Улрих делиус, уйғур елидики муқимсизлиққа диндар яшлар мәсул икәнликини рәт қилди
2013.11.06
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң орган гезити-“шинҗаң гезити” обзор елан қилип, “мәдәнийәтсиз” уйғур яшлири муқимсизлиқниң асаслиқ мәнбәси, дәп көрсәтти. Бирақ, “шинҗаң гезити” елан қилған обзорда оттуриға қоюлған бу хуласә, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң рәт қилишиға учриди.
Уйғур елидики муқимсизлиқни ким пәйда қиливатқанлиқ мәсилиси уйғур тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ органлири билән хитай һөкүмити арисидики ахбарат күришидә изчил талаш-тартиш темиси болуп кәлди. “шинҗаң гезити” дә сәйшәнбә күни елан қилинған обзорда: “динға қариғуларчә ишинидиған саватсиз яшлар шинҗаңдики муқимсизлиқниң асаслиқ мәнбәи” дәп көрситилгән. Уларниң “диний радикал күчләрниң езиқтурушиға учриған” лиқини илгири сүргән.
Мәзкур обзор бейҗиң һөкүмити 28-өктәбир тйәнәнмен һуҗумини“террорлуқ һуҗуми” дәп елан қилип, вәқәни аталмиш диний радикал күчләр пәйда қилғанлиқи, һуҗумниң ш т и һ билән алақидар икәнликини илгири сүрүватқан мәзгилдә елан қилинип, чәтәл ахбарати вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң диққитини қозғиди.
“шинҗаң гезити” ниң баш бетидә елан қилинған обзорда, “диний радикал күчләр” ниң ислам әһкамлирини бурмилап кәлгәнликини илгири сүрүп: “йеқинқи йиллардин буян радикал диний күчләргә қариғуларчә әгәшкән мутләқ көп қисим кишиләрниң оттура-башланғуч сәвийисидики яки саватсиз кишиләр икәнликини көрүвалалайсиз” дегән.
Мәзкур обзорни уйғур аптоном районлуқ әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмисиниң бир уйғур әзаси қәләмгә алған болуп, обзорда йәнә: “биз бу хил саватсизлиққа нәпрәт оқуймиз, бу рәзилликкә ләнәт яғдуримиз” дәп тәкитләнгән.
Бирақ, германийә хәтәр астидики милләт вә хәлқләрни қоғдаш тәшкилати диндар уйғур яшлирини уйғур елидики муқимсизлиқ мәнбәси, дәп хуласә чиқиришниң хәтәрлик пикир икәнликини агаһландурди.
Мәзкур тәшкилатниң асия ишлириға мәсул хадими улрих делиус мундақ деди: бу тәлвиләрчә қилинған әйибләш. Бу йәрдики мәсилә яш-қерилиқ мәсилиси әмәс. Әгәр сиз өзиңизниң мәмликитини ишғал қилинған, дәп һес қилсиңиз, бу әмәлийәттә мутләқ көп қисим уйғурларниң ортақ һессияти. Чүнки бу улар бүгүнки күндә яшаватқан тәҗрибә. Әгәр уйғур вә мусулман болсиңиз сизниң омуми йүзлүк “исламчи террорист” дәп қарилишиңиз һәқиқәтән кишини биарам қилиду. Әмди, бүгүн қопуп, шәрқий түркистандики йәрлик уйғур нопусиниң аз кәм йеримини тәшкил қилидиған яшларни террорчилиқ билән әйибләш бир тәлвилик. Бу милләтләр инақлиқини тәләп қилиш әмәс. Бәлки миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш. Зораванлиқ, тоқунушни җиддийләштүрүшкә урунғанлиқ. Бу наһайити әпсуслинарлиқ урунуш.
Хитай һөкүмити 28 -өктәбир тйәнәнмен һуҗумиға алақидар учурларни қаттиқ контрол қилип, уйғур ели вә хитайниң бейҗиң қатарлиқ өлкә шәһәрлиридә уйғурларни тәқиб қилиш, сорақ қилиш, тутқун қилишни күчәйткән. Хоңкоңда чиқидиған “әйнәк” гезитиниң хәвәр қилишичә, турпандики бир елан тахтисиға тутуш буйруқи чиқирилған 78 нәпәр уйғурниң рәсими чапланған. Бирақ бу кишиләрниң 28-өктәбир тйәнәнмен һуҗуми яки 26-өктәбир лүкчүн вәқәси билән билән алақидар яки әмәслики мәҗһул.
Хитай һөкүмити тйәнәнмен һуҗумини һуҗумини бу йил 26-июн йүз бәргән лүкчүн вәқәсигә охшашла “террорлуқ вәқәси” дәп җакарлиған, бирақ вәқәниң тәпсилатиға алақидар учурларни контрол қилған иди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хоң лей сәйшәнбә күни ш т и һ ниң җуңгоға ениқ тәһдит икәнликини әскәртип, җуңго вә башқа алақидар һөкүмәтләрниң узун йиллиқ ортақ тиришчанлиқида ш т и һ еғир зәрбигә учриған иди. Бирақ, район вә хәлқара вәзийәттики йеқинқи өзгиришниң тәсиридә тәкрар баш көтүрүшкә башлиди, дегән. Лекин, хәтәр астидики милләтләр тәпсилатидики делиус әпәнди, тйәнәнмен һуҗуминиң “террорлуқ вәқәси” икәнлики охшашла гуманлиқ, дәп көрсәтти.
У: бу наһайити гуманлиқ тәшкилат шундақла хитайниң бу вәқәни униңға бағлап әйибләшму наһайити гуманлиқ. Гәрчә америка һөкүмити б д т бу гуруһни террорлуқ тәшкилат, дәп қобул қилған болсиму, бирақ бу хитайниң әйиблишини асас қилип қобул қилинған. Буни америка вә б д т өз алдиға тәкшүрүш елип берип бекиткән әмәс. Хәлқара җәмийәтниң нәччә йиллардин буян, ш т и һ гә қаритилған бу әйибләшни қобул қилип йүрүши кишини әндишигә салиду. Тйәнәнмендә йүз бәргән йеқинқи вәқә хитайлар яки хитай һөкүмитигә наразилиқи бар кишиләрниң шәхси һәрикитиму яки униң арқисида мәлум бир тәшкилат барму, буниң арқа көрүнүшини тоғра анализ қилиш наһайити мүшкүл. Бирақ, мән бу һуҗумниң арқисида ш т и һ барлиқи һәққидики пикиргә қайил болмидим, деди.
Хитай һөкүмити уйғур елидики муқимсизлиққа өзиниң мәсулийити барлиқи, униң мәзкур райондики дин, мәдәнийәт, тил вә башқа җәһәтләрдики сиясити муқимсизлиқни кәлтүрүп чиқириватқанлиқи һәққидики пикирләрни рәт қилип, өзиниң сияситини ақлап кәлгән. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси йеқинда CNN қатарлиқ чәтәл ахбарат васитилирини “террорчиларға ян басти” дәп тәнқид қилған.
Улрих делиус әпәнди, хитай һөкүмитини өзиниң уйғур елидики сияситини көздин кәчүрүшкә чақирди.
Делиус әпәнди йәнә, хитай даирилириниң тйәнәнмен һуҗумидин кейин уйғурларни нишан қилип елип барған бәзи һәрикәтлириниң кишини әндишигә салидиғанлиқини билдүрди. У, германийә һөкүмитини йеқинда йүз бәргән хитай сақчилириниң өктичи зиялий илһам тохти вә униң аилисигә тәһдит селиш вәқәсигә диққәт қилишқа чақиридиғанлиқини билдүрди.