Хитай һөкүмити “коммунизм хитабнамиси” елан қилинғанлиқиниң 170 йиллиқини хатирилиди
2018.02.26
Анализчилар: 22-феврал, хитайниң “коммунизм хитабнамиси” ниң 170 йиллиқини хатирилиши мустәбит һөкүмранлиқини сақлаш қелишқа урунуш, дәп көрсәтти.
Бу йил 1-ай мәзгилидә, хитай һөкүмити коммунизмниң атиси дәп тәрипләнгән карл марксниң туғулғанлиқиниң 200 йиллиқиға атап ясиған һәйкәлни марксниң германийәдики юрти тйер шәһиригә совға қилған иди. Хитайниң мәзкур совғитиға қарита германийәдә муназирә күчийип, кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәр хил наразилиқ баянатлирини елан қиливатқан бир мәзгилдә, хитай таратқулирида 22-феврал пәйшәнбә күни, йәнә карл маркс вә униң сәпдиши енглис тәрипидин елан қилинған “коммунизм хитабнамиси” ниң 170 йиллиқи хитайда дағдуға билән хатириләнгәнлики һәққидики хәвәрләрниң елан қилиниши диққәт қозғиди.
Нөвәттә, германийәдә яшаватқан шотландийәлик сәнәткар вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси җое хамилтон әпәндиниң қаришичә, хитай коммунист һөкүмити күчәп тәшәббус қилиниватқан “коммунизм идийәси” вә 19-әсирдики карл марксниң “коммунизм хитабнамиси” бүгүнки германийәдә аллиқачан вақти өткән кона пәлсәпә болупла қалмастин, бәлки “коммунизм” аталғуси,германийәдә “реаллиқтин айрилған, һечқандақ реал әһмийити болмиған қуруқ сәпсәтә” вә “һакиммутләқ” лиқниң символи.
Җое хамилтон әпәнди мундақ деди: “хитай һөкүмити һазир карил маркс тәрипидин йезилған ‛коммунизм хитабнамиси‚ ниң 170 йиллиқини хатириләватиду. Аңлишимчә йеқинда йәнә карл марксниң туғулғанлиқиниң 200 йиллиқиму хитайда дағдуға билән хатириләнмәкчи икән. Әмма явропа дөләтлиридә кишиләрниң нәзиридә коммунизм нәзәрийәси вә сотсиялизм түзүми бир қабаһәтлик туйғу. Чүнки, тарихниң бизгә қалдурғини русийәдә қурулуп, аллиқачан парчилинип болған сабиқ советлар иттипақи вә шәрқий явропадики коммунизм идеологийәсини нәзәрийә қилған сотсиялистик дөләтләрдики, йәни явропада сансизлиған инсанларниң коммунизмниң зиянкәшликигә учриши вә һазирғичә кишиләр қәлбидики еғир җараһәт. Шәхсән мениң туйғумни сорисиңиз мән бундин 200 йил илгири яшиған карл марксни пәқәт бир илим адими, язғучи вә пәйласоп дәпла билимән. Униң нәзәрийәсиму аллиқачан вақти өткән вә өлгән бир нәзәрийә”.
Җое хамилтон әпәнди йәнә карл марксниң коммунизм нәзәрийәси вә вә сотсиялизмниң маһийити һәққидә тохтилип: “марксниң коммунизм нәзәрийәси русийәдә, хитайда базарға селинип, бу аталмиш сотсиялистик дөләтләр хәлқлиригә еғир күлпәтләрни елип кәлди, мав зедуң қатарлиқ диктаторларни дуняға кәлтүрди. Уларниң һаким мутләқлиқ сиясити бу дөләтләрдә хәлқниң әркинликини боғуп, сансизлиған коммунизм қурбанлирини барлиққа кәлтүрди” деди.
У йәнә сөзини давамлаштуруп, “мана һазир хитай һөкүмити йәнә марксниң ‛коммунизм хитабнамиси‚ ни көтүрүп чиқип, коммунизмни базарға селиватиду. Лекин, бүгүнки германийәдә вә явропа дөләтлиридә коммунизм нәзәрийәси вә сотсиялизм түзүмини кишиләр халимайду. Чүнки, бүгүнки инсанлар әркинлик,демократийә қаришиниң мәлум идеологийә тәрипидин контрол қилинишини халимайду. Шуңа германийәдә коммунизм нәзәрийәси базар тапалмайду, сотсиялизм түзүмигиму явропа дөләтлиридә орун йоқ” дәп тәкитлиди.
Германийәдики уйғур паалийәтчилиридин дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиму зияритимизни қобул қилип, өз қаришини оттуриға қойди.
Пәрһат муһәммиди әпәндиниң қаришичә, ши җинпиң дәвридә хитай коммунист һөкүмитиниң 19-әсирдә өткән маркс вә енглис тәрипидин оттуриға қоюлуп, хитай вә русийә қатарлиқ дөләтләрдики хәлқләрниң бешиға еғир күлпәтләрни салған һәм мәғлуп болуши испатланған “коммунизм хитабнамиси” йәнә көтүрүп чиқиши, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң өзиниң һөкүмранлиқини сақлап қелишқа урунуштур.
