Хитай көчмән нопуслири уйғур елигә юқири турмуш имтиязлири билән кәлмәктә
2018.06.11
Йеқинда, хитайниң сина блогида елан қилинған бир хәвәрдә хитай һөкүмитиниң хитай көчмән аһалиләргә уйғур елидә терилғу йәр, туралғу өй, иҗтимаий саламәтлик суғуртиси, һәқсиз маарип қатарлиқ зор имтиязларни берип йөткәватқанлиқи ашкариланған иди. Хитай һөкүмити уйғур елидә бир милйондәк кишини қайта тәрбийә лагерлириға соливалған бир пәйттә, ичкири өлкиләрдин көчмән йөткәшниң тезләштүрүлүши көзәткүчиләрниң күчлүк диққитини қозғиди.
Өткән җүмә күни, хитайниң сина торида гәнсу өлкисиниң диңши дегән интайин намрат бир йезисидин уйғур елигә көчүрүлгән вә у йәрдә тәйяр өй-земин, терилғу йәр вә башқа имтиязларға еришип баяшат турмушқа еришкән бир хитай аилисиниң һекайиси баян қилинған рәсимлик хәвәр елан қилинди. Сина ториниң хәвиридә бу йил 8-апрел күни уйғур райониниң тумшуқ шәһиридики биңтуән 50-полкиға келип орунлашқан бир хитай деһқан аилисиниң һәқсиз 70 мо терилғу йәр, йеңи селинған қору-җайға еришкәнлики, униңға йәнә зөрүр аилә җаһазлири вә турмуш буюмлириниң һәқсиз толуқлап берилгәнлики, балисиниң 15 йиллиқ һәқсиз маарипқа орунлаштурулғанлиқи баян қилған.
Даириләрниң бу хәвәрни йәниму көп хитай көчмәнлирини уйғур елигә көчүп беришқа қизиқтуруш, уларни җәлп қилиш мәқсити билән елан қилғанлиқи ениқ болсиму, әмма бу хәвәр охшаш вақитта чәтәлләрдики уйғурлар арисида күчлүк инкас қозғиди.
Америка уйғур бирләшмиси рәиси илшат һәсән әпәнди бүгүн радийомизға қилған сөзидә, өзиниң бу хәвәрни көргәндин кейин интайин әпсусланғанлиқини, хәвәрдә хитай һөкүмитиниң уйғурларни бу земиндин сүпүрүп ташлаш мәқситиниң интайин рошән ипадиләнгәнликини билдүрди.
Сина тор бетидики юқиридики хәвәрдин мәлум болушичә, хитайниң уйғур районидики “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” 2017-йили 2-айдин башлап биңтуәнниң һәр қайси девизийә, полклириға ичкиридин хитай деһқанлирини қобул қилиш программисини йолға қойған. Мәзкур программа нишанлиқ һалда гәнсуниң намрат районлиридики хитай деһқанлирини йөткәшкә қаритилған болуп, программиға асасән хитай деһқанлири уйғур райониға пиланлиқ, тәшкиллик вә көләмлик йөткәп ишқа орунлаштурулушқа башлиған.
Америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси һенрий шаҗески радийомизға қилған сөзидә, гәрчә хитай компартийәси 1950-йиллардин бери уйғур дияриға аһалә көчүрүш сияситини йүргүзүп келиватқан болсиму, әмма һазирқидәк бир вәзийәттә бу пәрқниң интайин зорлуқини билдүрди. У сөзидә мундақ деди: “синадики бу хәвәрдин биз хитай һөкүмити ахбаратлириниң уйғур елигә көчмән көчүрүш сияситини очуқ-ашкара елип беришқа башлиғанлиқини көрүвалдуқ. Әлвәттә бу сиясәтму хитай бурундин тартип йүргүзүп кәлгән нопус көчүрүш сияситиниң давами. Хитай һөкүмити уйғурларни ичкири өлкиләргә әвәтип, бир яқтин хитай көчмәнләрни бундақ яхши имтиязлар билән уйғур елигә җәлп қилиши арисида интайин зор пәрқлиқ муамилә барлиқини көрүватимиз. Бу һазирқидәк бир милйонға йеқин киши уйғур елидә йепиқ тәрбийә лагерлириға соланған бир мәзгилдә йүз бериши кишини толиму биарам қилиду.”
Техи бу йил 2-айда уйғур районидики һөкүмәт таратқулири хәвәр тарқитип, уйғур елиниң җәнубидики 3 вилайәт бир област миқясида җәмий 4 милйон 47 миң мо йәрни йиғивелип қайтидин тәқсимләйдиғанлиқини уқтурған иди. Мәзкур хәвәрдә бу сиясәт “шу җайлардики йәр аз, адәм көп болуш мәсилисини һәл қилиш” вә “намратлиқниң йилтизиға палта уруш” дәп тәсвирләнгән. Әмма чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, 1950-йилларда елип берилған “йәр ислаһати” да терилғу йәрләр намда байларниң қолидин намратларниң илкигә өткән болсиму, маһийәттә йәрлик аһалиләрниң қолидин дөләтниң қолиға, йәни дөләтниң қурғучиси вә игиси болған хитай миллитиниң қолиға өткән. Арқидин йәнә, бу йил 4-айда “тәңритағ тори” да елан қилинған бир хәвәрдә, тарим бостанлиқидики йеңидин бәрпа болған тумшуқ шәһиригә қарашлиқ 3-девизийә тәвәсидики уйғур деһқанларниң “намратлиқтин қутулдуруш” шоари астида қошна биңтуәнләрдики хитайлар арисиға көчүрүлүватқанлиқи мәлум болған иди.
