Чеграсиз мухбирлар тәшкилати: хитайда ахбарат әркинликини бастуруш йеңи пәллигә чиқти

Мухбиримиз әркин
2016.04.20
Ursula-Gauthier-ursula-gotiyir-geydir-1.jpg Уйғурлар тоғрисида язған мақалиси хәлқара мәтбуатларда елан қилинған, фирансийәлик мухбир урсула готийир ханим хитайдин қоғлинишниң алдида хитайдики туралғусида хизмәт қиливатқан көрүнүш. 2015-Йили 26-декабир, бейҗиң.
AFP

Чеграсиз мухбирлар тәшкилати “2016‏-йиллиқ дуня ахбарат әркинлик көрсәткүчи” намлиқ доклатида, 2015‏-йили ахбарат әркинликиниң дуня миқясида “чоңқур вә әндишә қиларлиқ” дәриҗидә арқиға чекингәнликини билдүргән.

У доклатида, бәзи дуня рәһбәрлиридә “ахбаратқа нисбәтән бир хил вәһимә кесили” пәйда болғанлиқини вә бастуруш нишанини ахбарат әркинликигә қаратқанлиқини илгири сүргән.

Чеграсиз мухбирлар тәшкилати вашингтон ишханисиниң мәсули делфин халганд чаршәнбә күни зияритимизни қобул қилип, ахбарат әркинликиниң дуня миқясида арқиға чекиниш сәвәби һәққидә тохталди.

Униң көрситишичә, ахбарат әркинликиниң арқиға чекинишидики сәвәбләрниң бири, һөкүмәтләрдики мустәбитлик хаһишиниң күчийишидур.

Деилфин халганд: “ахбарат әркинликиниң дуня миқясида арқиға чекинишиниң нурғун сәвәби бар. Бу һөкүмәтләрдә мустәбитлик хаһишиниң күчийишини өз ичигә алиду. Түркийә, мисирға охшаш дөләтләр буниң мисали. Шуниң билән биргә, бу дәврдә һөкүмәтләрниң дөләт игидарчилиқидики ахбарат васитилиригә болған контроллуқи күчәйди. Мәсилән, явропадики полша буниң мисали. Һалбуки биз йәнә, сақчиларниң ахтурушида давамлиқ тоқунуш йүз бәргәнликини, тоқунуш йүз бәргән йәрләрдә учур урушиниң қизип кетидиғанлиқини көрдуқ. Бу ливийә, бурунди яки йәмәндәк дөләтләрдә көрүлди. Буму ахбарат әркинликиниң дуня миқясида арқиға чекинишиниң сәвәблириниң бири” дәп көрсәтти.

Чеграсиз мухбирлар тәшкилати доклатида, 2015‏-йили хитайниң ахбарат әркинликини бастуруши йеңи пәллигә чиққанлиқини илгири сүргән вә хитайда журналистларниң һечқандақ бихәтәрлики қалмиғанлиқини әскәртип, улар “гөрүгә елиш, телевизорға чиқирип иқрар қилдуруш, аилә тавабиатлириға тәһдит селиништин хали болалмиди” дегән.

Әмма делфин халганд ханим, уйғур райони вә тибәтниң ахбарат әркинлики хитайниң башқа өлкә, районлириға қариғанда техиму начарлиқини билдүрди. У, “тибәт билән уйғур райони ахбаратчилиқиниң қара өңкүри” дәйду.

Делфин халганд: “тибәт билән шинҗаң районида ахбарат әркинликиниң техиму начарлиқи бизгә мәлум. Хитайда ахбарат әркинликиниң униңдин начар йәр барлиқини қияс қилмақ тәс. Тибәт билән шинҗаң пүтүнләй ахбаратчилиқниң ‛қара өңкүри‚. Бу икки районниң әһвали хитайниң башқа районлириға қариғанда еғир. Биз чәтәл мухбириниң бу районларға бериши асасән мумкин әмәсликини, уларниң бу җәһәттики әһвали хитайниң башқа районлириға қариғанда бәк начарлиқини билимиз” деди.

Бәзи анализчиларниң қәйт қилишичә, уйғур районидики қаттиқ ахбарат контроли уйғур җәмийитидә кишиләр ихтиярсиз өз өзини тизгинләштәк бир хил хаһишни шәкилләндүргән.

Әнглийәдә турушлуқ паалийәтчи әзиз әйса әпәнди, бу хил хаһиш уйғурларниң әркин пикир қилишиға зор зиян селиватқанлиқини илгири сүрди.

