Паспорти йиғивелинған уйғур оқуғучиларниң чәтәлдә оқуш арзусидин мәһрум қеливатқанлиқи мәлум
2016.12.06
Паспорт дегинимиз, бир дөләтниң пуқрасиға дөләт һалқип чеградин чиқиш үчүн берилидиған хәлқаралашқан кимлик. Уйғурларниң һәр қандақ бир сәвәб билән чәтәлгә чиқиши алди билән паспорт елишиниң тәсликидәк тосалғуға учрап кәлди. Өткән айда хитай даирилириниң, қайтидин уйғур диярида барлиқ паспорт игилириниң қолидики паспортлирини қисқа мөһләт ичидә мәҗбурий йоллар билән йиғивелиши хәлқарадиму ғулғула қозғиған иди. Алди-кәйни бир ай илгири сәвәбсиз йиғивелинған паспортлар һазирғичә паспорт игилиригә қайтуруп берилмигәнликтин, чегра атлап саяһәт қилиш, туғқан йоқлаш, чәтәлләрдә сода қилиш вә кесәл давалашқа моһтаҗ кишиләрниң нурғун тосалғу вә аваригәрчилик һәмдә иқтисадий зиянға учраватқанлиқи мәлум иди. Чәтәлгә чиқип оқуш арзулиридин мәһрум қеливатқан бир қанчә уйғур оқуғучиларниң радийомизға йәткүзгән инкаслириға қариғанда, даириләрниң бу қетимлиқ кәң көләмлик вә туюқсиз паспорт йиғивелиш һәрикити, болупму билим ашуруш үчүн чәтәлләргә чиқиш алдида турған оқуғучиларни тәмтиритип қойған, улар аран еришкән оқуш пурсәтлиридин мәһрум қелип, маңған йол, беҗиргән рәсмийәт вә оқуш пуллири бикарға кетиштәк зор зиянларға учримақта икән.
Хитайда һазир тарқитиливатқан паспорт шәхсий паспорт, һөкүмәт ишлири паспорти вә дипломатийә паспорти қатарлиқ 3 хил болуп, игиләшкә қариғанда, уйғур елида өткән айда 1-хил паспорти барлар йәни пуқраларниң саяһәт, туғқан йоқлаш, чәткә чиқип оқуш, шәхсий салаһийәт билән берип-келип тиҗарәт қилиш, чегра сиртидики мүлүккә яки мирасқа варислиқ қилиш, той-төкүн, нәзир-чирағ, һәҗ тавап қатарлиқ қанунлуқ сәвәбләрдин чәткә чиқидиған пуқраларниң чеградин чиқип-киришини башқуруш тармақлири тарқатқан паспортлар бирдәк йиғивелинди.
Хотән, қәшқәр қатарлиқ җайлардики җамаәт хәвпсизлик тармақлиридин паспортини вақтида қайтуруп алалмиғанлиқтин, японийә вә явропадики бир қисим әлләрдики алий билим юртлириға оқушқа меңиши тосқунлуққа учриған бир қанчә яшниң, радийомиздин ярдәм тәләп қилип учур йоллишиға қариғанда, бу қетимлиқ туюқсиз паспортларни йиғивелиш һәрикитидә, аран тәсликтә оқуш рәсмийәтлирини пүттүрүп, чәтәлгә оқушқа чиқишқа тәйярлиқ қиливатқан нурғун уйғур билим ашурғучиларниңму йоли етилип қалған. Һәтта бәзи оқуғучилар чегра атлашта беҗиришкә тегишлик виза вә башқа рәсмийәтлирини беҗиргәндин сирт, һәтта айропилан биләтлирини елип болған болсиму, даириләрниң “паспортуңларни тәкшүрүп болупла қайтуруп беримиз” дәп елип қелиши билән, алди бир ай, қалғанлири икки-үч һәптидин буян чеградин чиқалмай күтүшкә мәҗбур болған.
Хотәндин японийәгә оқушқа меңишқа икки күн қалғанда, даириләр тәрипидин паспорти йиғивелинған, исмини ашкарилашни халимиған бир яшниң билдүрүшичә, өзи елинған мәктәпниң оқуш башлаш сүрүки тошай дәп қалған болуп, әгәр вақтида мәктәпкә йетип бармиғанда, бу деһқан балисиниң аранда беҗиргән оқуш рәсмийәтлири бикар қилинипла қалмай, ата, анисиниң бир өмүр йиғқан пули билән төлигән оқуш расхотлириму көйүп кетидикән.
Амалсиз қалған бу яш хотән лоп наһийисидики паспортни йиғивалған сақчихана, вилайәтлик чеградин кирип-чиқишни башқуруш ишханиси қатарлиқ орунларға көп қетим берип, әһвалини ейтип паспортини қайтуруп беришни тәләп қилған болсиму, даириләр “сән баридиған мәктәп тордин тепилмиди, рәсмийәтлириң йәнә кәм туриду, юқири орунлардин рухсәт хети елип кәл” дегәндәк йоқилаң баһаниләрни көрситип, йолсизлиқ билән мәсулийәтни бир-биригә иттирип қайтурувәткән, амалсиз қалған оқуғучиларниң бир қанчиси хотән вилайәтлик вә һәтта аптоном районлуқ мунасивәтлик органларға берипму әһвал мәлум қилғанда болса, улар әксичә “паспортуңларни йиғивалған орундин сораңлар, йәрликниң иш беҗиришидә вәзийәткә қарап йәрлик бәлгилимилири болиду, биз арилашмаймиз” дегәндәк җавабларға еришкән халас. Мушу хил амалсизлиқта бәзи оқуғучилар хәлқаралиқ ахбарат оргини болған биздин ярдәм сорашқа мәҗбур қалғанлиқини баян қилди.
