“террорлуқни паш қилиш мукапат түзүми” сақчиларниң пул тепиш йоли болуп қалған
2017.11.09

Уйғур аптоном райони 2016-йилниң 4-айда бәлгилимә чиқирип, “террорлуқ, ашқунлуқ” қа даир учур билән тәминлигән пуқраларға 500 миң йүән мукапат тәсис қилғанлиқини елан қилған. Арқидинла хотән вилайити бу йил 2-айда йәрлик бәлгилимә чиқирип, бу хил учур билән тәминлигән пуқраларниң мукапат соммисини 5 милйон йүәнгә қәдәр өстүргән иди.
Бирақ вәзийәттин хәвәрдар бәзи йәрлик пуқраларниң пәйшәнбә күни радийомизға ашкарилишичә, даириләр аталмиш “террорчи” вә “радикал унсур” ларни паш қилиш мукапат түзүми йолға қойғандин буян, бу түзүм нурғун йәрлик милләт затлириниң тутқун қилиниши вә қолға елинишини кәлтүрүп чиқарған.
Уйғур илиниң алтай вилайитидә олтурушлуқ бир қазақ пуқраси пәйшәнбә күни радийомизниң хоңкоңда турушлуқ мухбириға бәргән учурида, бу түзүм кишиләрниң мукапат елиш үчүн ялған дело мәлум қилиш яки дело ясаш әһваллирини кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүргән. У, бу түзүмниң йәрлик милләт затлириниң тутқун қилинип, нурғун наһәқ делоларни пәйда қилғанлиқини илгири сүргән. Бу қазақ пуқрасиниң қәйт қилишичә, бу әһвал йәрлик җ х органлирида еғир икән.
Алтайда алтурушлуқ йәнә бир қазақ пуқраси пәйшәнбә күни радиомиз хитай бөлүминиң хоңкоңда турушлуқ мухбиримиз бәргән учурида, юқириқи қазақ пуқрасиниң сөзлирини дәлиллигән. У мундақ дегән: “һазир хәлқ аммисиниң ичидә җ х идарисигә ялған дело мәлум қилидиған әһвал мәвҗут. Ундақ кишиләр көпийип кәтти. Һөкүмәтниң пулини сақчилар чөнтикигә селиватиду. Һазир шинҗаңдики җ х идарилириниң вә йәрлик һөкүмәтләрниң чиқиривалған йәрлик сиясити көп. Улар немә қилимән десә шуни қилиду. Пул алсила болди. Мәсилән, бир адәм тутулса, униңға һечқандақ сәвәб көрсәтмәйду.”
Биз мәзкур учурни дәлилләш үчүн уйғур районидики бәзи сақчиханиларға телефон қилған болсақму, лекин улар суаллимизға җаваб беришни рәт қилди. Хотәнниң нийә наһийәсидики бир сақчи понкитиниң бир нөвәтчи хадими телефонимизни елип, “ялған дело мәлум қилғанлар қануний җазаға тартилиду,” деди. Бирақ бу нөвәтчи сақчи уларниң наһийәсидә ялған дело мәлум қилип, җазаға тартилған сақчи яки ярдәмчи сақчиларниң бар йоқлуқи һәққидики соалимизға җавпа беришни рәт қилди.
Хотән вилайити бу йил 2-айда йәрлик мукапатлаш чарисини елан қилип, әң юқири мукапат соммисини 5 милйон йүәнгә чиқарған. Мәзкур чарә “зораванлиқ вә террорлуққа қарши туруш мукапатлаш чариси” дейилгән болсиму, бирақ мәзкур чариниң нурғун маддилириниң террорлуқ билән алақиси йоқ иди. Униң нурғун маддилири “икки йүзлимичи кадирлар” ни, “икки йөзлимичи диний затлар” ни, “ява имам” вә җәмийәттики қизиқ нуқта, қийин мәсилиләрни мәқсәдлик паш қилишқа, башқиларни әрз қилишқа қутратқан кишиләрни паш қилишқа қаритилған иди.
Мәзкур чарә илгири уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриған иди. Д у қ ниң баянатчиси дилшат решит пәйшәнбә күни мәзкур мәсилигә инкас билдүрүп, мукапатлаш түзүминиң суйиистемалға йол ачидиғанлиқи бурунла мәлум икәнликини билдүрди. У, террорлуққа қарши туруш хәвпсизлик әмәлдарлириниң “янчуқини толдуридиған йолға айлинип қалди,” дәйду.
Дилшат ришит мундақ дәйду: “хитай җ х орунлири бейҗиң мәркизи һөкүмитидин мәбләғгә еришишкә тиришип келиватиду вә һәрикәт елип бериватиду. Бу уларниң янчуқини қамдайдиған йолға айлинип қалди. Бир адәмни тутуш паланчи пул, бир адәмни паш қилиш паланчи пул. Паш қилғанлар бир қисмини сақчилар бир бир қисмини алидиған бу әһваллар очуқ-ашкара болмисиму, лекин бу ички қисимда һәммә адәм билидиған мәсилә.”
Дилшат ришитниң көрситишичә, д у қ илгири “мукапатлаш чариси” ниң суйиистемалға айлинип, униң нурғун наһәқ делоларни пәйда қилидиғанлиқи, нурғун кишиниң наһәқ җазалинишиға йол ачидиғанлиқини билгәчкә униңға қарши чиққан иди. Дилшат решит йәнә хитай даилирини райондики террорлуққа қарши туруш сиясити вә мукапатлаш чарисини бикар қилишқа, техиму еғир наһәқчиликләрниң алдини елишқа чақирди.
Дилшат ришит йәнә мундақ деди: “бундақ һәрикәт давамлишиверидиған болса, райондики йәрлик хәлқниң қаршилиқи техиму кеңийиду. Шуңа буниң алдини елиш үчүн хитай мушу сиясәтни тохтитиши, аталмиш мукапатлаш түзүмини бикар қилиши лазим.”
Алтайлиқ юқириқи қазақ пуқрасиниң қәйт қилишичә, бәзи сақчилар билән ярдәмчи сақчилар адәм тутуш мәсилисидә тил бириктүриватқан болуши мумкин. У, йәрлик җ х даирилириниң ярдәмчи сақчиларни адәм тутушқа риғбәрләндүридиғанлиқи, әгәр ярдәмчи сақчи адәм тутуп келип, тутқан адәмгә дело турғузулса, униң банка һесаб номуриға шу күнила 5 миң йүән ятқузулидиғанлиқини билдүргән.
Униң қәйт қилишичә, һәр бир ярдәмчи сақчиниң бир банка һесаб номури бар болуп, бу һесаб номурини аптоном район башқуридикән. У, мухбиримизға йәнә “бәзи кишиләр башқиларни паш қилишни пул тепишниң йолиға айландурувалди. Буниңда бәзи сақчиларниң ярдәмчи сақчилар билән тил бириктүрүвалғанлиқини чәткә қаққили болмайду,” дегән.