Әзиз әйса: “бу ахбарат сүзгүчи хитай һөкүмити үчүн наһайити үнүмлүк бир тәдбир, ахбарат васитилирини контрол қилиш, тизгинләш үчүн, хусусән уйғур торбәтчиликигә наһайити зор зиянларни кәлтүрүватиду. Уйғур җәмийитидә киши хушал болмайдиған бир вәзийәт шәкилләндүрүватиду. У болсиму йәни уйғурлар өзини-өзи контрол қилиш, өзини‏- өзи тәқиб қилиш хаһишидур. Мәсилән, өзлириниң гәп-сөзлиригә наһайити диққәт қилиш, өзлириниң пикрини, баян қилмақчи болған идийилирини очуқ‏-ашкара қоялмаслиқ омумйүзлүк бир вәзийәткә айлинип қеливатиду. Биз анализ қилсақ вә көзәтсәк, бу йәрдә тәқибниңки яки сәнсоршип (ахбарат сүзгүчи) ниңки, қанчилик дәриҗидә болуватқанлиқини көрәләймиз.” деди.

Әзиз әйса, уйғур иҗтимаий таратқулириниң техникиси өскән болсиму, әмма мәзмун вә пикир қилиш җәһәттики әһвали “5‏-июл вәқәси” ниң алдидики дәвргә йәтмәйдиғанлиқини билдүрди.

Әзиз әйса: “уйғур тор бәтлиригә мәнму йеқиндин диққәт қилимән. Асасән дегүдәк бир хил қелипта болуп, йеңи пикирләрни көргили болмайду.) Униңда( асасән мушу һөкүмәт сәнсор қилмайдиған, тәқиб қилмайдиған темилар. Иҗтимаий мәсилиләр тоғрисида асасән тема йоқ дейәрлик. Бурун, бир қанчә йилниң алдида йәни “5‏-июл вәқәси” ниң алдида хели йирик нәрсиләрни көрәләйттуқ. Униңдин кейин йәнә бир нәрсигә биз диққәт қилимиз, нормалда иҗтимаий алақә васитилириниң тәминлигүчи сәһиписи тор сәһипилиридур. Һазир уйғур җәмийитидә әһвал ундақ болмай, тор сәһипилири иҗтимаий таратқуларни мәнбә билән тәминләп берәлмәйдиған әһвалға чүшүрүп қойған” деди.

Чеграсиз мухбирларниң көрситишичә, уларниң 2016‏-йиллиқ доклати һәр қайси дөләтләрдики көп қирлиқ, ахбарат мустәқиллиқи, ахбарат муһити, қануни рамка, очуқ-ашкарилиқ, ахбарат ул әслиһәлириниң сапаси қатарлиқ өлчәмләргә асасән тәйярланған.

У мушу өлчәмләр асасида 87 түрлүк соалдин тәшкил тапқан бир анкит түзүп чиққан. Анкитни хитай, әрәб, һиндонезийә, рус, инглиз, корейә қатарлиқ 20 хил тилға тәрҗимә қилинип, һәр қайси әлләрдики кәспий ахбаратчилар, адвокатлар, җәмийәтшунаслар толдурулған.

Делфин халганд ханим, хитайниң немә үчүн 176‏-орунға тизилғанлиқини чүшәндүрүп, у дунядики “журналистларниң әң чоң түрмиси” дәп көрсәтти.

У мундақ дәйду: “хитай нәччә йиллардин бери дуня ахбарат әркинлик көрсәткүчидики әң начар орунни игиләп кәлди. Сизгә мәлум болғандәк, хитай дунядики журналист вә микроблогчиларниң әң чоң түрмиси. Һечкимниң ахбаратни чәклиши уничилик начар әмәс. Униң ахбаратни тәқиб қилиши йеқинқи бир йилда йеңи бир пәллигә чиқти. Журналистлар сәвәбсиз әндишә, гөрүгә тутулуш, телевизорға чиқирилип иқрар қилдурулуш вә аилә-тавабиатлириға тәһдит селиништин хали болалмиди.
Йеқинда хитай рәиси ши җинпиң ахбарат саһәсигә ахбарат сиясий вә һәрикитидә партийәни сөйүши, партийә рәһбәрликигә маслишиши керәкликини тәләп қилди. Бу, униң ахбаратни истибдат партийәниң қорали, дәп қарайдиғанлиқини, һечқачан әркин вә мустәқил хәвәрчиликни қобул қилмайдиғанлиқини буниңдин яхши ипадиләп бәрмәйду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.