Доктор халмурат ғопурға кечиктүрмә өлүм җазаси берилгәнлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.09.26
Xalmurat-ghopur-2016.JPG Халмурат ғопур бейҗиңдики мәркизий хәлқ телевизийә истансисиниң зияритидә. 2016-Йили авғуст.
CCTV

Мухбиримизниң бу йил 1‏-айдики ениқлашлири давамида уйғур дияридики ғоллуқ зиялийлардин доктор халмурат ғопурниң хитай даирилири тәрипидин тутуп турулуп тәкшүрүлүватқанлиқи ашкариланған иди. Мухбиримизниң йеқинқи ениқлашлири давамида униң “йошурунчә бөлгүнчилик қилиш” қилмиши билән әйиблинип, өлүмгә һөкүм қилинғанлиқи вә өлүм җазасиниң икки йил кечиктүрүп иҗра қилинишқа буйрулғанлиқи мәлум болди.

Өткән һәптә радийомизға кәлгән “вәтәндин сада” мавзулуқ мәктупта нөвәттә уйғур районида елип бериливатқан сиясий өгинишләрдә 1-, 2- вә 3-дәп номур қоюлған сақчи агаһландуруш филими, йәни “ибрәт филими” ниң көрситиливатқанлиқи, филимлардин биридә доктор халмурат ғопурниң делоси һәққидә мәлумат берилгәнлики тилға елинған. Мәзкур мәктупта әнә ашу “ибрәт филими” дики баянларға асасән шинҗаң медитсина университетиниң сабиқ мудири, доктор халмурат ғопурниң “бөлгүнчилик” билән әйиблинип, өлүмгә буйрулғанлиқи вә җазаниң икки йил кечиктүрүлүп иҗра қилинишқа буйрулғанлиқи баян қилинған.

Мәктуптики бу учурларниң тоғрилиқини биз алдинқи һәптә зиярәт қилған уйғур аптоном районлуқ әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмиси сиясий бөлүм мудириниң төвәндики баянлириму бәлгилик дәриҗидә дәлиллиди.

Мухбир: силәр тәшвиқ қиливатқан ашу сақчи агаһландуруш филимлирида доктор халмурат ғопур һәққидә немиләр дейилгән?
Сиясий бөлүм мудири: асаслиқи вәтәнни парчилашқа урунған, алий мәктәпниң дәрс мунбиридин пайдилинип әксийәтчи тәшвиқатлар елип барған. . .

Радийомизға кәлгән “вәтәндин сада” намлиқ мәктупта баян қилинишичә, хитайниң мәзкур тәшвиқат вә ибрәт филимлирида доктор халмурат ғопурниң җинайи пакитлири қатарида униң “. . . 2030‏-Йилиға барғанда хәлипилик қурмақчи болғанлиқи” тилға елинған. Мәктуптики бу баянларму уйғур аптоном районлуқ әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмиси сиясий бөлүм мудириниң төвәндики сөзлири билән бәлгилик дәриҗидә параллеллиқ һасил қилмақта:

“. . . Халмурат ғопур” өзигә хас бир дөләт қуруп чиқип, униң даһийси болмақчи болған. . . ”

Мәзкур хадим радийомизға қилған сөзидә йәнә халмурат ғопурниң магистир оқуғучи вақтидин тартип 33 йил йошурун шәкилдә “бөлгүнчилик” билән шуғуллинип кәлгәнликини илгири сүрди.

Түнүгүн қәшқәр тоққузақ наһийәсиниң булақсу йезилиқ сақчиханисиға телефон қилғинимизда сақчихана хадими өзлириниң нөвәттә халмурат ғопур қатарлиқ ғоллуқ зиялийларниң җазалиниш җәряни һәққидики тәшвиқат-ибрәт филимлирини көрүватқанлиқини баян қилди. Уму бу филимда көргәнлиригә асасән халмурат ғопурға өлүм җазаси берилгәнлики вә җазаниң икки йил кечиктүрүлүп иҗра қилинишқа буйрулғанлиқини дәлиллиди.

Уйғур дияридики ғоллуқ хияллардин халмурат ғопур 1993‏-йили русийәниң санкит-петербург теббий университетида докторлуқ унвани алған. 1996‏-Йили уйғур аптоном районлуқ уйғур тебабәт дохтурханисиниң мудири, 1998‏-йилдин башлап, шинҗаң медитсина университетиниң муавин мәктәп мудири вә мудири болған. 2017‏-Йили 3‏-айда уйғур аптоном районлуқ йемәклик вә дора мәһсулатлирини тәкшүрүш вә назарәт қилиш идарисиниң башлиқлиқиға йөткәлгән. Тор архиплиридики бәзи учурлардин мәлум болушичә, халмурат ғопур 2009‏-йилидики “5‏-июл вәқәси” дин кейин үрүмчидә хитай пуқралири топлишип уйғурларға һуҗум башлиғанда у медитсина университетидики уйғур оқуғучиларни калтәк-таяқлар билән өзлирини қоғдашқа дәвәт қилғанлиқи мәлум. Униңдин башқа у йәнә әйни чағдики медитсина университети парткоминиң секретари ли биң билән милләтләр мунасивитигә аит мәсилиләрни бир тәрәп қилишта тоқунушуп қалғанлиқи сәвәблик хитай даирилириниң диққәт обйектиға айланған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.