Хитайда 1-марттин башлап интернет қолланғучиларни йәниму илгириләп назарәт қилиш башланди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.03.03
tibet-intenet-qollunush.jpg Тибәт яшлар қурултийиниң лидери фейсбукта өзигә от қоюп хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүргән тибәт пуқраси тоғрисида учур йоллимақта. 2012-Йили 28-март. Һиндистан.
AFP

Мартниң 1-күнидин башлап хитай йәнә “интернет торидики абонтларниң исмини башқуруш бәлгилимиси” ни рәсмий йолға қойди. Бәлгилимигә асасән микро блог, үндидар, қ қ, мунбәр қатарлиқлардики һесабат номуриға 9 түрлүк шәрт қоюлидикән. Уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилири болса хитай һөкүмитиниң интернетқа қаратқан қамалиниң күчийиши йәниму конкретлаштурулушиниң уйғур елидә техиму көп уйғур тор қолланғучилириниң назарәт қилиш, тутқун қилиш обйектиға айлинишидин дерәк беридиғанлиқини илгири сүрмәктә. Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрә мәлумат бериду.

Йеқинқи икки күндин буян микроблог вә үндидар қатарлиқ иҗтимаий алақә васитилирини қолланғучилар хас тор бошлуқлирида “җиддий агаһландуруш”, “диққәт қилиш” қа охшаш учурлар җиддий тарқилип тор дунясини башқидин сүр пәйда болмақта. Инкаслардин абонтларда пәйда болған бу җиддийчиликниң мартниң 1-күнидин башлап хитай йәнә “интернет торидики абонтларниң исмини башқуруш бәлгилимиси” рәсмий йолға қоюш уқтурушидин пәйда болған инкас икәнлики мәлум.

Хитай һазир дунядики тор қолланғучилар сани әң көп дөләт болуп, таратқуларда йеқинда хитайдики тор қолланғучилар саниниң 650 милйондин ашқанлиқи билдүрүлгән иди. Шундақ болушиға қаримай хитайниң иҗтимаий алақә учур васитилиригә вә интернет қолланғучилириға болған назарәтни техиму көп чарә тәдбирләр билән күчәйтмәктә. Бәзи мәнбәләрдә хитай һөкүмитиниң 2 милйондин артуқ адәмни ишқа селип, микро блог қатарлиқ електронлуқ алақә васитилиридики учур, мақалә, язмиларни назарәт қилидиғанлиқи ашкариланған иди.

Хитай һөкүмити бу нөвәт 3-айниң 1-күнидин башлап йеңидин йолға қойған интернет торидики абонтларниң исмини башқуруш бәлгилимисигә асасән, “тордашлар интернет тор учур мулазимитигә ройхәткә алдурғанда қоллинидиған һесабат абонт нами төвәндики 9 түрлүк шәрткә уйғун болуши керәк. Йәни, асасий қанун вә қанунлардики бәлгилимигә хилаплиқ қилишқа болмайду; дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзүшкә, дөләт мәхпийәтликини ашкарилашқа, дөләт һакимийитини ағдуруп ташлашқа урунушқа, дөләтниң бирликини бузушқа йол қоюлмайду; милләтләр арисида қутратқулуқ қилишқа, миллий кәмситиш қилишқа, милләтләр иттипақлиқиға зиян йәткүзидиған ишларни қилишқа болмайду; шәһванийлиқ, ишқвазлиқ, қимар ойнаш, зораванлиқ, қатиллиқ қатарлиқ мәзмунларни тарқитишқа болмайду; әгәр хилаплиқ қилинса, муддәт бәлгиләп өзгәртиш, вақитлиқ ишлитиштин тохтитиш вә тизимдин чиқириветиш чариси көрүлиду ” дәп бәлгиләнгән.

Ши җинпиң тәхткә олтурғандин кейин интернетни башқуруш вә чәклимә қоюшни ашуридиған мәхсус қанун маддилирини елан қилған иди. У маддиларниң биридә интернетта өсәк сөз тарқатқанларға 3йилдин 10 йилғичә қамақ җазаси бериш бәлгиләнгән болуп. Йеқиндин буян тор, иҗтимаий учур алақә васитилиридә диний мәзмундики учурларни көргәнлики яки чаплиғанлиқи үчүнла техиму көп уйғурларниң җазаға учрап әркинликидин мәһрум қилиниватқанлиқи мәлум. 2009-Йили 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин интернет тор бәт қурғучи вә тор бәт язғучилиридин ниҗат азад, дилшат пәрһат, ғәйрәт нияз, илһам тохти қатарлиқ нурғун зиялийларни түрмигә солап, уйғур интернет торбәтчиликигә еғир зәрбә бәргән иди.

Хитайниң интернет мәсилилирини көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайниң әнә шундақ интернет қамалиниң әң йеқинқи зиянкәшликигә учриғучиси болса “йәкән вәқәси” һәққидә өсәк сөз тарқитиш билән қолға елинған 22 яшлиқ абабәкри реһимдур.

Март ейидин башлап интернет қолланғучилириға қоюлған йеңи чәклимә вә назарәт қилиш бәлгилимилири һәққидә дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди бүгүн радиомизға баянат берип, дуня җамаәтчиликини уйғурларниң интернетта учурға ешишиш вә сөз-пикир әркинликиниң хитай һөкүмити тәрипидин еғир чәклимигә учраш, техиму хәтәр астида қалғанлиқидәк мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди:

Мәлум болушичә, уйғур аптоном районидики сақчи даирилири 2014-йил бир йил ичидә тор сақчилири арқилиқ 5000 кишини из қоғлап тутқун қилған. Йеқинда йәнә уйғур аптоном районлуқ җ х назарити 2015-йилида интернет -учур системисини мукәммәлләштүрүп, тор сақчилири арқилиқ җинайәт гумандарлирини тутуш һәрикитини күчәйтидиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.