“или кәчлик гезити” ниң уйғурчә вә қазақчисиниң нәшрдин тохтиғанлиқи дәлилләнди
2019.01.14
Йеқинда иҗтимаий таратқуларда 26 йилдин бери нәшр қилинип келиватқан “или кәчлик гезити” ниң уйғурчә вә қазақчисиниң бу йил киргәндин башлап нәшрдин тохтиғанлиқи хәвәр қилинған иди. Мухбиримизниң ғулҗиға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида мәзкур учурниң тоғрилиқи дәлилләнди. Алақидар хадимлар мәзкур гезитиниң уйғурчә вә қазақчисиниң уйғур аптоном районлуқ парткомниң буйруқи билән нәшр қилиништин тохтитилғанлиқини ашкарилиди. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, өткән һәптә иҗтимаий таратқуларда илида 26 йилдин бери нәшр қилинип келиватқан “или кәчлик гезити” ниң бу йил киргәндин башлап нәшрдин тохтитилғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалған иди. Радийомиз хитайчә бөлүми муһаҗирәттики қазақ вә уйғур паалийәтчиләрниң мәлуматлириға асасән мәзкур хәвәрниң тоғрилиқини айдиңлаштурған болсиму, әмма хәвәр хитайниң рәсмий һөкүмәт органлири тәрипидин техи дәлилләнмигән иди. Бүгүн биз бу һәқтә ғулҗидики алақидар орунларға телефон қилдуқ. Или областлиқ әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмиси бу һәқтә мәлумат берәлмиди. Или областлиқ ахбарат ториниң хадими болса “или кәчлик гезити” ниң уйғурчә вә қазақчә бөлүминиң тақиветилгәнликини дәлиллиди.
Мәзкур хадим зияритимиз давамида “или кәчлик гезити” ниң уйғурчә вә қазақчисиниң уйғур аптоном районлуқ парткомниң буйруқи билән тақалғанлиқини ашкарилиди. Әмма у мәзкур гезитниң уйғурчә вә қазақчисиниң тақилиш сәвәби һәққидә мәлумат берәлмиди. Биз униңдин гезитханидики уйғур вә қазақ хизмәтчиләрниң қандақ орунлаштурулғанлиқини сориғинимизда у дәсләптә җаваб бериштин өзини қачурди. Арқидин уйғур вә қазақ хизмәтчиләрниң “или гезити” ниң хизмәтчи хадимлириға қетиветилгәнликини баян қилди. Биз униңдин мәзкур гезитниң уйғурчә вә қазақчисиниң нәшрдин тохтитилиш сәвәбиниң муштирилар саниниң азлиқи яки даириләрниң уйғур вә қазақ тилида гезит чиқиришни зөрүрийәтсиз дәп қариғанлиқидин болғанлиқини сориғинимизда у бу һәқтә өзиниң җаваб бериш һоқуқиниң йоқлуқини, бу һәқтә юқири дәриҗилик алақидар рәһбәрләрниңла мәлумат берәләйдиғанлиқини ейтти. Биз бу хадимдин мәзкур гезитниң уйғур вә қазақ хадимлириниң қандақ бир тәрәп қилинғанлиқи яки қандақ орунлаштурулғанлиқини сориғинимизда у “или кәчлик гезити” дики хадимларниң “или гезити” идарисиниң хадимлириға қетиветилгәнликини баян қилди. “или гезити” гә телефон қилғинимизда телефонимизни қобул қилған хадим “или кәчлик гезити” хадимлириниң өзлиригә қетиветилгәнликини тилға алди.
Мәлум болушичә, “или кәчлик гезити” райондики башқа гезитләргә нисбәтән бир қатар өзгичиликлири билән оқурмәнләр арисида мәлум қизиқиш қозғиған гезит икән. Бу гезитму гәрчә областлиқ парткомниң орган гезити болсиму, әмма кәспий хадимларниң тиришчанлиқи билән уйғур вә қазақ оқурмәнләрниң мәниви еһтияҗиға бәлгилик дәриҗидә җаваб берип кәлгән икән. Болупму миллий тил-йезиқниң мәвҗутлуқини давамлаштурушта муәййән рол ойнап кәлгәнлики мәлум. Илгири “или кәчлик гезити” дә тәһрир болуп хизмәт қилған, нөвәттә шиветсийәдә яшаватқан шаирә раһилә камал бу гезитниң өзгичиликлири һәққидә тохтилип өтти.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, өткән айларда қәшқәр уйғур нәшриятиниң 30 пирсәнт хадимлириниң тутқун қилинғанлиқи һәққидики ениқлашлиримиз давамида уйғур районида 2017 -йилдин башлап нәшрият саһәсигә қарита кәң-көләмлик тәкшүрүш елип берилғанлиқи, тәкшүрүш җәрянида зор бир түркүм китабларни “мәсилилик китаблар” дәп бекитип, китабқа қоли тәгкән, аптор, тәһрир, һәтта корректорларниңму тутқун қилинғанлиқи ашкариланған иди. “или кәчлик гезити” ниң тақилишиниң әнә шу тәкшүрүш билән биваситә алақисиниң бар-йоқлуқи мәлум әмәс.