Или дияридики уйғурлар: “ишқа орунлаштуруш” -сиясий тәшвиқат
2017.03.16
Хитай таратқулириниң йеқинқи тәшвиқатлирида “уйғур районидики муқимлиққа капаләтлик қилишта, намратлиқ вә ишсизлиқни түгитиш” шоари оттуриға қоюлуп, йәрлик һөкүмәт органлириниң бу җәһәттики тиришчанлиқи хәвәр қилинмақта.
15-Марттики или гезитидә или областлиқ һөкүмәтниң бу йиллиқ намратлиқтин қутулуш сәпәрвәрлик йиғинида нуқтилиқ һалда или йезилиридики намрат деһқанлар вә алий мәктәпләрни түгитип ишсиз туруватқан яшлар мәсилисини һәл қилиш тәкитлигәнлики тилға елинған. Әмма, радийомиз зияритини қобул қилған илидики уйғурлар даириләрниң аталмиш “намратлиқтин қутулдуруш вә ишқа орунлаштуруш” шоариниң сиясий тәшвиқат икәнликини билдүрди .
Хитайниң или гезитиниң 13-марттики санида, дүшәнбә күни или областида “намратлиқни түгитиш баһар шамили” паалийити елип берилғанлиқи хәвәр қилинди. Хәвәрдә мәзкур паалийәттә нилқа наһийиси қатарлиқ шәрқий 5 наһийәдики намрат деһқан-чарвичиларға иқтисадий ярдәм бериш вә райондики алий мәктәпни түгитип иш күтүп туруватқан яшлардин или районида йеңидин қурулған ширкәтләргә 4500 кишини орунлаштуруш хизмити елип берилғанлиқи хәвәр қилинди.
Мәлум болушичә, йеқиндин буян уйғур диярида елип бериливатқан бу хил түрдики паалийәтләр йәнә, хитай таратқулиридин “шинҗаң гезити”, “шинҗаң телевизийиси”, хәлқ гезити қатарлиқлардиму хәвәр қилиниватқан болуп, хитай һөкүмәт таратқулирида, уйғур дияриниң һәрқайси җайлирида “намратлиқтин қутулуш, ешинча әмгәк күчи болуп туруватқан ишсиз яшларни ишқа орунлаштуруш” паалийәтлири елип берилип, райондики муқимлиққа асас селиниватқанлиқи һәққидики хәвәрләр көпәйди.
Әмма или дияридин радийомиз зияритини қобул қилған уйғурлар, радийо-телевизийә, гезитләрдики аталмиш, “намратлиқни түгитиш, ишқа орунлаштуруш” шоарлириниң әмәлийәттә сиясий тәшвиқат икәнликини билдүрүп, райондики иқтисадий тәрәққият мәнпәәтидин бәһримән болғучиларниң әмәлийәттә хитай ширкәтлири вә көчмәнлири икәнликини билдүрди.
Таратқулардики бу хил хәвәрләргә ишәнмәйдиғанлиқини билдүргән бир ханим, өз наразилиқини ипадиләп, мундақ деди: “алий, оттура техникомларни түгәткән миллийлар чәткә қеқиливатиду, мушу кәмгә кәлгүчә андақ ишқа орунлаштурдуқ, мундақ ишқа орунлаштурдуқ дәп тәшвиқ қилғанлириниң һәммиси ялған. Аз санлиқ милләтләр нахша ейтип, усул ойнап уларни қарши елип турғини болмиса, башқа йүрәк садасини әкс әттүргүдәк әһвали йоқ .Андақ өй селип бериватимиз, мундақ ярдәм қиливатимиз дегәнлириниң йүзни десә униң ичидә аран 10 ишни қилип бериватиду.”
Или гезитидә елан қилинған хәвәрдә йәнә, йеқинқи бирқанчә йилдин буян или диярида қурулған хитай кан ширкәтлириниң районниң иқтисадий тәрәққиятида түрткилик рол ойниғанлиқи тилға елинип, 13-март күни өткүзүлгән алий мәктәп түгитип ишқа орунлишишни күтүп турған яшлар үчүн, или районида йеңидин қурулған ширкәтлиригә хизмәтчи қобул қилиш паалийитидә 3000 нәпәр яшниң ширкәтләр билән көрүшүп, улардин 2600 нәпириниң нәқ мәйданда әмгәк тохтами имзалиғанлиқи хәвәр қилинди.