Уйғурларниң һәр қандақ бир сәвәб билән чәтәлгә чиқиши, алди билән паспорт елишниң тәсликидәк тосалғуға учрап кәлди. Паспортқа түрлүк бәдәлләрни төләп аран еришкәнлири болса, даириләрниң мана шундақ сәвәбсизла қоллиридики паспортлирини тартивелишиға сүкүт қилип турушқа мәҗбур болуватқанлиқи мәлум. Биз йиғивелинған паспортларниң пуқраларниң қолиға қачан қайтуруп берилидиғанлиқини, чәтәлләргә оқушқа чиқидиған оқуғучиларниң паспортлириниң немә сәвәбтин вақтида қайтуруп берилмигәнликини, бу ишларға қайси органниң мәсул болуватқанлиқини ениқлаш үчүн, хотәндики бәзи оқуғучиларниң паспорти йиғивелинған лоп наһийисидики явағ сақчи понкити билән алақилаштуқ:
-Оқуғучи балиларниң паспортлирини йиғиваптикәнсиләр, қачан қайтуруп берисиләр?
-Тәкшүрүп болуп қайтуруп беридиғанға биз йиғивалған, паспортларни лоп наһийилик гуңәнчүдин елип кәткән, улардин техи уқтуруш кәлмиди. Улар уқтуруш қилғанда қайтуруп беридиған гәп.
-Оқуғучилар вақтида оқушқа баралмиса, амминиң саяһәт ишлири тосалғуға учриса, зиян тартса ким мәсул болиду?
-Буни билмәймән, уни лопқа телефон қилип уқуп беқиң, лоп наһийилик гуңәнчудин сораң, хеним маву дегән пәйчусониң телефони маву, биз алдираш....
Бу сақчи шундақла дәп телефон турупкисини қоювәтти.
Биз йәнә лоп наһийилик җамаәт хәвпсизлик идарисиниң чеградин кирип-чиқишни башқуруш ишханиси биләнму алақиләштуқ:
-Йиғивалған паспортларни қачан қайтуруп бериду?
-Уни шенйән қилип(тәкшүрүп болуп) қайтуруп бериду, уқтуруш кәлмиди техи.
-Чәтәлгә оқушқа чиқидиған балиларниңчу? вақтида қайтуруп бәрмисәңла оқушиға тәсири болмамду?
-У қандақки техи, уқтуруш кәлмиди, биз уни уқмаймиз....
Телефон үзүлди.
Бир қанчә йилдин буян түркийәдә оқуш арзуси бар уйғур яшлириниң түркийәниң ярдими билән түркийәдики алий мәктәпләрдә оқуш пурсәтлиригә еришиш үчүн алақә хизмәтлирини қилип келиватқан истанбулдики уйғур академийисиниң рәиси абдулһемит қарахан әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай даирилириниң бу қетимлиқ паспорт йиғиш һәрикитиниң түркийәгә келип оқуватқан уйғур оқуғучиларғиму бәлгилик тәсирлири болғанлиқини билдүрди. Абдулмеһит әпәндиниң билдүрүшичә, тәтилдә түркийәдин юртлириға қайтқан икки нәпәр уйғур оқуғучи вақтида мәктәпкә қайтип келәлмигәнликтин, уларниң аилиси билән алақиләшкән, ахири бу оқуғучиларниң сақчилар тәрипидин елип кетилип паспортлириниң мусадирә қилинғанлиқи мәлум болған. Абдулһәмит әпәнди гәрчә бу әһваллардин хәвәрдар болсиму, оқуғучиларниң бесим вә тәһдит астидики аилисидикилириниң тәлипи билән, бу икки нәпәр оқуғучиниң бихәтәрликини көздә тутуп, әһвалларни вақтинчә аңлатмай туруватқанлиқиниму әскәртип өтти.
Инкас вә игиләшлиримиздин, хитай даирилириниң бу қетимлиқ паспорт йиғиш һәрикитигә улапла, чәтәлләргә чиқип киргән уйғурларни, болупму түркийәгә барған тарихи бар паспорт игилирини нуқтилиқ сүрүштә қиливатқанлиқи, тәкшүрүш җәрянида йәнә түркийәдин өй сетивалғанларниңму түрлүк сорақ вә паракәндичиликкә учриғанлиқи мәлум болған иди.
Хитай һөкүмити бу қетимлиқ паспорт йиғиш һәрикитини 10-айда омумйүзлүк уқтуруш вә мөһләт билән башлап, 11-айниң оттурилириға қәдәр пүтүн уйғур ели миқясида, барлиқ сақчи понкитлири, мәһәллә комитетлирини ишқа селип, паспортларни пүтүнләй йиғип болған иди. Әмма паспортларниң қачан қайтуруп берилидиғанлиқи һәққидә һечқандақ мәлумат йоқ.