Пәрһат муһәммиди әпәнди йәнә германийәдә карл маркс вә униң коммунизм нәзәрийәсиниң германийәдә базири йоқлиғини билдүрүп, ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққандин кейин хитай һөкүмитиниң нөвәттә карил марксниң туғулғанлиқиниң 200 йиллиқини тәбрикләш намида униң һәйкилини германийәгә совға қилиш һәм униң “коммунизм хитабнамиси” ни хатириләш қатарлиқ паалийәтләр вә германийәгә иқтисадий җәһәттин сиңип кириш арқилиқ өз тәсирини кеңәйтишкә урунуватқанлиқини, әмма хитайниң бу урунушиниң германийәгә охшаш явропа дөләтлиридә үнүми йоқлиғини билдүрди.
Пәрһат муһәммиди әпәнди йәнә хитай коммунистлири һөкүмранлиқи дәвридә уйғурлар бешиға еғир күлпәтләр кәлгәнлики һәм келиватқанлиқини билдүрүп, болупму ши җинпиң һөкүмранлиқи дәвридә уйғурларниң коммунистик һакиммутләқлиқ түзүми вә хитай чоң милләтчиликиниң қош зулумиға учраватқанлиқини тәкитлиди.
Америкидики вәзийәт анализчилиридин “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәндиниң қаришичә,90-йилларда сабиқ совет иттипақиниң йимилириши билән русийә вә шәрқий явропадики коммунист һакимийәтләр ғулиған, хитайму иқтисадий ислаһат йолиға меңип, мав зедоң дәвридики коммунизм идийәси суслашқан вәзийәт шәкилләнгән болсиму, әмма ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққандин кейин униң қайтидин коммунизм тәшәббусини күчәйтишидә өзиниң һакиммутләқ вә бир партийәлик түзүмини күчәйтишни мәқсәт қилған.
Ху пиң әпәндиниң қаришичә, бу, коммунизмниң қурбанлири әң көп дөләтләрниң бири болған хитайда кишилик һоқуқ вәзийитиниң йәниму яманлишиши вә хитайда коммунистик түзүми вә хитай шавинизминиң қош зулумиға учраватқан уйғур тибәт қатарлиқ хитай болмиған милләтләр вәзийитиниң йәниму яманлишишиниң бешарити дейиш мумкин.
Ню-йорк шәһәр университетиниң сиясий пәнләр профессори ша миң әпәндиниң қаришичә болса, нөвәттә хәлқарада хитайда һакиммутләқ вә бийократ сиясәт йүргүзүш билән тәриплиниватқан ши җинпиңниң аталмиш “коммунизм нәзәрийәси” ни күчәйтишни қайтидин тәкитлиши, хитай коммунист һакимийитини давамлиқ сақлап қелишқа урунуштин башқа нәрсә әмәс.
Ша миң мундақ деди: “бир җүмлә сөз билән ейтқанда ши җинпиңниң бүгүнки күндиму коммунизм нәзәрийәсини тәкитлиши өз һөкүмранлиқини сақлап қелишнила мәқсәт қилған дейишкә болиду. Чүнки, ши җинпиңниң һазир әң еһтияҗлиқ болғини йәнила өз һакимийитини мустәһкәмләш. Компартийә хитайда 70 йилға йеқин һөкүмранлиқ қилиш җәрянида коммунизм нәзәрийәсидин ваз кечәлмиди. Чүнки, хитай коммунист һөкүмити үчүн башқа нәзәрийә асасиму йоқ. Бүгүнки күндә ши җинпиң йеңи бир нәзәрийә асасиниму тапалмиди, шуңа у йәнә марксизм нәзәрийәсини қайтидин тәшәббус қилиш арқилиқ хитай хәлқигә коммунизм тәшвиқатини күчәйтип, өз һакимийитини мустәһкәмләш. Бу арқилиқ хитай дөлити дуч келиватқан еғир иқтисадий кризистин қутулуш, өзиниң һөкүмранлиқ орнини сақлап қелиш”.
Ша миң әпәнди йәнә йәнә ши җинпиң дәвридә хитайниң дөләт ичидә кишилик һоқуқ әркинлики,диний әркинлик, ахбарат әркинлики, пикир әркинлики қатарлиқлар техиму қаттиқ чәклинип, хитайдики уйғур, тибәт қатарлиқ хитай болмиған хәлқләргә қаритилған сиясий, диний мәдәнийәт бастурушиниң тарихтики әң еғир дәвргә қәдәм қойғанлиқини тәкитлиди. У хитай компартийәсиниң өз һакимийитини мустәһкәмләштә, марксизм тәлиматини қайтидин нәзәрийә асаси қиливатқан болсиму, әмма хәлқараға өз тәсирини көрситәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.
Ша миң әпәндиниң қаришичә, ши җинпиң һазир “хитай чүши” йәни “бир бәлвағ бир йол” истратегийәсини көтүрүп чиқип, хитайниң хәлқаралиқ тәсирини күчәйтиш вә хитайни дунядики күчлүк дөләткә айландурушни мәқсәт қилған. Әмма ши җинпиң аталмиш “хитай чүши” ни ғәрб дунясида аллиқачан вақти өткән коммунизм нәзәрийәсигә бағливалғини үчүн,кишилик һоқуқ вә ғәрб қиммәт қариши тәкитлиниватқан ғәрб дөләтлиригә хитай һөкүмитиниң өз тәсирини кеңәйтиш чүши ахирқи һесабта мәғлубийәт билән аяғлишиду.