Америкиниң бир комитети хитайға алақидар мәсилиләрдә дөләт мәҗлисини агаһландурди

Мухбиримиз ирадә
2015.11.18
yilliq-doklat-xitay-iqtisad.jpg Америка-хитай иқтисад вә хәвпсизлик тәкшүрүш комитети тор бети.
uscc.gov

Америка-хитай иқтисад вә хәвпсизлик тәкшүрүш комитети чаршәнбә күни йиллиқ доклатини елан қилип, америка-хитай арисидики иқтисад вә хәвпсизлик мәсилилириниң америкиниң мәнпәәтлиригә көрситиватқан тәсири һәққидә бир йиллиқ тәкшүрүш нәтиҗилирини оттуриға қоюп өтти.

Америка дөләт мәҗлисиниң қарап чиқишиға сунулидиған бу доклат җәмий 630 бәттин тәркиб тапқан болуп, у, америка-хитай иқтисад вә тиҗарәт мунасивәтлири, америка-хитай хәвпсизлик мунасивәтлири, хитай вә дуня һәмдә пикир тәклипләр қатарлиқ 4 бабтин тәркиб тапқан.

Уйғурларниң исми доклатниң хитай вә оттура асия мунасивәтлиригә алақидар қисмида тилға елинған болуп, униңда мундақ дейилгән: “хитайниң хәлқара алақисини күчәйтиватқанлиқиниң әң муһим намайәндилириниң бири униң оттура асия дөләтлири билән болған йеқин иқтисадий, сиясий вә хәвпсизлик мунасивәтлиридур. Бейҗиң оттура асияни оттура шәрқ вә явропа базириға чиқидиған көврүк, нефит вә тәбиий газ мәнбәси һәм шундақла ишәнчлик дипломатик қоллашқа еришидиған истиһками дәп қарайду. Әмма охшаш вақитта оттура асия хитай үчүн әндишә пәйда қиливатқан орун. Чүнки улар уйғур елидики исламчи гуруппиларниң оттура асияда һәрикәт қиливатқан радикал террор тәшкилатлири билән ортақ земин тепивелишидин әнсирәйду.”

Доклатта хитайниң оттура асия билән болған мунасивәтлириниң әң муһим нишанлириниң бириниң уйғур елиниң бихәтәрлики вә иқтисадиға капаләтлик қилиш икәнлики, ши җинпиңниң “йеңи йипәк йоли қурулуши” арқилиқ оттура асия дөләтлири билән болған мунасивәтлирини күчәйтиватқанлиқи баян қилинған.

Униңда йәнә мундақ дейилгән: “хитайниң оттура асия билән болған хәвпсизликкә алақидар қиливатқан мунасивәтлири асасән террорлуққа қарши күрәшкә мәркәзләшкән. Йәни, хитайниң муқимлиқи вә уйғур елидики бихәтәрлик аппаратлирини мустәһкәмләшкә қаритилған.” доклатта йәнә, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” хитай үчүн райондики террор тәһдитлири һәққидә истихбарат йиғидиған муһим мәнбәси, дәп көрситилгән.

Доклаттин қариғанда, хитай оттура асия әллири билән болған алақини күчәйтиш арқилиқ өзиниң енергийәгә еришидиған мәнбәлирини көп хиллаштуруш, експорт базирини кеңәйтип уни оттура асия арқилиқ та русийә, иран вә явропағичә кеңәйтиш вә иқтисадий мунасивәтләрни күчәйтиш асасида сиясий тәсирини ашуруштин ибарәт үч асасий мәнпәәткә еришидикән. Оттура асия әллири болса хитайни русийәниң өзи үстидики тәсирини тәңшәп туридиған бир күч дәп қарап, униңға әһмийәт беридикән. Хитай 2012-йилидин кейин афғанистан билән болған мунасивәтлириниму күчәйткән. Худди оттура асияға охшаш хитай афғанистандики радикаллиқ вә террорлуқ паалийәтлириниң уйғур елигиму тәсир көрситип муқимсизлиқ яритишидин әнсирәйдикән.

Униңда “хитай, уйғур елиниң муқимлиқи вә бихәтәрликини қоғдаш үчүн америка афғанистандин чекинип чиққандин кейин афғанистанда дөләтни қайта қуруп чиқиш, тинчлиқни яритиш ишлириға көпрәк арилашмиса болмайдиғанлиқини тонуп йәтти” дейилгән.

Мәзкур комитет доклатида, америка-хитай икки дөләтниң оттура асия әллири вә афғанистанда ортақ һәмкарлиқ саһәлири болсиму, әмма хитай вә оттура асия дөләт һөкүмәтлириниң хәвпсизликни қоғдаш нами астида йүргүзүватқан қаттиқ қоллуқ сиясәтлириниң америкиниң дөләт ишлирида очуқ-ашкара болуш вә дөләтни қанун арқилиқ идарә қилишқа охшаш қиммәт қарашлириға тәһдит пәйда қиливатқанлиқи баян қилинған.

Америка-хитай иқтисад вә хәвпсизлик тәкшүрүш комитети бу мәсилини һәл қилиш вә униң алдини елиш үчүн америка дөләт мәҗлисигә төвәндики пикир-тәклипләрни сунған:

“америка дөләт мәҗлиси чоқум америкиниң истихбарат органлиридин америка-хитай террорлуққа қарши күрәштики һәмкарлиқиниң тәбиити һәққидә давамлиқ мәлумат елип туруш арқилиқ, уқушмастин хитайниң террорлуққа қарши туруш сиясәтлири арқилиқ кишилик һоқуқни нәзәрдин сақит қилишиға янтаяқ болуп қалмаслиққа капаләтлик қилиши керәк. Америка өзиниң йипәк йолиға қаратқан сияситини хитайниңки билән селиштуруп, униңдики аҗизлиқлар вә артуқчилиқларни тепип чиқип, бу иккисиниң оттура асияда бир-биригә көрситидиған тәсиригә қарап чиқиши керәк. Дөләт мәҗлис әзалири оттура асия дөләтлиригә берип, америкиға тәвә сода органлири һәм шундақла һөкүмәткә тәвә болмиған мустәқил органлар билән алақә орнитип, улар билән оттура асияда кишилик һоқуқ, дөләтни қанун арқилиқ идарә қилиш, муһит қоғдаш қатарлиқ мәсилиләрдә илгириләш һасил қилишниң йоллирини музакирә қилиши керәк.”

Доклатниң хитай билән болған иқтисадий мунасивәтләргә аит қисмида, бу йилму охшашла хитай һөкүмитиниң иқтисадқа арилишивелиш, түрлүк сиясәт вә бәлгилимиләр арқилиқ өз карханилирини қоллашниң давамлишиватқанлиқи, буниң әксичә чәтәл карханилириға қийинчилиқ яритип, хәлқара базарда һәқсиз риқабәт қилишни давам қиливатқанлиқи баян қилинған. Буниңдин сирт, хитайниң һәрбий күчини тәрәққий қилдуруши, җәнубий вә шәрқий деңиздики игилик һоқуқ мәсилилиридики иғвагәр һәрикәтлириниң район бихәтәрликигә көрситиватқан тәсири вә буниң асаслиқ америкиниң райондики тәсир күчини азайтишқа қаритилғанлиқи доклатта йәр алған муһим нуқтилардур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.