“муқимлиқ” үчүн илидики дукандарларға тоқмақ тарқитилған
2017.09.28
Радийомизниң или дияридин әһвал игилишичә, нөвәттә или вадисидики һәммә наһийиләрдә дегүдәк кадирлар кечилик нөвәтчиликтә туридиған, доқмуш-доқмушларда сақчи қаравулханилири қурулуп, 24 саәт көзәтчилик қилидиған җиддий әһвал шәкилләнгән. Қизиқарлиқи шуки, йәрлик даириләр ғулҗадики дукандарларғиму калтәк-тоқмақ тарқитип, уларға “омумий хәлқ муқимлиқни сақлаш” вәзиписини йүклигән.
Илгири уйғур дияриниң җәнубидики хотән, қәшқәр қатарлиқ җайлардин радийомиз зияритини қобул қилған уйғурлар вә йәрлик сақчи хадимлири, шәһәр кочилиридики доқмушлар вә йезилардики кәнтләрниң һәммисидә дегүдәк сақчи қаравулханилири барлиқини билдүргән иди. Улар йәнә кочиларда қораллиқ сақчилар вә алаһидә сақчиларниң чарлаш елип баридиғанлиқи, йезиларда хәлқ әскәрлири вә кадирларниң сақчиларға ярдәмлишип муқимлиқни сақлайдиғанлиқи һәтта шәхси тиҗарәт қилидиған дукандарларғиму калтәк-тоқмақ тарқитилип, сақчи-хәлқ әскәрлири билән бирликтә “муқимлиқни сақлаш маневири” ға қатнишиватқанлиқини билдүргән иди.
Радийомизниң или дияриға телефон қилип әһвал игилиши давамида шималий уйғур дияридиму охшашла интайин қаттиқ муқимлиқ тәдбирлириниң йолға қоюлғанлиқи мәлум болди.
Өзиниң әркин базарда дукан ачидиғанлиқини билдүргән бир ханим, өзигә охшаш дукандарларғиму охшаш шәкилдики тоқмақлар вә җиддий пәйттә сигнал беришкә лазим болидиған пуштәк тарқитилғанлиқини билдүрүп, мудапиә сигнали челинған һаман дукандарларниң дуканлирини тақап маневирға қатнишидиғанлиқини билдүрди.
Или дияридики һәрқайси наһийиләрдиму сақчи қаравулханилириниң һәммила йәрдә омумлашқанлиқини билдүргән бу ханим йәнә һазир йәрлик уйғурларниң бу хил қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлиригә көнүп кәткәнликини, бу хил һаләттин әдәплиниш һес қилмайдиғанлиқини билдүрди.
Наһийә вә йезилардики йол бойлириға қурулған тәкшүрүш понкитлири һәққидә тохталған йәнә бир уйғур, йол тәкшүргүчи сақчиларниң өзи халиған аптомобилларни тохтитип, йолучи-шопурларниң кимлики вә салаһийитини тәкшүридиғанлиқини билдүрди.
Биз или дияридики хитай көчмәнлириниң районда йолға қоюлған муқимлиқ тәдбирлиригә қарита инкасини билиш үчүн ғулҗа шәһиридики мәлум меһманханиға телефон қилдуқ. Телефонимизни алған аял мулазим соаллиримизға җаваб берип, өзигә охшаш бир түркүм хитай көчмәнлириниң бу хил муқимлиқ тәдбирлирини қобул қилидиғанлиқини билдүрди.
Мухбир: йеқиндин буянқи муқимлиқ тәдбирлири қандақ?
Аял мулазим: яхши.
Мухбир: биз тордин һәр 200 метирда сақчи қаравулханиси барлиқи вә чарлап йүргән сақчиларниң көплүки һәққидики учурларни көрдуқ, сақчилар җиқму?
Аял мулазим: шундақ, сақчилар җиқ.
Мухбир: сақчилар вә сақчи қаравулханилири көп болған әһвалдин сиз раһәтсизлик һес қилмидиңизму?
Аял мулазим: яқ, мән раһәтсизлик һес қилмидим .
Мухбир: сизниңчә муқимлиқ тәдбирлири мушундақ болуши керәкму? сизчә бу нормалму?
Аял мулазим: бу муқимлиқ билән мунасивәтсиз. Һәммила җайда сақчи қаравулханилири бар. Адәттә байрам болмиған мәзгилләрдиму бу хил сақчи қаравулханилири иш беҗириду, сақчилар кочиларда чарлап йүриду.
Мухбир: бу хил вәзийәт қачандин буян башланди?
