“йүрикимиз қан йиғлайду” : лагер мәһбуслириниң паҗиәлик кәчмишлири (3)
2018.10.05
Ундақта бу лагерлар зади қандақ җай? бу йәргә бәт қилинған кишиләр қандақ қисмәтләргә дучар болиду? уларниң у йәрдики бир күни қандақ өтиду? лагерлар хитай һөкүмити илгири сүрүватқандәк “тәрбийиләш орни” му? биз бу соалларға җаваб тепиш үчүн бу хилдики лагерларға бир мәзгил қамалғандин кейин башқа әлләргә йәрләшкән бир қисим уйғурларни зиярәт қилдуқ. Бүгүн аңлайдиғиниңлар мәзкур сөһбәт асасида қисқартип тәйярланған мәхсус видейо программисиниң аваз қисми.
Бу нөвәтлик программимизда аңлайдиғиниңлар, биз зиярәт қилған уйғурларниң лагерларда тартқан хорлуқлири тоғрисидики баянлириниң интайин аз бир қисмила халас. Бу программимиз әсли филим шәклидә тарқитилған болсиму, бу филимда зияритимизни қобул қилған сабиқ лагер мәһбуслириниң түрмә вә лагер һәққидә ейтқанлири охшимайдиған нуқтидин йорутулған болғачқа биз буни радио программиси шәклидиму беришни тоғра таптуқ.
Бу видейо программисида тунҗи болуп зиярәт қилинғучи хотәндә йерим йилдин артуқ тутқунлуқ һаятини бешидин кәчүргән диний зиялий абдусалам муһәммәт. У өз кәчмишлирини толиму образлиқ баян қилди.
Биз сөһбәт өткүзгүчиләр арисида йәнә 20 нәччә яшлар чамисидики бир уйғур қизиму бар иди. У өз кимлики, һәтта авазиниму йошурун тутуш шәрити билән зияритимизни қобул қишқа қошулди, шуңа биз униң ейтқанлирини башқиларниң авази арқилиқ баян қилишқа мәҗбур бөлидуқ.
Нөвәттә аңлаватқиниңлар уйғур содигәр яшниң баянлири, у илгири кейин болуп икки қетим түрмигә ташланған. Ахирқи қетим йәни 2017 йили баһарда бир айдәк түрмигә қамалғандин кейин қоюветилгән. У ниң түрмә кәчмишлириму охшашла йиргинчлик.
Программимизниң қисқартилған қисми мушуниң билән ахирлашти. Биз келәр қетимқи программимизда йәнә “йүрикимиз қан йиғлайду” темисида давам қиливатқан сөһбәт хатирисиниң 3-қисмини аңлитишни давамлаштуримиз.