Қәшқәр су ишлири идарисидики уйғур хизмәтчиләрниң 15 пирсәнти йиғивелиш лагериға соливелинған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.03.06
lager-atush-lazimetlik-uchun-kelgenler.jpg Лагердики туғқанлириға нәрсә-керәк әкелип бериватқанлар тизилип тәкшүрүштин өтмәктә. 2018-Йили 3-декабир, атуш.
AP

Түркийәдики уйғур паалийәтчилири  өткән җүмә күни толуқлиған тутқундики зиялийлар тизимликидә қәшқәр шәһәрлик су ишлири идарисиниң мәмтили ваһап қатарлиқ 6 хизмәтчисиниң йиғивелиш лагерида икәнлики қәйт қилинған. Мухбиримизниң бу йип учиға асасән қәшқәрдики алақидар сиясий қанун тармақлириға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида, мәзкур учурниң тоғрилиқи дәлилләнди. Вәзийәттин хәвәрдар кишиләр йәнә мәзкур су ишлири идарисидә 50 нәччә ишчи-хизмәтчи барлиқи, лагерға әкетилгән ишчи-хизмәтчиләрниң омуми уйғур ишчи-хизмәтчи саниниң 15 пирсәнтини игиләйдиғанлиқини мәлум қилди.

Түркийәдики паалийәтчи абдувәли аюпниң тутқундики зиялийлар тизимликидә мәмтили ваһап, әкбәр әмәт, турғун асим, нурмәмәт нияз, абдоғопур турсун, сабирҗан һамут қатарлиқ 6 кадирниң нөвәттә йиғивелиш лагерида икәнлики қәйт қилинған.

Биз, бу учурниң тоғра-хаталиқини айдиңлаштуруш үчүн аввал қәшқәр шәһәрлик әдлийә идарисигә телефон қилдуқ. Алақидар хадимлар бу һәқтә учур бериштин изчил һалда өзини қачурди. Тутқундики зиялийлар тизимликидә мәзкур 6 тутқунниң 30 яш билән 54 яш арисида икәнлики баян қилинған. Тизимликтә мәзкур 6 тутқунниң исимлики елан қилинғандин кейин, қәшқәр вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бири радийомизға учур йоллап, тутқун турғун асимниң техник мудир икәнлики, сабир һамутниң болса пенсийәдә икәнликини мәлум қилди.

Изчил елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида, қәшқәрдә сиясий-қанун саһәсидә хизмәт қиливатқан бир хадим, қолидики архипларға асасән, қәшқәр су ишлири идарисидин 6 нәпәр хадимниң лагерда икәнликини дәлиллиди.

Өткән йилниң бешида игилигән учурлиримизда қәшқәрдә 120 миң кишиниң лагерда икәнлики ашкариланған; хотәндики бир кәнт секретари өзлиригә аһалиләр нопусиниң 40 пирсәнтини “тәрбийәләш” кә апириш һәққидә юқиридин уқтуруш чүшкәнликини ашкариланған иди. Қәшқәр вәзийитидин хәвәрдар киши су ишлири идарисидики тутқунлар һәққидә радийомизға йәткүзгән мәлуматида, тутулғанларниң мәзкур идаридики уйғур ишчи-хизмәтчиләр саниниң 15пирсәнтини игиләйдиғанлиқини әскәрткән. Сиясий-қанун саһәсидики вәзипидар хадимму, су ишлири идарисидики омуми ишчи-хизмәтчи саниниң 60 чә икәнлики, буниң 40 қа йеқининиң уйғурлар икәнликини тилға алди. Зиялийлар тизимлики вә вәзийәттин хәвәрдар кишиниң мәлуматида, мәзкур 6 нәпәр хадимниң конкрет қандақ сәвәб яки баһанә билән тутулғанлиқи баян қилинмиған. Мәзкур мәсул хадим, бу 6 хадимдин бир қисминиң телефонидин чиққан мәсилә сәвәблик тутулғанлиқини ашкарилиди.

Вәзийәттин хәвәрдар киши радийомизға йоллиған учурида, мәзкур су ишлири идариси кәспий җәһәттин сиясий вә мәдәнийәт паалийәтлиридин нисбәтән йирақ болғанлиқи үчүн, уйғур хизмәтчиләр саниниң 15 пирсәнтиниң тутулғанлиқини, башқа назук саһәләрдә болса тутқунлар нисбитиниң техиму юқири икәнликини илгири сүргән. Илгирики ениқлашлиримизда қәшқәр уйғур нәшрияти хизмәтчилириниң 30пирсәнтиниң тутқунда икәнлики ашкариланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.