Алтайниң бурчин наһийәсидә аз дегәндә 20 нәччә нәпәр қазақ оттура мәктәп оқуғучисиниң тутқун қилинғанлиқи дәлилләнди
2018.12.19
Вәзийәттин хәвәрдар кишиләр радийомизға учур йоллап, алтайниң қаба вә бурчин наһийәлиридә бир қанчә йүз қазақ оттура мәктәп оқуғучисиниң тамақлирида һалал-һарамни сүрүштә қилғанлиқи вә гуманлиқ тамақлар үстидин наразилиқ билдүргәнлики үчүн тутқун қилинғанлиқини мәлум қилған иди. Мухбиримизниң алтайдики сақчи орунлириға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида алтай шәһәрлик 1-оттура мәктәп вә бурчин наһийәлик 1-оттура мәктәпләрдин бир түркүм оқуғучиларниң тутқун қилинғанлиқи дәлилләнди. Тутқун қилинғанлар арисида бурчин наһийәсиниң қолтуқ базиридин келип оқуватқанлардинла 20 нәччә оқуғучиниң барлиқи мәлум болди.
Радийомизға кәлгән инкаста алтай вилайитиниң қаба вә бурчин наһийәлиридә ятақлиқ оттура мәктәпләрдә оқуватқан бир түркүм қазақ оқуғучиларниң мәктәптин бериливатқан тамақларға қарита һалал-һарамлиқини сүрүштә қилғанлиқи вә бир қисим гуманлиқ тамақларға қарита наразилиқини билдүргәнлики үчүн тутқун қилинғанлиқи баян қилинған. Инкаста тутқун қилинған оқуғучилар саниниң йүзләрчә икәнлики тилға елинған. Әмма уларниң өз наразилиқлирини қандақ шәкилдә ипадилигәнлики баян қилинмиған. Бу һәқтә алтай вилайитигә қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида бәзи хадимлар әһвал һәққидә мәлумат бәрмигән болсиму, әмма оқуғучиларниң тутқун қилинғанлиқ әһвалини инкар қилмиди.
Қазақистандики “ата юрт” намлиқ бир аммиви тәшкилат тәрипидин иҗтимаий таратқуларда тарқитилған бир учурда 400 дин артуқ қазақ оқуғучиниң қаба вә бурчин наһийәсидә өзлиригә чошқа гөши берилишигә қарши наразилиқ билдүрүп намайиш қилғанлиқи вә намайиштин кейин һәммисиниң тутқун қилинғанлиқи баян қилинған. Алтай вилайәтлик җ х қоманданлиқ мәркизи бу һәқтики соалимизға җавабән әһвални вилайәтлик дөләт хәвпсизлики тармақлиридин ениқлишимизни тәвсийә қилди. Алтай вилайәтлик дөләт хәвпсизлики идарисиниң қазақ миллитидин болған муавин башлиқи әһвални хитай башлиқтин игилишимизни тәвсийә қилди. Һәр иккиси қазақ оқуғучиларниң тутқун қилинғанлиқ әһвалини инкар қилмиди. Биз алтай вилайәтлик җ х қоманданлиқ мәркизигә қайта телефон қилған вақтимизда алақидар хадим бир түркүм оқуғучилири тутуп кетилгән мәктәпниң алтай шәһәрлик 1-оттура мәктәп икәнликини дәлиллиди. Әмма у бу оқуғучларниң немә үчүн тутқун қилинғанлиқи һәққидики соалимизға өзиниң җаваб бериш һоқуқи йоқлуқини ейтти. У йәнә гәп арисида қазақ оқуғучиларни тутқун қилиш вәқәсиниң бурчин наһийәсидиму йүз бәргәнликини ашкарилиди.
Бурчин наһийә қолтуқ базарлиқ сақчихана хадими бурчинда тутқун қилинған оқуғучилар арисида қолтуқ базиридин барған оқуғучиларниңму барлиқини дәлиллиди вә қолтуқ базиридин тутулған оқуғучиларниң наһийәлик 1-оттура мәктәпниң оқуғучилири икәнликини ашкарилиди. У йәнә оқуғучиларниң тутқун қилиниш вәқәси һәққидә сақчиханидиму йиғин ечилип уқтурулғанлиқини әскәртти. Әмма у бу йиғинларда тутқун қилинишқа неминиң сәвәб болғанлиқи һәққидә мәлумат берәлмиди. У сөзиниң ахирида бурчин 1-оттура мәктәптә тутқун қилинғанларниң қолтуқ базиридин барған оқуғучилардинла 20 нәччиси барлиқини ашкарилиди.
Һазирғичә ениқлашлиримиз давамида шәһәрлик 1-оттура мәктәп вә бурчин наһийәлик 1-оттура мәктәпләрдин бир түркүм оқуғучиларниң тутқун қилинғанлиқи дәлилләнгән болсиму, уларниң тутулушиниң чошқа гөши вәқәсигә четишлиқ икәнлики техи дәлилләнмиди. Әмма вәзийәттин хәвәрдар кишиләр бу тутқунниң чошқа гөши йейишкә биваситә яки васитилик шәкилдә мәҗбурлиништин келип чиққанлиқ еһтималлиқини илгири сүрмәктә. Телефонимизни қобул қилған хадимларниң тутқунниң сәвәбини билип туруп еғиздин чиқиришқа җүрәт қилалмайватқанлиқиму “ата юрт” тәшкилатиниң бу һәқтики учурлириниң тоғрилиқини ишарәтлимәктә.