Илидики хитай ширкәтлириниң деһқанларниң йәрлирини игиливелиш һесабиға қурулған болсиму, әмма хитай ширкәтлиридики иш пурсәтлиридин уйғурларниң бәһримән болалмиғанлиқини, иш пурсәтлириниң хитай көчмәнлиригә бериливатқанлиқини билдүргән бу ханим, өз наразилиқини ипадиләп мундақ деди: “йәрлирини сетишқа мәҗбур болған деһқанлар, иш пурсити йоқ бикарчилиқта күн өткүзүватиду. Қорсақ ечиватқан, әмма ишләй десә иш йоқ. Ширкәтләр иш орунлириниң һәммисигә хитайларни әкелип толдурувәтти. Уйғурларға йол йоқ, орун йоқ. Оқуш пүттүргән уйғурларға хәнзучини билмәйдикәнсән дәп турувалиду. Хәнзучини билгәнләрниң ичидиму йүздин бири, һәтта миңдин бири анчә-мунчә төвән дәриҗилик хизмәтләргә орунлишип қалиду. Әһвалимиз мана шу.”
Мәлум болушичә, или диярида қурулуватқан хитай ширкәтлириниң зор көп қисми 2010-йилдики аталмиш “шинҗаң хизмәт йиғини”дин кейин қурулған.
“шинҗаңға ярдәм” намида ғулҗа наһийисигә йәрләшкән “чиңхуа көмүр ширкити” мәзкур наһийидики илгирики пиличи хаң намидики көмүр канни 2010-йили өткүзүвалған болуп, әйни чағда, ғулҗа наһийисиниң пиличи хаң көмүр кениға йеқин йезилиридин илгирики пәнҗим йезисиға қарашлиқ қараяғач кәнти, ноғайту кәнти, чолуқай, турпанйүзи йезилиридики деһқанларниң зор көләмдики йерилғу йәрлири вә мевилик бағлири мәҗбурий һалда “чиңхуа көмүр ширкити” гә әрзан баһада сетип берилгәнлики мәтбуатлардин мәлум болған иди.
Илгири радийомиз зияритини қобул қилған бир деһқан өзиниң йезилиқ һөкүмәт вә наһийилик һөкүмәтниң мәҗбурлиши билән йәрлирини чиңхуа ширкитигә мәҗбурий сетип бәргәнликини билдүргән иди.
Мәзкур йезидин телефон зияритимизни қобул қилған, әмма кимликини ашкарилашни халимиған бир нәпәр йеза кадири, йәрлирини хитай ширкәтлиригә сетип бәргән деһқанларниң сетип берилгән йәрлириниң аз-көплүкигә қарап һәр йили мәлум миқдарда толуқлима ярдәм намида төләм пулға еришип келиватқан болсиму, әмма йәрлири вә бағлиридин айрилған деһқанларниң йәнила иқтисадий қийинчилиқи барлиқини, алий мәктәпләрни түгитип кәлгән оқуғучиларниң бир қисми йеза, кәнтләрдә төвән маашлиқ кәнт кадири қатарлиқ хизмәтләргә орунлаштурулған болсиму, йәнила зор көпчилик яшларниң хизмити йоқлуқини, өзиниңму иш күтүп туруватқан бир оғлиниң барлиқини билдүрди.
Ғулҗа наһийилик һөкүмәттин зияритимизни қобул қилған бир нәпәр хитай кадир, нөвәттә ғулҗида елип бериливатқан “намратларға ярдәм бериш, ишқа орунлаштуруш” паалийәтлириниң әмәлийәттә районниң муқимлиқи үчүн елип бериливатқан муһим хизмәтләрниң бири икәнликини тәкитләп, “ғулҗида һазир барлиқ тиришчанлиқ билән вәзийәтниң муқим болушиға капаләтлик қилиниватиду. Баһар шамили паалийитиму әнә шу муқимлиқ хизмитиниң бири. Йезиларға ярдәмгә әвәтилгән һөкүмәт кадирлириниңму асаслиқ хизмити муқимлиққа капаләтлик қилиш. Ишсиз қалған йеза яшлири ишқа орунлаштурулуватиду. Намрат деһқанларға ярдәм бериливатиду” деди.
Хитай таратқулирида тәшвиқ қилиниватқан “уйғур районидики муқимлиққа капаләтлик қилишта, намратлиқ вә ишсизлиқни түгитиш” тәшвиқати, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчилириниң җиддий диққитини қозғиди вә тәнқидигә учриди.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди, хитай һөкүмитиниң бу хил “муқимлиқни әмәлгә ашурушниң капалити намратлиқни түгитиш вә ишсизлиқни һәл қилиш” шоари бир тәрәплимә, ялған тәшвиқат болғини үчүн, уйғурларниң бу хил ялған тәшвиқатларға ишәнмәйдиғанлиқини билдүрүп, уйғурлардики намратлиқ вә ишсизлиқни кәлтүрүп чиқарған һәқиқий сәвәбниң, әмәлийәттә уйғурларниң сиясий һоқуқтин вә иқтисадий тәрәққияттин мәһрум қелиши, өз земинидики һоқуқсизлиқ мәсилиси икәнликини тәкитләп,хитай һөкүмитиниң һазир бу негизлик мәсилидин өзини қачуруватқанлиқини, шуңа райондики наразилиқ кәйпияти вә қаршилиқ һәрикәтлириниң барғанчә күчийип бериватқанлиқини агаһландурди.