Рабийә қадир ханим: хитайниң һәрбий маневири өзиниң әндишиси вә хәлқимизниң күч-қудритиниң намайәндиси
2016.08.16

Хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, хитай қораллиқ күчлири 14-авғусттин 16-авғустқа қәдәр уйғур районида аталмиш террорлуққа қарши һәрбий маневир өткүзүп, учқучисиз айропилан қатарлиқ 21 хил һәрбий қоралини синақ қилған. Бүгүн бу һәқтә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим радийомизда позитсийә билдүрүп, хитайниң мәзкур маневириниң мәқсити райондики хәлқни зораванлиқ йолиға күшкүртүш вә мәҗбурлаш дәп тәнқид қилди. У йәнә “хитай бу маневир арқилиқ өзлириниң райондики һакимийәт әндишисини вә бу әндишиси арқилиқ уйғурларниң күрәштә һәққаний тәрәп икәнликини етирап қилди вә ашкарилиди” деди.
Рабийә ханим баянатида алди билән уйғур районидики зиддийәтниң йилтизи үстидә пикир баян қилип мундақ деди: “хитай дөләт һакимийити уйғурларға теңилған, мәҗбурланған бир һакимийәт, шәрқи түркистан бесивелинған бир земин, шуңа уйғурларда хитайға қарши шиддәтлик бир наразилиқ вә нәпрәт барлиқи бир реаллиқ.”
Рабийә ханимниң баян қилишичә, хитай районни ишғал қилғандин та һазирғичә пүтүнләй уйғурларни йоқ қилишниң барлиқ тәдбирлирини қоллинип кәлди, шундақ болғини үчүн, уйғурларниң хитай һакимийитигә җан-җәһли билән қарши икәнлики ениқ; әмма мәвҗут реаллиқлар сәвәбидин, уйғурлар, өз қаршилиқини йәрлик усуллар билән, иптидаий қораллар билән ипадиләп кәлмәктә. Хитайниң мана мушундақ бир вәзийәттики қарши күчкә, учқучисиз айропилан қатарлиқ заманиви қораллирини ишлитиши вә ишлитишни давам қилидиғанлиқини тәшвиқ қилиши, хәлқара қанунға вә уйғур миллитигә җәң елан қилғанлиқ. У мундақ деди: “бундақ вәһшийлик, уйғурларни зораванлиқ йолиға техиму қистайду вә мәҗбурлайду, бу маневир уйғурларни өйидин сөрәп ачиқип зораванлиқ йолиға иттириштин башқа нәрсә әмәс. Чүнки, һавада учуп йүргән учқучисиз айропиланларни, кочилирида көз-көз қилиниватқан отчачарларни көргән хәлқимиз, өзиниңла әмәс, кәлгүси әвладлириниңму тәқдиридин әндишә қилиду, тәбиий һалда өзини қоғдаш психикиси билән болсиму қаршилиқ һәрикәтлиригә қетилиду.”
Рабийә ханим йәнә, хитай бу һәрбий маневири арқилиқ өзиниң һәммигә мәлум һәрбий күчини әмәс, һәқ вә адаләт җәһәттики аҗизлиқиниму ашкарилиди дәп көрсәтти. У, хитайниң немә үчүн қоралсиз бир хәлққә, бунчә чоң заманиви қорал билән һәйвә көрситишиниң сәвәби үстидә тохтилип мундақ деди: “чүнки, хитай шәрқи түркистанда йиллардин бери өзлириниң қанчилик адаләтсизлик қилғанлиқини вә җинайәт өткүзгәнликини билиду, бу маневир бу нуқтидин ейтқанда, өзи садир қилған вәһшийликни унтумаслиқ, етирап қилиш. Әлвәттә һәр диктатор күчи хәлққә өзи салған зулумниң дәриҗисигә қарита тәйярлиқ һалитидә болиду.”
Рабийә ханим, бу маневир әйни вақитта уйғурларниң күч қудритини, йәни хитай һакимийитигә қарши күрәштә һәққаний тәрәп икәнликини испатлайду, деди. Ханимниң йәнә қаришичә, уйғурларда гәрчә һазирқи басқучта һәрбий қорал болмисиму, һәқсизлиққа қарши күчлүк иман вә етиқад барлиқини, улар тәврәнмәс бир ирадигә саһиб икәнликини, мана бу күчниң йиллардин бери хитай һөкүмитини хелила алақзадә қилғанлиқини илгири сүрди.
Рабийә ханим сөзиниң ахирида, хитай тәрәпни районда муқимлиқни шәкилләндүрүштә хата йолдин ваз кечишкә, зораванлиқни тохтитип, уйғур мәсилисини диалог йоли билән һәл қилишниң чарилири үстидә баш қатурушқа чақириқ қилди. Рабийә ханим райондики мәсилини һәл қилишниң тунҗи қәдими, бу милләтниң һәқиқий вәкиллири билән учришип уйғур хәлқиниң арзу-арманлирини йүз туранә аңлаш вә икки тәрәп арисида музакириләшкили болидиған ортақ нуқтилар үстидә издиниш дәп көрсәтти.