Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайниң қаттиқ қол сиясити уйғур районида техиму еғир кәмситишкә йол ачқанлиқини билдүрди

Мухбиримиз әркин
2016.02.24
kocha-charlash-qoralliq-saqchi-herbiy-qeshqer.jpg Коча чарлаватқан қораллиқ әскәрләр. 2014-Йили 31-июл, қәшқәр.
AFP

Дунядики нопузлуқ кишилик һоқуқ органлириниң бири-хәлқара кәчүрүм тәшкилати 24‏-феврал 2015‏-2016‏-йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилип, хитайниң уйғур районидики қаттиқ қол сияситиниң миллий кәмситишни күчәйтивәткәнликини оттуриға қойди. Доклатта қәйт қилишичә, өткән йили хитайда кишилик һоқуқ зор тәһдиткә дуч кәлгән.

Мәзкур доклатта дунядики 100 дин артуқ дөләтниң өткән бир йиллиқ кишилик һоқуқ әһвали баһаланған болуп, доклатта 2015-йили кишилик һоқуқниң пүтүн дуняда һуҗум нишаниға айланғанлиқини илгири сүрүрлгән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати “һоқуқ тәһдит астида: әркинликкә йәр шари характерлик һуҗум” сәрләвһилик доклатида, хитайниң өткән йили дөләт бихәтәрликигә алақидар бир қатар йеңи қанун-низамларни чиқирип, кишилик һоқуққа зор тәһдит пәйда қилғанлиқини илгири сүргән.

У доклатида, хитайниң мәмликәт характерлик һәрикәт қозғап, кишилик һоқуқ адвокатлирини бастурғанлиқини, паалийәтчиләр вә кишилик һоқуқни қоғдиғучиларға системилиқ паракәндичилик яки қоқақ салғанлиқини оттуриға қойған.

Тәшкилат доклатида йәнә, хитайниң мусулманлар көп санлиқтики “шинҗаң уйғур аптоном райони” да қанун -низамларни чиқирип, диний ишларни қаттиқ контрол қилғанлиқини, рухсәт қилинмиған барлиқ диний паалийәтләрни чәклигәнликини илгири сүргән, тибәт районида болса лама ибадәтханилирини контрол қилишни күчәйткәнликини, униң б д т тән җазасиға қарши туруш комитети илгири бәргән тәвсийиләрни иҗра қилмиғанлиқини тәнқидлигән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң баш катипи салил шәттй чаршәнбә күни лондонда ахбарат йиғини чақирип, өткән йили кишилик һоқуқниң җиддий һуҗумға учриғанлиқини илгири сүрди. У: “һәммидин әндишә қиларлиқ йери шуки, кишилик һоқуқни қоғдайдиған системиниң өзи тәһдиткә дуч кәлди” дәйду.

Салил шәттй мундақ дәп көрсәтти: “кишилик һоқуқ бүгүнки дуняда пәқәт сөзләпла қойса болидиған нәрсә әмәс. У тинчлиқ, бихәтәрлик вә гүллинишниң асаси. Кишилик һоқуқ еришидиған нәрсә әмәс, у бир зөрүрийәт. Кишилик һоқуқ өткән 12 айда венезуеладин тартип мисирға қәдәр, конго демократик җумһурийитидин тартип хитайға қәдәр болған кәң районларда җиддий һуҗумға учриди. У һәтта ‛кишилик һоқуқ чемпийони‚ дәп қаралған дөләтләрму тәвринип қалди.

Кишилик һоқуқ үчүн тик турған паалийәтчиләр, журналистлар, адвокатлар қорқутулди яки өлтүрүлди. Биз бу түрлүк вәқәләр йүз бәргән 91 дөләтниң материялини турғузуп чиқтуқ. Тәшкилатлар паракәндичиликкә учриди, нурғун тәшкилатлар тақалди.

Әмма һәммидин әндишә қиларлиқ йери, 2015‏-йили кишилик һоқуқни қоғдайдиған системиниң өзи тәһдиткә дуч кәлди вә қоғдашқа еһтияҗлиқ әһвалға чүшүп қалди.”

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклатида, хитайниң уйғур районида 2014‏-йили “террорлуқ”, “диний әсәбийлик” кә “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикити қозғап, нурғун өлүм-йитим кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүргән.

