Манас наһийәсидә бир муқимлиқ кадири муқимлиқ сияситини тәнқидләп тутқун қилинған

Мухбиримиз әркин
2017.01.30
ishsiz-uyghur-yeza.JPG Уйғур елиниң мәлум йезисидики уйғур яшлар. 2016-Йили яз.
Oqurmen teminligen

Җен шенвей манас наһийәлик статистика идарисиниң кадири болуп, у идаридин муқимлиқ хизмитигә чиқирип берилгән иди. Әмма җен шинвейниң 26‏-январ аялиға үндидарда йоллиған қисқа учури уни зор палакәткә елип барған.

Униң аялиға йоллиған қисқа учури җен шинвейниң вәзиписидин елип ташлиниши вә тутқун қилинишиға елип барди.

30‏-Авғуст, санҗи областлиқ җамаәт хәвпсизлик идарисиниң җен шинвейгә аит дило архипи хитай иҗтимаий таратқулирида тарқилип кәткән. Мәлум болушичә, бу йил 32 яшлиқ җен шинвей 26‏-январ аялиға йоллиған қисқа учурида, уйғур районидики муқимиуқ тәдбирлирини тәнқид қилған.

Санҗи областлиқ җ х идарисиниң дело архипида, җен шинвей “аптоном райониниң муқимлиқ тәдбирлирини қарилиған”, “шинҗаңни идарә қилиш йөлиниши һәққидә қалаймиқан сөзлигән”, “аптоном районниң асаслиқ рәһбәрлириниң шәхсийитигә һуҗум қилған” дейилгән.

Биз мәзкур вәқәни тәкшүрүп манас наһийәсидики алақидар органларға телефон қилдуқ. Наһийәлик җ х идарисиниң бир нәпәр кәчлик нөвәтчи хадими бу вәқәниң растлиқини дәлиллигән болсиму, әмма тәпсилий учур беришни рәт қилди.

У мундақ деди: “шундақ, бу наһийәлик сақчи идариси. Немә ишиңиз бар иди, исмини немә дедиңиз? бу мәсилини бир тәрәп қилип болдиғу. Қандақ бир тәрәп қилинғанлиқини биз билмәймиз. Лекин биз мушундақ бир ишниң болғанлиқини билимиз. Бу ишниң қачан болғанлиқини сиз әтә мушу номурға телефон қилип сорамсиз, биз алақидар орунларға телефон қилип игиләп бақайли. Бу адәмниң давамлиқ тутуп турулуватқанлиқини яки қоюп берилгәнликини билмидуқ. Буниң үчүн сиз әтә мушу номурға телефон қилиң. Бу делоға конкрет кимниң мәсул икәнликини билмәймиз. Әтә телефон қилсиңиз, биз алақидар орунға улап берәйли, шулардин сораң.”

У, “лекин сиз, у (җен шинвей) ниң бир тәрәп қилинғанлиқини билисиз, шундаққу?” дегән соалимизға җаваб берип: “биз пәқәт мушундақ бир ишниң болғанлиқини аңлидуқ, бирақ униң қандақ бир тәрәп қилинғанлиқидин хәвиримиз йоқ” дәп көрсәтти.

Бәзи уйғур паалийәтчилириниң қаришичә, бу вәқә хитайниң уйғур районидики муқимлиқ тәдбирлириниң наразилиқ қозғаватқанлиқиниң сегнали. Америка уйғур бирләшмиси рәиси, вәзийәт анализчиси илшат әпәнди, бу хил радикал муқимлиқ тәдбирлириниң кадирларни чарчитип, һалини қоймиғанлиқини илгири сүрди.

Илшат әпәнди мундақ дәйду: “хитайниң бу муқимлиқни сақлаш радикал сиясити ахири, хитай әмәлдарлириниму һадуруп, буларниму бу хил бесим астида кардин чиқириватиду. Биз мундақ селиштурсақ, бултурғу дәймән, шинҗаң гезитиниң секритариму наразилиқ билдүрди. Чүнки, буларму һарди. Булар пәқәт биз билидиғанлар. Йеқинда мән бири билән параңлашсам, хитайлар билән туғқан болғанлар болса, мушу чағанниң алдида келип, бир-биримизни йоқливәтсәк, дәп хитайлар мушу тәләпни қойған. Немә үчүн дегәндә, һәркимниң өз байримини өз аилиси билән өткүзгүси бар. Демәк, бу сиясәт мәғлубийәткә қарап маңди, мәғлубийәтниң сегнали көрүнди.”

Илшат әпәнди йәнә, хитайниң қаттиқ муқимлиқ сиясити уйғур районидики хитай әмәлдарлирида бир хил роһий бинормаллиқ пәйда қилип, буниң һөкүмәткә болған аччиқини пуқралардин чиқириштәк роһий һадисигә айланғанлиқини билдүрди.

Илшат һәсән мундақ дәйду: “буларниң уйғурларға елип бериватқан сияситидә бир хил бинормаллиқ бар. Бу немә дегәндә, булар өзлиридики хитай һөкүмитидин алалмиған өчини өзидин аҗизларға йөткәп, һөкүмәткә болған наразилиқини шулардин чиқириватиду. Бу бир хил бинормаллиқ. юқиридин бу бесим болувәргәндин кейин, төвәндики буни иҗра қилидиған адәмләр психика вә башқа җәһәттики бесим астида бир хил бинормал өзгириду, буни роһий кесәллик десәк болиду.

Юқириға болған наразилиқни чиқиралмиғандин кейин, уни ипадә қилалмиғандин кейин, булар бу дүшмәнлик билән төвәндикиләргә қарап, өзидин аҗизларни бозәк қилиш, өзидин аҗизларға ғәйрий, һечқандақ инсан көрүп бақмиған вәһшийлик билән буларни қийнаш, нәқ мушу бинормаллиқтин. Бу демәк, ашу түзүмниң кәлтүрүп чиқарған нәтиҗиси.”

Хитай иҗтимаий таратқулирида йәнә, манас наһийәлик парткомниң “җен шинвей мәсилиси” һәққидики бир уқтуруши тарқалди. Наһийәлик парткомниң уқтурушида қәйт қилишичә, наһийәлик партком 28‏-январ җиддий йиғин чақирип, җен шинвейниң аялиға үндидарда йоллиған учурини музакирә қилған.

Хәвәрдә, униң әмили елип ташлинип, адәттики хизмәтчиликкә чүшүрүлгәнликини вә 5 күн тутуп туруш җазаси берилгәнликини, наһийәлик статистика идарисиниң башлиқиға қаттиқ агаһландуруш җазаси берилгәнликини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.