Хитайниң уйғурларниң интернет алақисини қаттиқ контрол қиливатқанлиқи тәнқид қилинди
2014.03.13
Чеграсиз мухбирлар тәшкилати 2014-йиллиқ тор учур әркинлик доклатида хитайниң уйғур тор әркинликини техиму техиму қаттиқ қаттиқ контрол қиливатқанлиқини тәнқид қилди. Доклат 12-март елан қилинди.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилати өзиниң 2014-йиллиқ тор әркинлик доклатида, дөләтлик тор учур ишханиси (SIIO) ниң “сәддичин тосмиси” тор контрол системиси арқилиқ пүткүл хитайниң тор учурини контрол қиливатқанлиқини, шуниң билән биргә, униң бәзи районларға пәрқлиқ муамилә қилидиғанлиқи, болупму тибәт, уйғур или вә ички моңғул қатарлиқ аптоном районлардики тор учур алақисини техиму қаттиқ контрол қилидиғанлиқини көрсәтти.
Доклатта көрситишичә, хитай дөләтлик тор учури ишханиси дунядики әң мәркәзләшкән тор ахбарат контрол оргини болуп, у учур контрол қилиш вә тәшвиқат елип бериш функсийисигә игә болуштин башқа, тор мулазимитигә алақидар қаидә-түзүмләрни чиқириш функсийисигә игә.
Доклатта, тор чәклимиси тибәт ички, моңғул вә шинҗаң қатарлиқ “аптоном районлар” да башқа өлкиләргә қариғанда техиму җиддий вә техиму изчил йолға қоюлмақта. Бу районларда “твиттер”, “фейисбок” қатарлиқ иҗтимаий таратқулар чәкләнгән болуп, васитилик йоллар арқилиқ тор чәклимисидин атлап өтүп бу иҗтимаий таратқу васитилиригә кириш техиму хәтәрлик, дәп көрсәткән.
Доклатта йәнә, бу районлардики тор тезликиниң бейҗиң, шаңхәй қатарлиқ чоң шәһәрләргә қариғанда икки һәссә асти икәнлики әскәртилип, тор сүрити шаңхәй, бейҗиң қатарлиқ шәһәрләрдә 4 мига бит болсиму, бирақ бу районларда 1.5 Мига биткә йәтмәйдиғанлиқи, шуниң билән биргә, учур мәзмуниға қаритилған контроллуқ техиму қаттиқ, микро блогчиларға қаритилған муамилә техиму қопал икәнликини билдүргән.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң асия ишлириға мәсул хадими бенҗамин исмаил, хитай даирилириниң уйғур елидә торнила әмәс, 3 хил күчләргә қарши турушни баһанә қилип, бу райондики хәлқниң барлиқ һәрикитини назарәт қиливатқанлиқини билдүрди.
У: бундақ контрол қиливатқанға узун йиллар болди. Бу районлар ноқул учур әркинлики яки тор чәклимиси җәһәтләрдә техиму қаттиқ сиясәткә дучар болупла қалмиди. Һалбуки, улар һөкүмәт тәрипидин йолға қоюлған техиму кәң даирилик ички сиясәтниң чәкләш обйектиға айланди. Сизниң “3хил күчләр” һәққидики тәбирдин хәвириңиз бар. Бейҗиң тәрипидин оттуриға қоюлған бөлгүнчилик, террорлуқ һәққидики бу тәбир уйғур илидики аһалигә тәтбиқлинип, бу районни техиму қаттиқ контрол қилиш, техиму қаттиқ бастуруш вә техиму қаттиқ йетим қалдурушниң баһаниси қилип қолланди. Тибәт вә шинҗаңда торға улиниш чиқиш техиму мурәккәп. Бәзи җайларда аһалиниң торға улиниш имканийити чәклик, дәп көрсәтти.
Бинямин исмаил йәнә, уйғур елидә пуқраларниң тордики паалийити, кимлики, уларниң қандақ учурларни йоллаватқанлиқи вә қандақ учурға еришиватқанлиқи назарәт қилинидиғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: тордашларниң кимлики қаттиқ назарәт қилинип, уларниң һәр бир һәрикити контрол қилиниду, улар бир туташ торға кириш мәшғулийити беҗириши керәк. Бу даириләргә тордашларниң торға киргәндә қандақ тор бәтлирини зиярәт қилғанлиқи, қандақ мәзмундики материялларни чаплиғанлиқи яки йоллиғанлиқини контрол қилишқа қулайлиқ яритип бериду. Бу һәқиқәтән интайин қаттиқ контроллуқ шундақла мәзкур райондики һәрқандақ пуқраға үчүн еғир тәһдит.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилати доклатида йәнә, хитай даирилириниң уйғур өктичи зиялийси, тор башқурғучи илһам тохтини тутқун қилғанлиқини символлуқ вәқә, дәп көрсәткән.
