Деһқан-чарвичиларниң “кәчлик курс” қа қатнишиш мәҗбурийити пүтүн уйғур илиға кеңәйтилиду

Мухбиримиз әркин
2016.12.12
kucha-yaqa-yeza--yighin-rohini-uginish.jpg Куча бәһишбағ йезисидики деһқанларниң “җәнубий шинҗаң хизмәт йиғини” роһини өгиниватқан көрүнүши.
Social Media

Уйғур елидики бәзи районларда “кәчлик курс‏”ларниң қурулуп, деһқан-чарвичиларниң бу курсларға мәҗбури қатнишип келиватқиниға хели йиллар болған иди. Әмма даириләр йеқинда бу хил кәчлик курсларни уйғур илидики барлиқ мәмури кәнтләргә бирдәк кеңәйтишни қарар қилған.

Бу, уйғур аптоном районлуқ партком секретари чен чүәнгониң уйғур райониға йөткилип кәлгән бир қанчә айдин бери йолға қоюлған яки йолға қоюш күчәйтилгән сиясәтләрниң бири. Чен чүәнго илгири тибәт аптоном районида синақ қилған бәзи сиясәтлирини уйғур райониға келипла йолға қоюшқа башлиған. Бәзи мутәхәссисләр, униң сиясий тактикисиниң җаң чүншйәнгә қариғанда техиму конкрет вә техиму қопал икәнликини илгири сүргән иди.

Хитай ахбарат васитилириниң қәйт қилишичә, кәчлик курс деһқан чарвичиларниң“ қош тил өгиниши, дөләтниң һәр хил етибар бериш сиясәтлирини чүшиниши, деһқан-чарвичиларниң намратлиқни ташлап, бай болуш йолиға меңишиға әқлий ярдәм беришни мәқсәт қилған.”

Әмма йәрлик деһқанлар болса бу кәчлик курсларда “диний әсәбийлик” кә қарши тәлим-тәрбийә берилидиғанлиқини билдүрди. Уйғур елиниң җәнубидики мәлум йезида олтурушлуқ бир деһқан аял, уларниң йезисида омуми кәчлик курс вә нуқтилиқ аилиләр қатнишидиған сиясий өгиниш курси барлиқини билдүрди. Униң ашкарилишичә, уларниң уруқ‏-туғқанлириниң ичидә диний сәвәблик түрмидә йетиватқанлар болғачқа улар һәр икки курсиға қатнишидикән.

Деһқан аял: һәә, (курс) башланди. Бизниң өйимиздин курсиға 4-5 миз қатнишимиз. Мундақ һелиқи түрмә, логәйдә уруқ-туғқанлири болуп қалғанлар улар шунуңғиму чиқиду. Бүгүн бизгә ашу нөвәт кәптикән, һәр иккисини түгитип кирдуқ.

Мухбир: һәптидә қанчә күн бериватисиләр кәчлик курсқа?
Деһқан аял: шовдүй (әтрәт) бойичә болғанда һәптидә бирдин келиду. Бир шовдүйгә бир, бир шовдүйгә бир мушундақ келиду. Бизгә 7‏-шовдүй болғачқа 7 күндә бир қетим келиду. Бизниң аилимиздин 4 әмгәк күчигә қарап биз әмди яшанған, 60 тин ашқан, балиларниң атиси 70 яшқа киргән болсиму, гәп аңлап қилайли, дәп, биз әр-хотун иккимиз келиним, бир балам төтимиз чиқиватимиз курсиға. Әмди аилиси ловгәйдә болуп қалғанларға ачидиған бир йиғин бар. Униңға бәлгилигән, исми чиққанлар баримиз. Мәнму чоқум берип келимән.

Мухбир: ким бар силәрниң аилидә ловгәйдә йетиватқан?
Деһқан аял: бизниң аву балиларниң атисиниң инилири, инисиниң балилири бар. Мениң өзүмниң балилириниң һәммиси җайида, ишида. Пәқәт атисиниң иниси вә балилири болуп 4 адәм йетиватиду.

Мухбир: немиләрни өгинисиләр һәр барғанда кәчлик курсқа?
Деһқан аял: кәчлик курсида әмди шу бала-вақилар әсәбийликкә қатнашмайдиған, бала-вақиларға обдан қараш тоғрилиқ, сиясәт тоғрилиқ, әсәбийлик тоғрилиқ ашундақ чүшәнчиләрни өгинимиз. Байрақ чиқиришқа қери-яш һәммимиз чиқимиз. Һәр дүшәнбә күни чиқиримиз. Йәнә курс башлинидиған вақтида байрақ чиқиш болиду. Бизниң йоған бир залимиз бар, шу залда байрақ чиқирип, андин курсни башлаймиз.

Уйғур райониниң җәнубидики башқа бир йезида олтурушлуқ йәнә бир деһқан, кәчлик курсида “қандақ һәрикәтләрниң әсәбийлик болидиғанлиқини өгиниватимиз” деди.

