурларниң демократик әркинликкә еришиш арзусини, етиқадини һәр қандақ усул билән бастуруп болалмайду, әксичә уларниң әркинлик арзусиниң техиму күчийишигә түрткә болиду.

Әркинлик сарийи йеқинда елан қилған 2015-йиллиқ интернет әркинлики доклатида хитай бу йилму интернет әркинлики әң начар дөләт дәп баһалинип иран вә сүрийәниң кәйнигә тизилған иди, хитайдики интернет чәклимә дәриҗиси 2014-йилдикидинму чекингән болуп, әркинлик сарийиниң доклатида, хитай интернеттики “сиясий, иҗтимаий мәзмунлар чәклинидиған, тор язғучилири қолға елинидиған, ахбарат әркин болмиған” дөләт дәп көрситилгән.Хитайниң тор бихәтәрлики баһанисидә сөз, мәтбуат, учур -алақә вә диний әркинликкә чәклимә қоюватқанлиқи һәмдә террорлуққа қарши туруш баһанисидә уйғурларни бастуруватқанлиқиму хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғаватқан негизлик мәсилиниң бири болуп кәлмәктә.

Уйғурларниң интернет учур әркинликиниң барғанчә начарлишиватқанлиқиға диққәт қиливатқанлиқини баян қилған хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң асия ишлири мудири т. Кумар әпәнди: “хитай дунядики интернет әркинлик вәзийити әң начар дөләт болуп кәлмәктә, биздә техиму зор әндишә қозғайдиғини хитай һөкүмитиниң интернет саһәсиниму уйғурларниң диний етиқад әркинлики вә кишилик һоқуқини бастурушниң қоралиға айландурувелиши, хитай һөкүмити бу һәқтә изчил хәлқаралиқ тәшкилатлар җүмлидин хәлқара кәчүрүм тәшкилатимизниң тәнқидигә учрап келиватқан болсиму, бу саһәдә һечбир илгириләш һасил қилмиди” дәп тәнқид қилди.

Т. Кумар әпәнди йәнә хәлқара җәмийәтниң хитайниң бу хил интернет контроллуқиға қарши алалайдиған тәдбири һәққидә пикир баян қилип “уйғурларниң вәзийити начарлашмақта, биз дуняда инсан һәқлирини илгири сүрүш үчүн хизмәт қиливатқан тәшкилат болуш сүпитимиз билән хитай билән тор учур саһәсидә һәмкарлишиватқан барлиқ ширкәтләрни хитайниң интернеттин пайдилинип кишилик һоқуқни, уйғурларниң диний әркинликини бастурушиға техника җәһәттин ярдәм қилмаслиққа, һәмкарлашмаслиққа агаһландуруш билән тәң, һәр қайси һөкүмәтләрни хитайниң интернеттин пайдилинип уйғурлар вә башқиларниң һәқ-һоқуқлирини бастурушини тохтитишни тәләп қилип, тегишлик дипломатийә тәдбирлирини қоллинишқа чақиримиз.” деди.

Йеқинда уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик тармақлири, дөләт бихәтәрлики вә иҗтимаий муқимлиқни қоғдаш үчүн тор башқурушни күчәйтиш вә қанунға хилап җинайи һәрикәтләргә зәрбә бериш вә униң алдини елиш һәққидә омумий уқтуруш тарқатқан болуп, үндидар, микроблог қатарлиқ алақә торидин пайдилинип зораванлиқ, террорлуқ учури тәйярлаш, көпәйтиш, елан қилиш, тарқитиш, сақлаш қатарлиқларни садир қилғанларға әң юқири болған йәттә йиллиқ муддәтлик қамақ җазаси көридиғанлиқини җакарлап, бу йәрлик мизанини 2015‏-йили 1‏-ноябирдин башлап рәсмий йолға қойған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.