Йопурғидики бир кәнттә телефонидин сәзгүр учурлар байқалған 53 киши тутуп сорақ қилинмақта

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.08.07
Yanfon-Tekshurush.JPG Шәһәр пуқралириниң янфонлирини тәкшүриватқан сақчилар. Үрүмчи. 2017-Йили июл.
Social Media

Мухбиримизниң мисирдин қайтқан оқуғучи вә уларниң аилә-тавабиатиниң әһвали һәққидә елип барған ениқлашлири давамида, йопурға йәкшәнбә базардики бир кәнтниң өзидинла 53 кишиниң телефонида сәзгүр учурлар йәни аталмиш қанунсиз учурлар байқалғанлиқи үчүнла тутулғанлиқи вә сорақ қилиниватқанлиқи ашкариланди.

Ашкарилинишичә, тутулғанларниң көпинчиси деһқанлар болуп, улар хитайчә хәт билмигәнлики үчүн телефон қолланғанда диққәтсизликтин чәкләнгән учурларға бағлинип қалған. Шундақ туруқлуқ, деһқанлар җазадин хали болалмиған. Мәлум болушичә, телефонини хата қолланғанлиқи үчүн тутуп сорақ қилиниватқанлар ичидә, йеқинда мисирдин қайтип кәлгән оқуғучи имамһүсәнниңму дадиси бар икән.

Учурлардин мәлум болушичә, дуняда инсанларниң турмушиға ғайәт зор қолайлиқни ата қилған әқиллиқ телефонлар, уйғур районида аз болмиған бирқисим аһалиләргә чоң аваричилик һәтта палакәтләрни елип кәлгән. Бу әһвал хитайда учур бихәтәрлик тәдбирлири күчәйгән йеқинқи айларда техиму шундақ болған. Йопурға наһийә йәкшәнбәбазар 3-кәнт аманлиқ мудириниң паш қилишичә, мәзкур кәнттә нөвәттә телефонидин сәзгүр учурлар байқалған 53 киши тутуп соралмақта. Униң дейишичә, алақидар органлар бу йил 1-айдин башлап бир қисим телефонларни мулазимәттин тохтатқан. Телефон саһиблири дәсләптә буниң сәвәбини биләлмигән. Йеқинда сақчилар телефони тохтитилған кишиләрни сорақ қилип, уларниң бәзилирини қамаққа алған, бәзилирини тәрбийиләш мәркизигә әвәткән, бәзилирини болса давамлиқ һалда сорақ қилмақта. Бәзилири болса сорақ қилиниш үчүн өчирәт сақлимақта.

Мәзкур кәнттә телефонини хата ишләткәнлики сәвәблик бешиға аваричилик кәлгән кишиләрниң сани җәмий 53 нәпәр болуп, буларниң ичидики 5 оқуғучи вә бир оқутқучи кәнт мәсуллири тәрипидин кепилликкә елип чиқилған. Мәлум болушичә, буларниң ичидә телефонини хата қолланғанлар, йәни һөкүмәт чәклигән учурларни көргән яки қачилиғанларниң көпинчиси деһқанлар, учур вә материяллар хитайчә болуп, кәнт аманлиқ мудириниң дейишичә, мәзкур деһқанлар әслидә хитай тили билмәслики сәвәблик бу учурларни чүшиниш иқтидариғиму игә әмәс. Уларниң телефониниң аталмиш қанунсиз учурларға бағлинип қелиш сәвәби бир тасадипийлиқ яки диққәтсизлик.

Ашкарилинишичә, юқириқи кәнттә телефони чәтәлгә урулғанлиқи үчүн тохтитилған вә сораққа тартиливатқанлар ичидә бу йил 2-айда мисирдин қайтип кәлгән оқуғучи имамһүсәнниң дадисиму бар. Униң һөкүмәтниң буйруқини қобул қилип оғли имамһүсәнни мисирдин қайтуруп әкелишиму, уни җаза вә сорақтин қутулдуруп қалалмиған. У давамлиқ сорақ қилинмақта. Мәлум болушичә, имамһүсән мисирда хитай даирилириниң тәстиқисиз турғинидин башқа, йәнә телефонни аталмиш қанунсиз қолланғанлиқиниңму һесабини бәрмәктә.

Илгирики ениқлашримиз давамида, қағилиқниң бир йезисидики кәнт секретариму аһалиләрни аваричиликтин узақ туруш, болупму яшларни әқиллиқ телефон ишләтмәслик һәққидә агаһландурғанлиқи вә буниң нәтиҗисидә кәнттә әқиллиқ телефон қолланғучиларниң асасән қалмиғанлиқини баян қилған.

Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрниң бәзилири, уйғур районида 5-июл намайишиниң асасән қол телефониға тайинип тәшкилләнгәнликини, шуңа даириләрниң йәнә һакимийәткә қарши вәқә чиқишниң алдини елип, қол телефонни қаттиқ контрол қилғанлиқини илгири сүрсә, йәнә бәзиләр, районида давам қиливатқан сиясий вә диний бастуруш һәрикәтлиридә асасий қатламдики бихәтәрлик хадимлириниң вәзипә орундаш үчүнла, юқиридикигә охшаш телефонини диққәтсиз қолланғанларниму тутуватқанлиқини вә сорақ қиливатқанлиқини илгири сүрмәктә.

Юқирида йопурға йәкшәнбә базар 3-кәнтидә көпинчиси деһқанлардин болған 53 кишиниң телефонини аталмиш қанунсиз қолланғанлиқи үчүн тутқун қилинғанлиқи һәққидә аңлитиш бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.