Ақсудики хитай адвокат хитайниң уйғур районидики муқимлиқ тәдбирлирини тәнқид қилди
2016.10.20
Ақсу “тәңритағ адвокатлиқ орни”ниң адвокати җо зишө, уйғур аптоном районлуқ партком секретари чен чүәнгоға очуқ хәт елан қилип, униң райондики муқимлиқ тәдбирлирини техиму қаттиқ күчәйтиши, хәлқниң күндилик турмуши вә тиҗаритигә еғир тосқунлуқ пәйда қилғанлиқини билдүргән.
У очуқ хәттә, һөкүмәтниң бәзи муқимлиқ тәдбирлириниң вә аманлиқ васитилириниң чекидин ешип, хәлқниң күндилик турмуши вә тиҗаритигә зиян селиватқанлиқини илгири сүргән. Униң қәйт қилишичә, бу тәдбирләр сәвәблик җәриманә қоюлған нурғун сода сарай, май понкити, меһманханилар тақилип, бу орунларниң хоҗайинлирини қақшатмақтикән.
Адвокат җо зишө, “бу әһвални зораван террорчилар кәлтүрүп чиқармиди” дегән. Униң көрситишичә, бу әһвални муқимлиқни қоғдаш намидики зораван тәдбир вә васитиләр пәйда қилған.
У, һөкүмәтниң “шинҗаңда муқимлиқни қоғдаш, кәнтләргә адәм чүшүрүш, намратларға көңүл бөлүш, бихәтәрлик тәкшүрүши, чаза-тосуқларни қуруши зөрүр” дәп қарисиму, әмма буниң бәк чекидин ешип кәткәнликини агаһландурған.
Биз мәзкур очуқ хәтни раст, адвокат җо зишөниң қәләмгә алғанлиқини дәлилләш үчүн, у вә униң ақсу “тәңритағ адвокатлиқ орни”ға телефон қилған болсақму, әмма телефонни һечким алмиди.
Шуниң билән биз ақсудики башқа қанун мулазимәт орунлириға телефон қилип, уларниң мәзкур очуқ хәткә болған инкасини соридуқ. Ақсудики бир қанун мулазимәт орни телефонимизни алған болсиму, әмма соалимизға җаваб беришни рәт қилди.
Қанун мулазимәт хадими: “вай, мән буни сизгә дәп берәлмәймән. Қанчилик десиңизму пайдиси йоқ. Сиз хитайниң ишини тәкшүрүп немә қилисиз, америкиниңкини тәкшүрсиңизла болдиғу. Буниңға бунчилик қизиқип немә қилисиз. Мән у хәтни көрүп бақмидим,. Көрүп немә иш қилаттим. Мушунчилик талашсиңиз бола, сиз йәнила шу америкиңизда турувериң. Хитайниң ишлири сизни ниманчила бундақ қизиқтуруп кетиду. Бу нәрсиләрни сизгә сөзләшкә болмайду. Мән сизгә дедимғу, буни сөзләшкә болмайду, дәп” деди.
Адвокат җо зишөниң қаришичә, 2015- вә 2016-йилниң башлириға қәдәр уйғур районида адәмләр йөткилишкә башлап, саяһәтчилик тирилишқа қарап маңған болсиму, бирақ бу йил 8-айда чен чуәнго келип, йәнә вәқә чиқишниң алдини елишни тәкитләшкә башлиған.
У, шуниң билән пүтүн районда бихәтәрлик тәкшүрүши туюқсиз күчийип, шинҗаңда чоң йоллар йәнә тосулғанлиқини, айродром, аптомобил бекәтлиридә қистаңчилиқ башлинип, тез сүрәтлик йолларда аптомобил тохтитилип тәкшүрүлүватқанлиқини, һәтта аһалиләр өйгә қайтиш үчүнму бихәтәрлик тәкшүрүшидин өтидиғанлиқини билдүргән.
Униң қаришичә, аталмиш “террорчи” вә “миллий бөлгүнчиләр”ниң “шинҗаң” яки “җәнубий шинҗаң”ни бөлүп чиқип кетиш мумкинчилики болмисиму, әмма чен чүәнго өзиниң муқимлиқ сиясити арқилиқ улар яриталмиған вәзийәтни яритип бәргән.