Доклатта, хитайниң әсли бу һәрикәтни бир йил елип беришни пиланлиған болсиму, әмма у бу һәрикәтни 2015‏-йили йәнә пүтүн бир йил давамлаштурғанлиқини билдүргән. Униң 2015-йили ‏5‏-айда бу һәрикәткә дәл бир йил болғанда баянат елан қилип, районда 181 “террорлуқ гуруһ” ни паш қилдуқ, дәп җакарлиғанлиқини алаһидә тилға алған.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтон ишханисиниң мәсули т. Кумар чаршәнбә күни зияритимизни қобул қилип, хитайниң уйғур районидики хәлқни еғир әнсизликкә чүшүрүп қойғанлиқини билдүрди.

Т. Кумар: “шинҗаңда уйғурлар интайин әнсиз бир вәзийәт тәрәққиятиға дуч келиватиду. Улар, қолға елинишқа, диний етиқади чәклинишкә учраватиду. Уларниң йәнә тинч йиғилиш елип бериши мәни қилиниватиду. Хитай һөкүмити йәнә қаттиқ зәрбә бериш һәрикити қозғап, йәрлик хәлқни қолға елип, уларға ақ террорлуқ йүргүзүватиду. Диний саһәдә улар оқуғучиларниң вә компартийә әзалириниң роза тутушини, үрүмчидә кишиләрниң бурқа кийишини чәклиди” деди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклатида, уйғур аптоном райониниң бу йил ‏1‏-январдин башлап рәсмий йолға қойған “диний ишлар башқуруш низами” ни тәнқидлигән вә йеңи низамда динниң той-төкүн, нәзир-чирағ, мәдәнийәт, сәнәт вә тәнтәрбийә ишлиридики роли зәрбигә учриғанлиқини әскәртип, “райондики мусулман түркий хәлқ-уйғурларға қаритилған бу хил қаттиқ контроллуқ уларни узун йиллиқ кәмситиш обйектиға айландуруп қойди” дегән.

Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ вәзийитиниң йилдин-йилға яхшилиниватқанлиқини илгири сүрсиму, әмма т. Кумар әпәнди хитай кишилик һоқуқ вәзийитиниң 2015‏-йили алдинқи йиллардин техиму начарлашқанлиқини билдүрди.

Т. Кумар мундақ деди: “хитайда кишилик һоқуқ вәзийити өткән йили давамлиқ начарлашти. Биз өткән йили кишилик һоқуқниң яхшиланғанлиқини көрүп бақмидуқ. Улар адвокатларни бастурди, улар йеңи қанунларни чиқирип, шу қанунлар арқилиқ кишиләрни түрмигә ташлиди. Шуниң билән биргә, улар тор қолланғучиларни бастурди. Қолға елинған бәзи кишиләрни телевизор қаналлириға чиқирип, телевизорда иқрар қилдурди”

Хитай хәлқ қурултийи 2015‏-йили “дөләт бихәтәрлик қануни”, “террорлуққа қарши туруш қануни” қатарлиқ дөләт аманлиқиға алақидар бир қатар қанун-низамларни мақуллап, аманлиқ органлириға тор вә учурни контрол қилиш, өктичиләрни, уйғур вә тибәт мустәқиллиқ һәрикәтлирини бастуруши зор һоқуқларни бәргән.

Әмма бу қанун-низамлар кишилик һоқуқ тәшкилатлирини, ғәрб һөкүмәтлирини вә хитайда сода қиливатқан чәтәл карханилирини әндишигә салған. Улар хитайниң террорлуққа қарши туруш қануниға түзитиш киргүзүшини тәләп қилған иди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң башлиқи салил шәттй чаршәнбә күнки ахбарат йиғинида, дуня дөләтлирини кишилик һоқуқни қоғдашқа чақирди.

Салил шәттй: “дуня рәһбәрлириниң пуқраларниң хусусән балилар вә аялларниң һаяти үстидин сиясәт ойнашни тохтитиш вақти кәлди. Һазир авам-хәлқниң кишилик һоқуқни қоғдаш вақти. Биз хәлқара кәчүрүм тәшкилати дөләтләрни вә хәлқара органларни барлиқ күчини ишқа селип, йәр шари вә район миқясида кишилик һоқуқни қоғдашқа чақиримиз. Биз хәлқара кәчүрүм тәшкилати 7 милйон әзаси бар бир тәшкилат сүпитидә, йиллиқ доклатимиз арқилиқ дунядики һәр бир шәхс вә тәшкилатни кишилик һоқуқ дуч кәлгән мислисиз бузғунчилиққа қарши күчәшкә иштирак қилишқа чақиримиз” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.