Хитай михайил брандиниң ласа вә үрүмчигә киришини чәклиди
2016.05.12

Хитайниң германийә парламенти кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитетиниң мәсули михайил брандиниң хитайға киришигә йол қоймиғанлиқи германийә мәтбуатлириниң қизиқ темисиға айланди.
11-Май германийәдики “әйнәк” гезити, “сүрәтләр” гезити вә “германийә авази” қатарлиқ көплигән ахбарат васитилири германийә парламенти кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитетиниң мәсули михайил брандини зиярәт қилип, униң ласа вә үрүмчигә киришигә хитайниң йол қоймаслиқидики сәвәб һәққидә тилға алғанлирини мәтбуатларда ашкарилиди.
Михайил брандиниң мәтбуатларға билдүрүшичә, германийә парламенти кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитети хадимлири хитай һөкүмити вә хитай хәлқ қурултийи билән кишилик һоқуқ мәсилисидә көп хил усулда диалоглар елип берип, 5 йиллиқ тиришчанлиқ нәтиҗисидә, ақивәт бу йил 5-айниң ахири үрүмчи вә ласани зиярәт қилиш иҗазәтнамисигә еришкән.
Михайилниң ейтишичә, хитайдики, болупму тибәт вә уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики узун йиллардин бери германийә парламенти кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитетиниң диққитини тартип кәлгән болуп, улар көп қетим хитай һөкүмитидин тибәт вә уйғур диярини биваситә зиярәт қилип әһвал игиләшни илтимас қилған болсиму, хитайниң рәт қилишиға учрап кәлгән. Ахирқи 2 йилда диалог вәзийити бираз оңшилип, хитай тәрәп ахири германийә кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитети тәрипидин тәшкилләнгән бир гуруппа кишиниң үрүмчи вә ласаға беришиға қошулған. Бирақ, һәммә тәйярлиқлар пүтүп болғанда, хитай тәрәп туюқсиз уқтуруш әвәтип, бу зиярәт гурупписи тәркибидә михайил брандиниң болмаслиқини шәрт қилған.
Д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди бу мәсилигә инкас билдүрүп, хитайниң михайил брандиниң тибәт вә уйғур диярини зиярәт қилишини чәклишиниң өз қилмишлирини йошурушни мәқсәт қиливатқанлиқини әскәртти.
Михайил биранди хитайниң өзини чәкләш мәсилисигә изаһат берип, илгири хитай һөкүмитиниң германийәдики әлчилири арқилиқ өзини “германийә тибәт һәрикити” тәшкилатидин узақ тутушни тәләп қилғанлиқини, әмма өзиниң йеқинда бу тәшкилатниң бир йиғилишиға қатнишип сөз қилғанлиқини, хитайниң буни баһанә қилип, зиярәт өмики тәркибидә өзиниң болмаслиқини шәрт қилғанлиқини, хитайниң өзиниң нәдә, немә қилишиға арилишишиниң әмәлийәттә йолсизлиқ болидиғанлиқини билдүргән.
Долқун әйса әпәнди бу тоғрисида тохтилип, михайил бирандиниң илгири уйғур вә тибәт мәсилисидә очуқ пикир баян қилған бир зат икәнликини, хитайниң униңдин өч еливатқанлиқини тилға алди.
Михайил бранди германийә авазиниң зияритини қобул қилғанда техиму қаттиқ қилип мундақ дәйду: “хитайниң германийәдики ишларға арилишиш һоқуқи йоқ. Биз хитайниң ишлиримизға шәрт қоюшини қобул қилалмаймиз. Хитай һөкүмити бәлким ‛германийә кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм гурупписи михайил болмиса, биз бу зиярәтни бикар қилимиз дәйду, шуниң билән бу зиярәт әмәлдин қалиду‚ дәп ойлаватқан болуши мумкин. Һәргиз ундақ болмайду. Мән болмисамму бизниң кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм гуруппимиз парламентниң қарариға бинаән үрүмчи вә ласани зиярәт қилишни давамлаштуриду.”
Германийә христиан демократлар партийисиниң биримен парламентидики вәкили улрике ханим бу хусуста тохтилип, тибәт вә уйғур диярида давам қиливатқан инсан һәқлири дәпсәндичиликини бүгүн пүтүн дуняниң билишкә башлиғанлиқини, хитайниң буни йошурупму йошуруп болалмайдиғанлиқини, германийә парламенти кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитетиниң пүтүн дунядики езиливатқан милләтләргә игә чиқиш мәҗбурийити барлиқини тилға алди һәмдә хитайни йолсизлиқта әйиблиди.
Германийәдики уйғур җамаәт әрбаблиридин аблимит турсун әпәндиму бу мәсилә һәққидә ипадә билдүрүп, хитайниң униң зияритини чәклишиниң маһийәттә өзиниң дектатурлуқ тәбиитини ашкарилайдиғанлиқини илгири сүрди.
Хитайниң михайил бирандиниң хитайға киришини чәклиши, долқун әйсаниң һиндистанға киришини тосуп қилиш қилмиши билән охшашлиққа игә болуп, бу хусуста пикир баян қилған долқун әйса әпәнди, һиндистан мәтбуатлирида бу һәқтики муназириләрниң һелиму давам қиливатқанлиқини тилға алди.
Михайил бранди өзиниң мухбирларға қилған сөзидә йәнә, хитайда күнсери ешип бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә хитайниң германийә парламент әзалириға тутуватқан бу хил йолсиз муамилилириниң, ақивәттә икки дөләт оттурисидики мунасивәтни әң төвән дәриҗигә чүшүрүшкә йол ачидиғанлиқини алаһидә тәкитләйду.