Хитайдики нопус қериш мәсилиси вә әмгәк күчиниң азийиши диққәт қозғимақта
2015.12.15
Дуня банкисиниң доклатиға қариғанда, нопус қериши сәвәбидин хитай кейинки бир қанчә он йил ичидә 90 милйондин артуқ иш күчидин айрилип қалидикән. Дуня банкиси мутәхәсисилири хитайниң бай болуштин аввал қерип кетидиғанлиқини илгири сүргән. Бирақ, хитай болса нопус қеришиниң хитайниң тәрәққиятиға тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини билдүрмәктә.
Дуня банкиси 9 - декабир күни шәрқий асия вә тинч окян районидики әмгәк күчиниң азийишиға аит бир доклатини елан қилди. Доклатқа асасланғанда, бу районлардики нопус қериши дуняниң башқа һәрқандақ районидин бәк тез болуп, бу аммиви малийә вә сәһийә хизмәтлири үчүн хәвп һасил қилмақтикән. Шәрқий асия вә тинч окян районидики 65 яш вә униңдин юқириларниң омумий сани 211 милйон болса, буниң ичидики 130 милйони хитайда икән. Йәни, хитайдики яшанғанларниң нисбити бу райондикиләрниң 36 пирсәнтини игиләйдикән. Дуня банкисиниң ейтишичә, һазир бу райондики қериш сүрити тез болуп, мушу бойичә һесаблиғанда 2015 - 2034 йиллири арисида нопус һәр 5 йилда 22 пирсәнт қерийдикән.
Доклатта ейтилишичә, қериған нопус аммиви хираҗәтни ашуруветидиған болуп, әгәр бу җәһәттики сиясәтләрдә ислаһат елип берилмиған тәқдирдә параванлиқ хизмәтлиригә кетидиған расхот 10 пирсәнтлик сүрәт билән өрләп маңидикән. Дуня банкисиниң шәрқий асияға мәсул башлиқи аксел ванн параванлиқ расхотлириниң өсүши байрақ дөләтләргә бәк тәсир пәйда қилмиған билән, шәрқий асиядики дөләтләргә көрситидиған тәсириниң көрүнәрлик болидиғанлиқини, шуңа уларниң бу җәһәттики сиясәтлиридә ислаһат елип берип, җамаәт параванлиқ хизмәтлирини ислаһ қилиши, аммиви хизмәтләрниң баһасини мувапиқлаштуруши вә омумий хәлқниң сағламлиқ еңини ашуридиған узун муддәтлик пиланларни йолға қоюши керәкликини билдүргән.
Нопус қериши охшаш вақитта әмгәк күчигиму тәсир көрситидиған болуп, 2010 - 2040 - йиллири арисида пәқәт хитайниң өзила 90 милйондин артуқ әмгәк күчидин айрилип қалидикән. Хитайда һазир 65 яш вә униңдин юқириларниң сани 114 милйон болуп, тәрәққий қиливатқан дөләтләр арисидики яшанғанлар сани әң көп дөләт һесаблинидикән. Хитайда тунҗи қетим 2012 - йили әмгәк күчи нисбити төвәнлигән, шуниңдин бери һәр йили бу рәқәм кәйнигә чекинип маңмақтикән.
С н н теливизийиси бу һәқтики хәвиридә, хитайда иқтисадтики астилаватқан вә иқтисадий кризислар йүз бериватқан бир шараитта хитай һөкүмитиниң өзидики нопус қериш вә әмгәк күчи азийиш мәсилисиниму етирап қилидиғанлиқини билдүргән. Улар бу һәқтики хәвиридә “хитайниң демографийисдики бу хил өзгириш хитайниң һөкүмәт расхоти, әмгәк күчиниң ишләпчқиришчанлиқи, иҗтимаий параванлиқ расхотлири вә сәһийә хизмәтлириниң малйисидики артишиға охшаш мәсилиләрни пәйда қилиши мумкин” дәп баян қилған. Дуня банкиси елан қилған доклатниң асаслиқ язғучиси филип окифи болса сөзидә “хитай бай болуштин аввал қерип кетиду” дегән.
Бирақ, хитай һөкүмитиниң авази болған шинхуа агентлиқи болса буни рәт қилип, яшанған нопусниң хитайниң тәрәққиятиға көп тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини ейтти. Шинхуа агентлиқи 15 - декабир күни елан қилған хәвиридә, гәрчә нопус қериш вә әмгәк күчидики азийиш мәсилисини қобул қилған болсиму, әмма хитайдики әмгәк күчиниң мәдәнийәт сапасиниң барғансери юқири өрләватқанлиқини вә бир қанчә он йилдин буянқи пул аманитидики нисбәтниң муқим болғанлиқини, шуңа юқиридики бу икки мәсилиниң хитайниң иқтисадий зорийишиға зор тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини ейтқан.
Хитай һөкүмити техи йеқинда “бир пәрзәнт көрүш түзүми” ни бикар қилғанлиқини җакарлиған иди. С н н теливизийисиниң ейтишичә, хитай һөкүмити бу қарарни юқирики нопус қериш вә әмгәк күчи мәсилисини һәл қилиш үчүн чиқарған болсиму, әмма хитай кечикип қалған. С н н теливизийиси бу һәқтә мутәхәсссиләрниң сөзини нәқил қилип туруп, “хитай һөкүмити елип барған бу сиясәт өзгириши толиму кечиккән һәм йетәрлик әмәс. У иқтисадқа йеқин заманда ярдәм берәләйдиғандәк әмәс. Чүнки йеңи сиясәт астида туғулған балиларниң чоң болуп, әмгәк күчи сепигә қошулушиға техи нәччә он йил кетиду” дегән.
Дуня банкиси болса асиядики хитайға охшаш бундақ нопус қериш мәсилиси көрүлүватқан дөләтләрниң һалқилиқ бир пәйттә туруватқанлиқини әскәртип, тоғра сиясий таллашлар арқилиқ тинч бир өзгиришни әмәлгә ашуруши керәкликини әскәрткән.