Лагерға ташланған чәтәл пуқраси: гүлбаһар җелилова лагерда көргән қара күнләр
2018.12.19
Гүлбаһар җелилованиң лагер һаяти (1)
Буниңдин 20 йиллар аввал йолдишидин аҗришип, икки қиз, бир оғул, җәмий 3 пәрзәнтини ялғуз беқип чоң қилишқа мәҗбур болған қазақистанлиқ уйғур гүлбаһар җелилова, чегра содиси билән алмутадин ғулҗа, үрүмчи вә хитайниң йиву, гуаңҗу қатарлиқ шәһәрлиригә кирип-чиқип турған иди. Гүлбаһар ханимниң ейтишичә, у 2017-йили 5-айниң 21-күни қайта үрүмчигә кәлгинидә болса, қара басқандәк өзи һечқачан ойлапму бақмиған ишлар йүз бәргән, йәни хитай сақчилири уйғур елидә уруқ-туғқанлириму болмиған, қазақистанда туғулуп өскән гүлбаһар җелиловани үрүмчигә чүшкән күниниң әтиси әтигәндила пут-қоллирини кишәнләп, бешиға қара халта кийдүрүп, дөләт бихәтәрлик идарисидә 24 саәт сорақ қилғандин кейин, униң һечқандақ бир җинайәт өткүзмигинигә қаримай, мәҗбурий һалда униңға “террорчи” қалпиқини кийдүрүп, путиға төмүр кишән селип башта үрүмчидики тутуп туруш орниға қамайду.
Гүлбаһар ханим алмутадин үрүмчигә қорғас чеграси арқилиқ кирип кетипла туюқсиз ғайиб болғандин кейин, уни балилири, уруқ-туғқанлири һәтта қазақистан дипломатлириму айларчә тапалмайду. Чүнки, хитай даирилири гүлбаһарни қазақистанлиқ салаһийитидин мәһрум қилип, өзлири ясап чиққан йеңи хитай кимлики билән 3-түрминиң бир тутқуниға айландурған иди. Пүтүнләй русчә мәктәпләрдә оқуп, рус тилида сөзләп чоң болған гүлбаһар уйғур ана тилини вә хитай тилини әнә 'шу зулмәтлик җаза лагерида, йәни өзиниң атиши бойичә түрмиләрдә, йәни түрмидашлиридин өгәнгән икән.
Алақиси пүтүнләй үзүлүп ғайиб болған гүлбаһарни униң қазақистандики балилири вә уруқ-туғқанлири издәшни бир күнму тохтатмиған. Ахири дәл бир йил 3 ай 10 күн болғанда гүлбаһар пут қоллиридики кишәнләрдин азад қилинип, аилисигә қайтип балилири билән җәм болиду.
Әмма еғир бәдәлләр төләп әмдила түрмидин азад қилинған гүлбаһар бу әркинликтин һузур һес қилалмайду, хатирҗәм ухлиялмайду, чүнки уни азаблаватқини көз алдидин кәтмәйватқан тутуп туруш орунлири қатарлиқ лагерлардики қийин-қистақ, өлүм вәқәлири, қулиқиниң түвидә тәкрарлинидиған бигунаһ уйғур қериндашлириниң нидалири иди. Униң баян қилишичә, у пәқәт уйғур болуп қалғанлиқи үчүнла өзигә охшаш бигунаһ һалда азаб чекиватқан вә һаяти тәһдит астидики уйғурларниң әһвалини дуняға ашкарилашни инсаний бурчи дәп билиду вә ахири әркин асия радийомизға өз көргән-билгәнлирини сөзләп беришни қарар қилиду.
Гүлбаһар тәсәввур қилғусиз қорқунчлуқ түрмә, йәни җаза лагери һаятини баштин кәчүриду, униң ейтқанлири буниңдин илгири зияритимизни қобул қилған лагер шаһитлиридин өмүр бәкәли вә меһригүл турсунларниң тәсвирләп бәргән хитайниң лагерлиридики әһваллар билән көп охшашлиқларға вә һәмдә бәзи пәрқләргиму игә. Униң баян қилишичә, “лагер” дәп атиливатқан хитай даирилириниң тутуп туруш орунлири қатму қат полат төмүр ишикләр билән қапланған, толуқ қоралланған сақчиларниң қоршавида болуп, тутқунлар сап һава һәтта қуяш нуридинму мәһрум қалған, адәмниң көплүкидин улар нөвәтлишип ухлашқа мәҗбур болған. Улар ач қалдурулуш, су бәрмәслик, таһарәт қетим санини чәкләш, җисманий вә роһий җәһәттә җазалаш, мәҗбурий намәлум дориларни йейишкә мәҗбурлаш, меңә ююш қатарлиқ зорлуқ-зомбулуқ вә хорлуқларға учрайду.
Қазақистан пуқраси болсиму, хитай органлири тәрипидин бигунаһ тутулуп, җаза лагериға соланған шаһит гүлбаһар җелилова хитайниң мәзкур тутуп туруш орунлири вә түрмилиридин ибарәт җазалаш лагерлирида уйғур аяллири үстидин йүргүзүлүватқан инсанлиққа қарши йәнә қандақ җинайәтлиригә шаһит болди? давамини кейинки сәһипиңиздин аңлаң.