Уйғур анилар: “балилар ишсиз, ишқа орунлашқанларму әң төвән ишларда”
2016.09.08

2-Сентәбир тәңритағ торида берилгән бир хәвәрдә, бу йил 80 миңға йеқин студентниң оқуш пүттүргәнлики, улардин һазирғичә 45 миңдин артуқиниң ишқа орунлишип болғанлиқи илгири сүрүлгән. Әмма радийомиз игилигән әһваллардин, 2012-йилдин буян йолға қоюлған һәр бир аилидин бир адәм ишқа орунлаштуруш бәлгилимисигә асасән, бирқанчә йиллардин буян иш күтүп турған бир түркүм уйғур яшлириниң йеза, кәнтләрдә кәнт кадири, сақчи, ярдәмчи сақчи, аманлиқ қоғдиғучи, тазилиқ ишчиси, ашхана-ресторанларда күткүчи қатарлиқ өз кәспидин пүтүнләй ят болған хизмәтләргә орунлашқанлиқи, 2014-йилдин кейин оқуш түгәткән студентлар болса қайта тәрбийилиниш намида хитай өлкә, шәһәрлири вә яки өз юртлирида һәр хил курсларға қатнишиватқанлиқи мәлум болди.
Өткән һәптә, хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридә уйғур елида бу йил оқуш пүттүргән студентларниң 57% ниң ишқа орунлаштурулғанлиқи хәвәр қилинди. Әмма тәңритағ торида елан қилинған мәзкур хәвәрдә, уйғур вә башқа йәрлик милләт оқуғучилириниң зади қанчилик нисбәтни игиләйдиғанлиқи һәққидә ениқ санлиқ мәлумат берилмигән.
Радиомиз илгири игилигән әһваллардин, пәқәт уйғур дияриниң қаримай шәһиридила 2000-йиллардин буян университетларни түгәткәндин кейин, ишқа орунлишалмиған студентларниң 2013-йили 6-айға қәдәр 6000 дин ашқанлиқи инкас қилинған иди.
Уйғур аптоном район даирилири өткән һәптә елан қилған, бу йил уйғур диярида университет түгәткән оқуғучиларниң йеримидин көпрәкиниң ишқа орунлашқанлиқи һәққидики хәвәрдин кейин, қаримай шәһиридики яшларниң ишсизлиқ мәсилисидә қандақ өзгириш болғанлиқини игиләш үчүн қаримай шәһиригә телефон қилип әһвал игилидуқ.
Қаримайдин зияритимизни қобул қилған бир ханим, бирқанчә йил илгири қаримай шәһиридин 10 нәччә нәпәр ата-аниниң балиларниң ишсизлиқ мәсилиси тоғрилиқ әрз қилип, бейҗиңға қәдәр барған болсиму, әмма бирқанчә йилдин буян қаримайдики яшларниң ишсизлиқ мәсилисиниң йәнила һәл болмай кәлгәнликини билдүрди.
2013-Йили яз пәслидә ишсиз қалған балилирини ишқа орунлаштурушни тәләп қилип, хитай пайтәхти бейҗиңға қәдәр әрз қилип барған қаримайлиқ анилардин бирәйлән зияритимизни қобул қилип, нөвәттә қаримай шәһиридә парихорлуққа зәрбә бериш намида нефит саһәсидики бәзи әмәлдарлар җазаланған болсиму, қаримайдики йәрлик хәлқни үзлүксиз нарази қилип келиватқан, зор түркүмдики университет оқуғучилириниң хизмәт мәсилиси йәнила һәл болмиғанлиқини, өзиниң төт балисиниң һелиму ишсиз икәнликини билдүрди.
Бу ханим йәнә һөкүмәт даирилири тәшвиқатидики “ишқа орунлашти” дегән студентларниң көп қисминиң әмәлийәттә “тәклип қилип ишлитиш” намидики вақитлиқ ишларға орунлаштурулғанлиқини, университетни түгитип келип мәлум башланғуч мәктәптә вақитлиқ ишләватқан қизиниңму бу йил 9-айдин башлап мәктипидә оқутқучилар қисқартилғини үчүн йәнә ишсиз қалғанлиқини билдүрди.
Бу ханим йәнә, қаримай нефитликидики техникилиқ иш орунлириға, юқири мааш вә һәқсиз өй бериш шәрти билән хитай өлкилиридин “техник ишчилар” намида йөткәп келиниватқан хитай көчмәнлириниң емтиһансиз орунлаштурулуватқанлиқини, әксичә илгири қаримайни ечиш вә бу нефит шәһириниң қурулуши үчүн бәдәл төлигән уйғурларниң әвладлири болған уйғур студентлириниң болса, түрлүк емтиһанлар тосалғуси билән ишсиз қеливатқанлиқиға наразилиқини билдүрүп, бу әһвалниң яхшилинишиға қарита қаримай һөкүмәт даирилиридин йәнила үмид күтидиғанлиқини билдүрди.
Биз қаримай шәһәрлик һөкүмәт, қаримай шәһәрлик әмгәк идариси вә маарип идарилиригә телефон қилип, университет түгәткән оқуғучиларниң ишқа орунлишиш әһвалини игиләшкә тиришқан болсақму, әмма бу идариларға урған телефонлиримиз җавабсиз қалди.
Уйғур елиниң или дияридин зияритимизни қобул қилған йәнә бир ханим, ғулҗа шәһиридә икки йилдин буян “һәр бир аилидин бир адәмни ишқа орунлаштуруш” намида, һөкүмәт хадимлири өй-өйләргә кирип университет түгитип кәлгән яшларни тизимлаш ишини башлиған болсиму, әмма или диярида йәрлик уйғур қатарлиқ милләтләрдин болған яшларниң ишқа орунлишиш нисбитиниң йәнила төвәнликини билдүрди.
Бу ханим һөкүмәтниң “ишсиз яшлар ишқа орунлашти” дегәндәк хәвәрлири һәққидә тохтилип, аталмиш иш пурсәтлириниң әмәлийәттә йеза, кәнтләрдики аманлиқ сақлаш хадимлири, сақчиханилардики ярдәмчи сақчи, тазилиқ ишчиси, ресторан күткүчиси дегәндәк ишлар икәнлики, мәктәпләр қош тиллиқ қиливетилгини үчүн уйғур оқутқучилар қисқартилип, орниға хитай өлкилиридин“шинҗаңға ярдәм” намида кәлгән хитай студентларниң оқутқучи қилип ишқа елиниватқанлиқи, 19 өлкиниң ярдими намида или диярида йеңидин қурулған хитай ширкәтлири вә канларға йәнила хитай көчмәнлириниң “техник ишчилар” дегәндәк намларда ишқа орунлаштурулуватқанлиқи қатарлиқ әһвалларни билдүрди.
Уйғур дияридики йәрлик хәлқләрниң ишқа орунлишиш әһвали һәққидә кейинки программилиримизда хитай һөкүмәт даирилириниң инкаслирини давамлиқ игиләп диққитиңларға сунушқа тиришимиз.