“тәңритағ тори” ниң 12-апрел күни елан қилинған ушбу хәвиридә ейтилишичә, 3-девизийә тәвәсидики уйғур деһқанларниң бирнәччә модинла йәрлири болуп, йери аз уйғур деһқанлири “көп миқдарда терилғу йәр берилиду” дегән нам астида қошна “биңтуән” ротилиридики йәрләрни теришқа йөткәлгән. Һенрий шаҗески әпәнди юқиридики хәвәрләр елан қилинип узун өтмәйла сина тор бетидики бу гәнсулуқ хитай деһқанлириниң тумшуққа 70 мо йәр һәдийә қилиниш арқилиқ көчүрүлүватқанлиқиниң ашкарилиниши уйғурларниң яшаш һоқуқиға очуқ-ашкара бузғунчилиқ қилиниватқанлиқини көрситип бәрмәктә, деди. У мундақ деди : “хитай һөкүмити уйғур елидә б д т ниң алақидар қанунлириға очуқ-ашкара хилаплиқ қилмақта. Биринчиси, уйғурларниң өз земинида иш тепиши, йәргә еришиши вә яки қәрз елиши қатарлиқлар интайин қейин болуш бир вақитта, хитай һөкүмити очуқ-ашкара һалда хитай көчмәнлирини көчүп келип һөкүмәтниң имтиязлиридин бәһримән болушқа риғбәтләндүрүватиду. Иккинчиси, уйғурлар өзлириниң һаятиға мунасивәтлик қарарларда сөз игиси болалмайватиду. Үчинчиси, хитай һөкүмити юқиридин биваситә һалда сиясәт чүшүрүп уйғурларни асимлатсийә қилиш мәқсәт қилинған сиясәтлирини мәқсәтлик, пиланлиқ һалда иҗра қилип уйғурларниң һаятиға еғир зиянларни салмақта. Мана булар һәммиси хитай һөкүмитиниң хәлқара қанунларға еғир һалда хилаплиқ қиливатқанлиқини көрситип турмақта”.
Анализчиларниң ейтишичә, хитай даирилири уйғур дияриниң җәнубидики қәшқәр, хотән, қизилсу, ақсу қатарлиқ уйғурлар нопус җәһәттә мутләқ көп санлиқни тәшкил қилидиған районларни биңтуәнниң техиму кеңийиш нуқтисиға айландурған. Бу районлардики пуқраларниң 4 милйон модин артуқ йәрлирини мусадирә қилип, уни қайта тәқсим қилиш нишаниниң тәркибидә әнә шу гәнсу қатарлиқ өлкиләрдики хитай аһалилирини көчүрүп чиқип уларға тәқсим қилишниңму барлиқи сина торидики хәвәрдин ашкариланди. Хитай аһалилириниң уйғур диярида зор миқдарда йәргә игә болуши, йәни йәр һөддигә елишини һөкүмәт тәрәптин қоллаш илигиридин мәвҗут болуп, “шинҗаң гезити” ниң йеқинқи бир санида, хотәнниң керийә наһийәсидики ләңгәр кәнтигә 2012-йили кәлгән бир хитай деһқанниң бу кәнттики 700 мо бағлиқ йәрни һөддигә елип, йәр игиси вә бу җайдики байларниң биригә айланғанлиқиму хәвәр қилинған иди. Вәһаләнки, 2018-йили, йәрләрни ениқлап, мусадирә қилип, йери йоқ яки аз кәмбәғәлләргә тәқсим қилиш хизмитидә мәзкур хитай деһқанниң 700 мо йериниң қайтуруп елинмиғанлиқи мәлум. Бу йәрләр қайтурувелинған 4 милйон 47 миң мо йәрниң қатариға кирмигән.
Дәрвәқә, нурғун көзәткүчиләр, хитай һөкүмитиниң хитай аһалилирини уйғур райониға көчүрүп, уйғурларни түрлүк сәвәбләр билән ичкиригә йөткәш, уйғурларни өз юртлирида нопус җәһәттә тарқақлаштуруш вә азлитиш, уларни яшаватқан йәрлиридин йөткәп, уларниң маканлириға хитай нопусини орунлаштуруш қатарлиқларниң уйғурларни ахирида қәдәмму-қәдәм ассимилятсийә қилиш мәқсити билән мунасивәтлик икәнликини илгири сүрүп кәлди.
Йеқинда, америка җорҗ вашингтон унвреситетиниң профессори шан робертс әпәнди “хитай архиплири” журнилиға қилған сөзидә хитай һөкүмитиниң уйғур елидики сиясәтлирини хәлқара бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә җазалаш һәққидики хитабнамисидә бекитилгән маддиларға асасән, бир милләткә пәқәт кәң көләмлик қирғинчилиқ елип беришла әмәс, һалбуки шу хәлққә җисманий вә роһий җәһәттин еғир зиян йәткүзүш, уларниң турмуш вә яшаш усулиға бузғунчилиқ қилишниңму ирқий қирғинчилиқ категорийәсигә киридиғанлиқини билдүргән. Шундақла бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ комитети, йәрлик хәлқләр мунбири вә б д т ирқий қирғинчилиқтин сақлиниш вә җазалаш мәсилилири ишханиси қатарлиқларниң бу мәсилини хитай һөкүмитидин сүрүштә қилишқа йетәрлик асаси барлиқини тәкитлигән иди.