Деһқан: биз бүгүн кәчлик курсни сәл балдуррақ ечип, курсини балдуррақ түгитип кирдуқ. (Курсида) әсәбийлик мәсилисини өгәндуқ. Өзимизгә юқтурувалған әсәбийлик ишлирини өгәтти. Биз таза оқумиған адәмләр, таза билип кетәлмәйдикәнмиз.

Мухбир: анчә-мунчә чүшиниватамсиләр курсида сөзләватқан нәрсиләрни?
Деһқан: чүшәндуқ, чүшәндуқ. Неминиң әсәбийлик болидиғанлиқини, неминиң тоғрилиқи, неминиң хаталиқини. Әмди шу меңимизгә елип болдуқ. Лекин шу тилимиз кәлмәй, мәсилән, маву бала оқутса хаталиқ, сиртта намаз өтисә хаталиқ, дәп җиқ ишларни чүшәндуқ. Каллимизда қайсиниң тоғра, қайсиниң хаталиқини билип болдуқ.

Мухбир: бала оқутса хаталиқ дегиниңиз, бала диний мәктәптә оқуса хаталиқму яки?
Деһқан: диний мәктәптә, диний мәктәптә оқуса хаталиқ. Намазни ашу бәлгиләнгән мәсчиттә қандақ оқусақ мәйли, лекин сиртта, далада, уйәр-буйәрдә оқусақ болмайду, уму хаталиқ дәп мушундақ каллимизға ениқ алдуқ. Намазни мәсчиттә оқуймиз, мәһәллимиздә мәсчит бар.

Мухбир: әмди диний әсәбийлик, дегәндә һазир каллаңларда қандақ чүшәндиңлар? қандақ чүшиниватисиләр бу гәпни?

Деһқан: әсәбийлик, дегән бу бизниңки һелиқи узун көңләк кийип, еғизини етивелип йүзини етивелип қилған ишлар әсәбийликниң бир хил түрикән у. Биз шуни чүшәндуқ.
Хитай һөкүмитиниң уйғур районида һиҗап, пәрәнҗә, чүмбәл, сақал қатарлиқ диний кийим-кечәк вә башқа диний қияпәтләрни әсәбийликниң ипадиси, дәп қарап қаттиқ чәклиши, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учрап кәлгән. Улар бундақ хил чәклимә уйғурларниң қаршилиқини қозғап, районда муқимсизлиқ пәйда қилип келиватқанлиқини әскәртип кәлгән иди.

Д у қ ниң қаришичә, деһқан-чарвичиларниң кәчлик курси, уларниң етиз-ериқ ишлиридин сиртқи вақти вә паалийитини контрол қилишни мәқсәт қилиду.

Д у қ баянатчиси дилшат решит мундақ деди: “ бу бир сиясий һәрикәт. Бундақ бир сиясий һәрикәтни йүргүзүшниң мәқсити (хитай) шу арқилиқ шу җайдики деһқанларниң 8 саәтлик әмгәктин кейинки турмушини контрол астиға елиш. Роһий, сиясий бесим арқилиқ буларни чөчүтүш, болупму деһқанларни әмгәктин кейин кәчқурунлуқи йиғип, радикаллиқ қанунсиз диний паалийәт, бөлгүнчилик, дегән мушу тема арқилиқ деһқанларни қорқутуштур.”

Лекин дилшат ришитниң қаришичә, хитай һөкүмити бу арқилиқ деһқан-чарвичиларни бир мәзгил контрол қилғандәк қилсиму, әмма вақит өткәнсери бу деһқан чарвичиларни зериктүрүп, уларниң қаршилиқини қозғайду.

Дилшат ришит: әлвәттә бу сиясәт у өз алдиға елип бериватқан бир мәсилә әмәс. Бу бейҗиңниң рухсити билән болуватиду. Бундақ бир һәрикәт районниң муқимлиқиға һечқандақ пайдилиқ болмайду. Әксичә у йәрдики вәзийәтни техиму җиддийләштүриду. Чүнки, инсанларниң унчилик бәрдашлиқ бериш күчи қалмиди. Деһқанларни билисиз, улар деһқанчилиқтин кейин қайтип келип өйидә дәм елиши керәк. Өзиниң аилә турмуши болуши керәк. Әмди буларни йиғип, сиясий курсларни ечиш арқилиқ буларни бир йәргә топлаш, бир -биригә қарита бундақ сиясий һәрикәт меңивәрсә, инсан ахирида чидимайду.

Чен чүәнго тибәт аптоном районида йолға қойған сияситини уйғур районида йүргүзүп мувапиқ болаламду? австралийә ла троп университетиниң хитайдики миллий мәсилиләр тәтқиқатчиси җеймис лейболдниң, “җәнубий хитай әтигәнлик почта гезити”гә билдүрүшичә, бәлки партийә вә дөләтниң бихәтәрлик вә контроллуқни давамлиқ күчәйтиши қисқа мәзгилдә үнүмлүк рол ойниши мумкин.

Бирақ җеймис лейболд, чегра районларда партийә вә дөләт контроллуқини пуқраларниң күндилик турмушиға сөрәп кириш бәзи аилә вә шәхсләрниң ғәзипини қозғайду, дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.