Хитай һөкүмити илһам тохтини илгири бир нәччә қетим нәзәрбәнд қилип қоюп бәргән болсиму, бирақ бу йил 15-январ уни йәнә тутқун қилип, йеқинда бөлгүнчилик билән әйиблигән иди.
Бинямин исмаил илһам тохтиниң сиясий мәһбус яки виҗдан мәһбуси икәнликини әскәртип, даириләрниң униңға тутқан муамилиси қобул қилмайдиғанлиқини билдүрди.
У: биз илһам тохтини бир сиясий мәһбус яки виҗдан мәһбуси, дәп қараймиз. У иқтисадий пәнләр оқутқучиси, микро блогчи вә журналист. У узун йиллардин бери өз хәлқиниң һоқуқини қоғдап кәлгән. У, тинчлиқ вә диалог тәшәббусчиси. У йәнә, пуқралар әркинликини қоллап, у тоғрулуқ муназирә қозғап кәлгән илмий хадим. Бирақ, у һечқачан даириләр тәрипидин қобул қилинмиди. Даириләрниң илһам тохтиға тутқан муамилиси қобул қилинмайду. Униң бейҗиңдики өйидә қолға елинип хели узун вақитқичә аилисигә һечқандақ хәвәр берилмәслики, хитай җ х органлириниң уни уйғур илиға өткүзүп берип, униң қәйәргә соланғанлиқини елан қилмаслиқи әмәлийәттә гөрүгә тутувалғанлиқ вә мәҗбури из-дерәксиз йоқатқанлиқ, дәп көрсәтти.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилати доклатида йәнә, хитай даирилириниң конкрет иҗтимаий вәқәләрдә торни контрол қилишни күчәйтидиғанлиқини тәнқидләп, хитай даирилириниң бу хил вәқәләрдә даим уйғур тор бекәтлирини тақайдиғанлиқини билдүрди. Униң 2009-йили “5-июл вәқәси” дә “диярим”, “улиниш”, “шәбнәм” қатарлиқ әң даңлиқ тор бәтлирини өз ичигә алған мутләқ көп қисим уйғур тор бәтлирини тақиғанлиқини тәнқидләп, шу йили уйғур тор бекәтлириниң 85% тақиветилгәнликини илгири сүрди.
Бенҗамин исмаил, хитай даирилириниң бу қетим 1-март “кунмиң вәқәси” дә охшашла учурни контрол қилғанлиқини тәнқид қилди. Хитай һөкүмити “кунмиң вәқәси” гә алақидар барлиқ учурни қаттиқ контрол қилип, вәқәниң террорлуқ һуҗум икәнликини испатлайдиған һечқандақ маддий пакит елан қилип бақмиған. Нәтиҗидә бу һәр хил гумани соалларни пәйда қилған иди.
Хитай ахбарати пәйшәнбә күни йүннән сақчи даирилириниң сөзини нәқил кәлтүрүп, күнмиң пойиз истансисиға һуҗум қилған 8 кишиниң 3 нәпири вәқә йүз бериштин икки күн аввал қолға қолға елинғанлиқини ашкарилиған. Бу тор җамаәт пикридә бу вәқәниң һәқиқий әһвалиға алақидар гуманларни техиму күчәйткән.
Хитай һөкүмити илгири һуҗумға қатнашқан 8 кишиниң 4 нәпири етип ташланғанлиқи, бир аялниң ярилинип қолға елинғанлиқини, һуҗумға қатнишип қечип кәткән 3 кишиниң тирик қолға чүшкәнликини билдүргән иди.
Бенҗамин исмаил: улар бу қетим күнмиң һуҗум қилиш вәқәсидә ахбарат васитилиригә йолйоруқ берип, пәқәт шинхуа агентлиқиниң хәвирини көчүрүп ишлитишни тәләп қилди. Тәшвиқат бөлүми һәқиқий ахбаратчилиқ нуқтисида туруп вәқә тоғрулуқ хәвәр беришкә йол қоймиди, дәп көрсәтти.