Германийә аһалиси осман турсун: хитай сақчилири мени җасуслуқ қилишқа зорлаватиду

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.05.30
osman-tursun.jpg Хотәндики хитай сақчилири тәрипидин җасуслуқ қилишқа мәҗбурланған германийә аһалиси осман турсун. 2018-Йили май.
RFA/Shöhret Hoshur

Германийәдә яшаватқан муһаҗир осман турсунниң бүгүн радийомизға ашкарилишичә, хотәндики хитай сақчилири икки айдин бери уни хитай үчүн җасуслуқ қилишқа мәҗбурлимақта.

Мәлум болушичә, хитай сақчилири бир тәрәптин униң хотәндә лагерда тутуп турулуватқан оғлини өзигә телефон қилдуруп, хитайға һәмкарлишишқа чақиртса, йәнә бир тәрәптин өзлири униңға биваситә телефон қилип, әгәр маслашмиса хотәндики аилә әзалириниң набут қилинидиғанлиқи һәққидә тәһдит салған.

Бу программимизни нөвәттә гума наһийәсидики йиғивелиш лагерида йетиватқан бир тутқунниң чәтәлдә яшаватқан дадисиға үндидарда қалдурған сөзи билән башлаймиз.

- Дада, бу мениң саңа ахирқи қетим гәп қилишим болуп қелиши мумкин, чүнки сән мән өткәндә дегән ишни қилмапсән. Йәнә бир қетим өтүнүп сораймән: биз үч балаңни ойлап қойғин, мәмәтиминниң үч балиси бар, мениңму үч, 6 нәврәңни ойлиғин. Һәммимизниң истиқбали набут болуп кәтмисун. Сән немишқа қаршилишисән? һөкүмәт саңа яман гәп қилмайватиду, бу йәрдики рәһбәрләр ойлишип, бизгила әмәс саңиму чиқиш йоли бәрмәкчи болуватиду. Сән бу йәргә келип балилириң билән хатирҗәм яшиялайсән. Бу саңа ахирқи пурсәт, бундақ пурсәт саңа һәргиз кәлмәйду.

Бу аваз хатирисидә хитаб қилиниватқан киши- осман турсун‏. У, 22 йилниң алдида германийәгә келип олтурақлашқан. Униң әйни чағда ана вәтинидә кичик қепқалған 3 оғли мәмәтәли, мәмәтимин вә мәмәттурсун билән у 2016-йили түркийәдә бир қетим көрүшкән. Үч оғул дадиси билән бир көрүшүш арзусиға йәткәндин кейин, нормал тирикчиликини давамлаштуруш үчүн шу йили ана юртиға қайтқан. Бултур уйғур районида йиғивелиш лагерлири тәсис қилинғанда, бу үч оғул тәңла лагерға әкетилгән. Бу аваз хатирисидә дадисиға гәп қиливатқан киши әнә шу үч оғулниң чоңи мәмтәли болуп, униң бундақ аваз қалдурушқа мәҗбур болуш җәрянини дадиси осман турсун мундақ баян қилиду:

Соал: оғлиңизниң баянлиридин қариғанда хитай сақчилири билән сизниң ариңизда бир сөзлишиш болғанлиқи мәлум бу тоғриму?

Җаваб: тоғра, шундақ. Бу бәк узун җәрян, әң йеқинқисини десәм хитай сақчилири мени дубәй, һиндонезийә, хоңкоң яки сәуди әрәбистанниң биригә келишимни вә мән билән сөзлишидиған һәмкарлишидиған иши барлиқини, болмиса хотәндики балилирим вә нәврилиримниң зиян зәхмәткә учрайдиғанлиқини деди; мән уларниң тәлипини рәт қилғандин кейин, мениң мәмәтели исимлик бу чоң оғлумни маңа телефон ачқузди. У юқириқи гәплирини дәватқанда йенида сақчилар барлиқини билип қалдим.

Соал: қандақ билдиңиз?

Җаваб: мән оғлумға телефон қилип, мән хитай һөкүмити дегән йәргә баралмайдиғанлиқим вә улар күтүватқан ишни қилалмайдиғанлиқимни дегинимдин кейинла, телефонни сақчилар қолиға алди вә маңа тәһдит селишқа башлиди. . . .

Соал: сақчиларниң шу авазини аңлап бақсақ боламду?

Җаваб: болиду, йоллап берәй:

Хитай сақчисиниң сөзлири:

- Һаҗим, немә қилмақчисиләр зади? бу балиларниму набут қилмақчиму? мән силәрни хели бешидин иссиқ-соғуқ өткән дәп ойлаптимән, силәрдики неманчә қатмал калла бу? қандақ қилиду бу йәрдики балилар? бу йәрдики балиларниң истиқбалини набут қилмақчима? мән яхши қилай дәп башлаптимкән бу ишни, ақивити яхши болмайдиғандәк туриду бу ишниң! мән ахирқи қетим йәнә бир дәп қояй: хаталишивәрмисилә, балиларниң һәммисиниң истиқбалини түгәштүрила. Мән мушунчилик дәп қояй, каллилирини силкивәтсилә, өзимиз билән кәтсун нурғун ишлар. Һәр ишниң сәвр-тақити бар. Мән попоза қилип дәватамдимән яки әмәлийәттму кейин көрила, арқисиға йенивалидиған иш болсиғу мәйлити, каллилирини силкивәтссилә! йәнә боюнқаттиқлиқ қилип балиларниң бәхтигә олтуруп қоймисила!!!

Мәлум болғинидәк, 22 йилдин бери германийәдә яшаватқан муһаҗир осман турсунниң хитай сақчилири билән болған бу маҗираси узун вә мурәккәп бир җәрян. Дейилишичә, хитай сақчилири осман турсунни үндәккә кәлтүрүш үчүн аввал, йәни бу йил 2-айда униң лагерда солинип ятқан 24 яшлиқ кәнҗи оғли мәмәттурсун османни лагердин қоюп берип, германийәдики дадиси билән көрүшүш үчүн әрәб бирләшмә хәлипиликигә йолға салған. Вәқәниң давами келәрки қетимлиқ программимизда давамлиқ диққитиңларда болиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.