Аял мулазим: бир йил илгирила башланған.
Мухбир: сиз бир хитай пуқраси болуш сүпитиңиз билән өзиңизни бихәтәр һес қиламсиз.
Аял мулазим: шундақ, өзүмни бихәтәр һес қилимән.
Мухбир: сизниңчә, һөкүмәт муқимлиқни мушундақ сақлиши керәкму? яки кәңрәк сиясәт йүргүзүши керәкму?
Аял мулазим: сиз немә мәқсәттә бундақ соал сорайсиз?
Мухбир: мән хәнзуларниң бу хил һаләткә көнгән яки көнмигәнликини билмәкчи.
Аял мулазим: биз һәммимиз бу һаләткә көнүп кәттуқ, буниңдин қорқуш һес қилмидуқ.
Мухбир: бу хил қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлирини қобул қилдуқ демәкчимусиз?
Аял мулазим: шундақ, қобул қилдуқ.
Әмма меһманханиниң хитай миллитидин болған бу хадими йәрлик уйғурларниң бу хил қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлиригә қандақ қарайдиғанлиқи һәққидики соаллиримизға җаваб беришни рәт қилип, уйғурларниң қандақ инкаста икәнликидин хәвири йоқлуқини билдүрди.
Мухбир: инкасларда йәрлик уйғурларниң бу хил тәдбирләрни қобул қилалмайдиғанлиқи мәлум, силәр хәнзулар буниңға қандақ қарайсиләр?
Аял мулазим: уйғурларму? яқ, уларниң қандақ кәйпиятта икәнлики маңа ениқ әмәс, мән буниңға җаваб берәлмәймән.
Һалбуки, йеқинда уйғур дияриниң җәнубидики қағилиқ наһийәсидин зияритимизни қобул қилған бир хитай содигәр, нөвәттә уйғур диярида йолға қоюлуватқан аталмиш муқимлиқ тәдбирлириниң уйғурларни әркинликидинла мәһрум қилип қалмастин, һәтта уйғурларниң тирикчилик йоллириниму етивәткәнликини билдүргән. У йәнә хитай һөкүмәт даирилирини тәнқидләп, бу хил һәддидин ашуруветилгән муқимлиқ тәдбирлириниң өзигә охшаш уйғур диярида тиҗарәт қиливатқан хитай көчмәнлиригиму еғир иқтисадий зиян салғанлиқидин шикайәт қилған иди.
Нөвәттә уйғур диярида барғанчә күчәйтиливатқан бу хил қаттиқ муқимлиқ тәдбирлири ғәрб мухбирлириниң диққитини қозғаватқан мәсилиләрниң биригә айланған болуп, ғәрб таратқулирида уйғур дияриниң пүтүнләй “сақчи дөлити” гә айландурулғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Америка дөләтлик радийоси (NPR) ниң 26-сентәбир елан қилған “уйғурларниң қозғилишидин әнсиригән хитай шинҗаңни қамал қилди” сәрләвһилик тәпсилий хәвиридә , NPR мухбириниң зияритини қобул қилған уйғурлар бирдәк хитай даирилириниң уйғур диярида йолға қоюватқан бу хил қаттиқ муқимлиқ тәдбирлириниң яхши болғанлиқини билдүргән. Хәвәрдә мухбир роб уйғурларни зиярәт қиливатқан мәйданда көзитиш аппаратлири барлиқини тилға елиш арқилиқ өзиниң зияритини қобул қилған уйғурниң еһтият қилғини үчүн раст гәп қилмайватқанлиқидин бешарәт бәргән. Хәвәрдә дейилишичә, америка дөләтлик радийоси мухбириниң зияритини қобул қилған көчмән хитайларниң бәзилири бу хил муқимлиқ тәдбирлириниң өзлиридә бихәтәрлик туйғуси пәйда қилғанлиқини тәкитләп, бу хил қаттиқ тәдбирләрни қарши алидиғанлиқини билдүргән. Әмма йәнә бир қисим хитай көчмәнлири бу хил қаттиқ муқимлиқ тәдбирлириниң өзлириниң сода-сетиқ вә башқа паалийәтлиригә қулайсизлиқ кәлтүргәнликидин шикайәт қилған.
Уйғур дияриниң “сақчи дөлити” гә айланғанлиқи һәққидә йеқиндин буян америка һөкүмити, явропа парламенти вә хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири көплигән баянат вә доклатларни елан қилмақта. Бу доклат вә баянатларда хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан юқири бесимлиқ сиясити тәнқид қилинмақта.