Бәзи мутәхәссисләр, чен чүшәнгониң уйғур райониға келипла қаттиқ муқимлиқ тәдбирлирини йолға қоюшини хитай иқтисадидики касатчилиққа бағлиди. Америка нюйорк шәһәрлик университетиниң сиясий пәнләр профессори шя миңниң қаришичә, хитай иқтисади касатлишип, униң муқимлиқни сетивелишқа пули қалмиған.
Шя миң мундақ дәйду: “у (компартийә) хитайда һәр хил кризисларниң партлаш нуқтисиға берип қалғанлиқини көрүп йәтти. Әмма бу йәрдики әң муһим мәсилә, бурун у мәсилини пул билән һәл қилатти. Бирақ һазир хитай иқтисади касатлишишқа қарап маңди. Һалбуки, хитайниң дөләт ичидики иқтисади кризис тәбиий байлиққа болған еһтияҗ вә һәр хил қәрз кризислириниң оттуриға чиқиши нәтиҗисидә, яр бойиға келип қалди. Бу әһвалда, униң һәр хил параванлиқ сиясәтлирини йолға қоюп, муқимлиқни қоғдашқа пули қалмиғачқа, амалсиз бу хил зораванлиқ васитилирини йүргүзүш йолиға меңиватиду.”
Шя миңниң қәйт қилишичә, хитайниң уйғур районида бундақ қаттиқ зораванлиқ васитилирини йол қоюши икки нишанға йетишни мәқсәт қилған. Профессор шя миң: “зораванлиқниң мәқсити, биринчи, пуқраларда вәһимә пәйда қилиш. Иккинчи, аммиви характерлик вәқәләрниң йүз беришидин қорққанлиқидур. Әгәр аммиви характерлик вәқәләр йүз бәрсә, у буниң қәйәрдә партлап чиқидиғанлиқини вә униң мәмликәт характерлик кризисиқа айлинип, һакимийәтниң йиқилишини пәйда қилиш-қилмаслиқини билмәйду. Шуңа, интайин шәпқәтсиз васитиләрни қоллинип, һәрқандақ ишни бөшүкидә йоқитишни ойлайду” дәп көрсәтти.
Чен чүәнго илгири тибәт аптоном районлуқ парткомниң секретарлиқини атқурған. У тибәттики мәзгилидә хитай-тибәт яшлириниң өз - ара тойлишишини тәрғиб қилип, һәрикәт башлиған иди.
Чен чүәнго бу йил 8- айда уйғур аптоном районлуқ парткомниң сабиқ секретари җаң чүншйәнниң орниға йөткәп келингән. У уйғур райониға келипла, уйғур ата-аниларниң аилидә пәрзәнтлиригә диний тәрбийә беришини җазалаш, торни техиму қаттиқ контрол қилиш, иҗтимаий таратқуларни тазилаш, аманлиқ тәдбирлирини техиму қаттиқ йолға қоюшни оттуриға қойған иди.
Профессор шя миңниң көрситишичә, бир хитай адвокатниң муқимлиқ сияситини тәнқидләп очуқ хәт елан қилиши, хитайниң муқимлиқ сиясити бу райондики барлиқ милләтләргә қарши ортақ тәһдиткә айланғанлиқини көрситидикән.
Шя миң мундақ дәйду: “буни шундақ дейишкә болиду, сиз қандақ нәрсини етирап қилиң, сизниң иҗтимаий орниңиз вә җәмийәт арқа көрүнүшиңиз қандақ болса болсун, биз һәммимиз бир инсан болуш сүпитидә, әсәбий бир һакимийәтниң зиянкәшликигә учраватимиз. Бу әһвал, техиму көп хитай мусулманлар (уйғурлар) билән бир сәптә турушқа башлиғанлиқини, техиму көп хәнзуларниң тибәтләр билән бир сәптә туруватқанлиқини, техиму көп бай вә зиялий хәнзуларниң аҗиз иҗтимаий топлар билән бир сәптә орун елишқа башлиғанлиқини көрситиду.”